Лавийлар 14:1—57
14 Йәһва Мусаға сөзләп, мундақ деди:
2 «Мана, мохо адәмни тазилаш тоғрисида қанун: уни роһанийниң алдиға әкелиду.
3 Роһаний стандин чиқип, уни қарап байқайду, әгәр мохо киши кесилидин сақайғинини көрсә,
4 роһаний у киши үчүн икки һалал тирик қушни, седир дәриғиниң парчисини, қирмизи жипни вә зупани әкелишкә буйруйду.
5 Андин роһаний бир қушни булақ сүйи бар сапал қачиниң үстидин боғузлашни буйриду.
6 Өзи болса у тирик қушни, седир дәрәқниң парчисини, қирмизи жипни вә зупани елип, уларни вә тирик қушни булақ сүйиниң үстидә боғузланған қушниң қениға чилап,
7 моходин тазилиниватқан адәмгә йәттә қетим сепип, уни пак дәп җакалайду вә тирик қушни далаға қоюветиду.
8 Тазилиниватқан киши кийимлирини жуюп, чачлириниң барлиғини қирип чүшүрүп, суда жуюнуп таза болиду. Андин у станға кирсә болиду, лекин өз чедириниң сиртида йәттә күн яшайду.
9 Йәттинчи күни у барлиқ чачлирини чүшүрүп: бешини, сақал-бурутини, қашлирини вә кийимлирини һәм тенини суда жуйиду. Шундақ у тазилиниду.
10 Сәккизинчи күни у икки нуқсансиз әркәк қозини вә нуқсансиз бир чиши қозини, нан һәдийәси сүпитидә буғдай униниң зәйтун мейи қуюлған бир ефасиниң ондин үч қисмини вә зәйтун мейиниң бир логини — йәни литрниң бирдин үч қисмини — алиду.
11 Тазилаватқан роһаний тазилиниватқан адәмни мошу нәрсиләр билән Йәһва алдиға муқәддәс чедирниң киришидә турғузиду.
12 Роһаний бир қозини елип, уни әйип қурбанлиғиға вә зәйтун мейиниң бир логини Йәһва алдида силкитип әкелиду.
13 Қозини гуна вә қөйдүрмә қурбанлиқлирини боғузлайдиған муқәддәс җайда боғузлайду, чүнки бу әйип қурбанлиғи гуна қурбанлиғи охшаш роһанийға тәәлуқ: бу улуқ муқәддәслик.
14 Роһаний әйип қурбанлиғиниң қенини елип, тазилиниватқан кишиниң оң қулиғиниң юмшиғиға, оң қолиниң бармиғиға вә оң путиниң бармиғиға сүркәйду.
15 Роһаний зәйтун мейиниң логидин сол алқиниға майни қуйиду.
16 Сол алқинидики майға оң бармиғини тәккүзүп, бармиғи билән йәттә қетим Йәһваниң йүзи алдида сепиду.
17 Алқинида қалған майни роһаний тазилиниватқан кишиниң оң қулиғиниң юмшиғиға, оң қолиниң чоң бармиғиға вә оң путиниң чоң бармиғиға, әйип қурбанлиғи сүркәлгән җайға сүркәйду.
18 Алқинида қалған майни роһаний тазилиниватқанниң бешиға сүркәп, уни Йәһва алдида пак қилиду.
19 Андин роһаний гуна қурбанлиғини әкелип, тазилиниватқанни униң паскинчилиғидин тазилайду, кейин көйдүрмә қурбанлиғини боғузлайду.
20 Роһаний көйдүрмини вә нан һәдийәсини қурбангаһқа қойиду. Шундақ қилип роһаний уни тазилайду вә у киши пак болиду.
21 Әгәр у киши гадай болуп, йетишмәслиги болса, у чағда өзини тазилаш үчүн, у бир қозини силкитиш әйип қурбанлиғиға бәрсун, шундақла зәйтун мейи қуюлған буғдай уни ефасиниң ондин бир қисмини нан һәдийәси үчүн вә зәйтун мейиниң бир логини,
22 қоли йәткән икки пахтәк яки икки яш кәптәрни, уларниң бирси гуна қурбанлиғи, бирси көйдүрмә үчүн бәрсун.
23 Буниң һәммисини роһанийға тазилинишиниң сәккизинчи күни муқәддәс чедирниң киришигә Йәһва йүзиниң алдиға елип кәлсун.
24 Роһаний болса әйип қурбанлиғиниң қозисини вә зәйтун мейиниң логини елип, Йәһва алдида силкитип буларни тәғдим қилиду.
25 Қозини әйип қурбанлиғиға союп, роһаний униң қенидин елип, тазилиниватқанниң оң қулиғиниң юмшиғиға, оң қолиниң чоң бармиғиға вә оң путиниң чоң бармиғиға сүркәйду.
26 Роһаний зәйтун мейини сол алқиниға қуйиду.
27 Сол алқинидики майдин роһаний оң бармиғи билән Йәһваниң йүзи алдида йәттә қетим сепиду.
28 Роһаний алқинидики майдин елип, тазилиниватқанниң оң қулиғиниң юмшиғиға, оң қолиниң чоң бармиғиға вә оң путиниң чоң бармиғиға, әйип қурбанлиғиниң қени бар җайға сүркәйду.
29 Алқинида қалған майни роһаний тазилиниватқанни Йәһва алдида пак қилиш үчүн, униң бешиға сүркәйду.
30 Андин тазилиниватқанниң қоли йәткән пахтәкниң бирсини яки яш кәптәрниң бирсини,
31 униң қоли йәткән бир қушни гуна қурбанлиғи, йәнә бирсини көйдүрмигә нан һәдийәси билән әкәлсун. Шундақ қилип роһаний тазилиниватқан кишини Йәһва алдида пак қилиду.
32 Мана, моходин тазилиниватқан гадай киши тоғрилиқ қанун».
33 Йәһва Худа Муса билән Һарунға сөзини давам қилип, мундақ деди:
34 «Мән силәргә егиләшкә бериватқан Қанан йеригә киргиниңларда, Мән шу йәрдә өйүңларға мохо ярисини салғанда,
35 шунда өйигә мохо чүшкән адәм роһанийға берип: “Мениң өйүмдә яридәк бирнәрсә көрүнди”,— дейиши керәк.
36 Роһаний келип, өйгә киришидин авал һәммә нәрсини напак болуп кәтмәслиги үчүн, өйдин чиқиришини буйриду, андин роһаний кирип, өйни қарап чиқиду.
37 Әгәр у ярини көрүп, униң тамларда йешилғуч яки қизилғуч чоңқурлуқлардин ибарәт екәнлигини көрсә,
38 у чағда роһаний өйдин чиқип, униң ишиклирини йәттә күнгә тақайду.
39 Йәттинчи күни роһаний қайта келип, әгәр яриниң өй тамлирида тарқилип кәткинини көрсә,
40 у чағда роһаний яра болған өйниң ташлирини қомуруп, шәһәрниң тешидики напак җайға ташлашни буйриду.
41 Өйни болса ичидин пүтүнләй қирип чүширип, қириндиниң барлиғини шәһәрниң тешидики напак җайға ташлиғузиду.
42 Башқа ташларни елип, уларниң орниға қоюп, башқа лай сугақни қилғузиду.
43 Әгәр ташларни ташлиғандин кейин вә сугақни чиқирип, йеңи сугақни қилғандин кейин яра йәнә өрләп чиқса:
44 роһаний келип, қарап чиқип, яриниң өйдә тарқалғинини көрсә, бу жуқумлуқ мохо, бу өй напактур, дәп җакалайду.
45 Бу өйни бузуп, униң ташлирини, яғичини вә пүткүл сугигини шәһәрниң сиртидики напак җайға ачиқип ташлаш керәк.
46 Бу өйгә у тақақлиқ турған вақитта киргән киши кәчқурунғичә напактур.
47 Ким шу өйдә ухлиған болса, у кийимлирини жуюши лазим вә кәчқурунғичә напак болиду, вә ким шу өйдә тамақланған болса, у кийимлирини жуюп, кәчқурунғичә напак санилиду.
48 Әгәр роһаний келип, өйини сугиғандин кейин яриниң тарқалмиғинини көрсә, уни роһаний пак дәп җакалайду, чүнки өй тазиланди.
49 Өйни паклаш үчүн, роһаний икки қушни, седир дәриғиниң парчисини, қирмизи жипни вә зупани елип,
50 бир қушни сапал қачидики булақ сүйиниң үстидә боғузлисун.
51 Андин седир дәриғиниң парчисини, зупани, қирмизи жипни вә тирик қушни елип, буниң барлиғини боғузланған қушниң қениға вә булақ суға чилап, өйгә йәттә рәт сепиду.
52 Роһаний өйни қушниң қени вә булақ сүйи, тирик қуш вә седир дәрәқниң парчиси, зупа вә қип-қизил жип билән тазилайду.
53 Тирик қушни шәһәр сиртида далаға қоюветиду. Шундақ қилип роһаний өйни тазилап, уни пак қилиду.
54 Мана, мохониң һәрқандақ яриси вә таз яриси һәққидә қанун.
55 Бу кийимдики вә өйдики мохо яриси,
56 ишшиқ, тәмрәткә вә дағлар һәққидә,
57 напаклиқни вә паклиқни көрситиш үчүн берилгән көрсәтмиләр. Мана, мохо һәққидә қанун».