Лавийлар 16:1—34

16  Йәһва Мусаға Һарунниң икки оғли ят от билән Йәһваниң алдиға кәлгәнлиги үчүн өлгәндин кейин, қилған сөзиниң давами.  Йәһва Мусаға мундақ деди: «Акаң Һарунға өлүп кәтмәслиги үчүн, халиған вақитта муқәддәс җайниң әң муқәддәс бөлмигә кирмәслигини җекилә, чүнки келишим сандуғиниң қапқиси үстидә Мән булутта көрүнимән.  Һарун әң муқәддәс бөлмигә кириштин авал, гуна үчүн буқини вә көйдүрмә үчүн қойни алсун.  У муқәддәс узүн зиғир көйнәкни, зиғир тамбални кийсун вә зиғир бәлбағни һәм бешиға зиғир сәллини тақисун: бу муқәддәс кийимләрдур. Авал тенини жуйсун, андин уларни кийсун.  Исраил оғуллири җәмийитидин икки яш текини гуна үчүн қурбанлиққа вә бир қойни көйдүрмә үчүн алсун.  Һарун буқини өзини вә өйини тазилаш үчүн гуна қурбанлиғиға әкәлсун.  Икки текини муқәддәс чедирниң киришигә әкелип, Йәһва йүзи алдида қойсун.  Һарун икки текә һәққидә чәк ташлайду: бир чәк Йәһва үчүн, йәнә бирси азазәл, яки бойниға гуналарни алидиған һәм қоюветиш текиси үчүн.  Чәк Йәһва үчүн чиққан текини гуна қурбанлиғиға әкәлсун. 10  Чәк қоюветиш үчүн чиққан текини тирик түридә Йәһва алдиға турғузуп, төлимини қилип, чөл-баяванға әвәтиветиш лазим. 11  Һарун өзидин болған буқини өзи үчүн вә өйи үчүн әкелип, тазилиниш үчүн уни боғузлайду. 12  Йәһва алдида турған қурбангаһтин қачиға толтуруп, көйүватқан чоғларни елип, шундақла толуқ очум хушпурақлиқ исриқни пәрдиниң арқисидики җайға әкирсун. 13  Һарун исриқни чоғларға қойғанда, Йәһва алдида ис-булут чиқип, келишим сандуғиниң қапқисини япиду вә у өлмәйду. 14  У буқиниң қенидин елип, бармиғи билән сандуқниң шәриқ тәрипидин қапқа алдиға йәттә қетим сепиду. 15  Шундақла хәлиқтин гуна үчүн болған текә қурбанлиғиниң қенидин пәрдиниң арқисиға әкирип, қапқиға вә униң алдиға йәттә қетим сепиду. 16  Шундақ қилип баш роһаний әң муқәддәс бөлмини Исраил оғуллириниң паскинчилиқлиридин вә уларниң қилмишлири һәм гуналиридин тазилайду. Шундақла учришиш чедири уларниң һарамлиқлиридин тазилиниду. 17  Һарун әң муқәддәс бөлмигә кирип чиққичә, һечбир адәм муқәддәс җайға кирмәслиги шәрт. У өзини, өйини вә Исраил җәмийитини шундақ тазилайду. 18  Андин у чиқип, Йәһва алдидики қурбангаһни тазилайду: буқиниң вә текиниң қанлиридин елип, қурбангаһниң мүңгүзлиригә һәммә тәрәптин сүркәйду. 19  Қурбангаһқа йәттә қетим бармиғи билән қанни сепип, уни Исраил хәлқиниң һарам ишлиридин тазилап, муқәддәсләйду. 20  Әң муқәддәс бөлмини, учришиш чедирини һәм қурбангаһни тазилап болғандин кейин, у тирик текини елип келиду. 21  Андин Һарун икки қолини тирик текиниң бешиға қоюп, Исраил оғуллириниң барлиқ қилмишлирини һәм гуналирини ейтип, уларни текиниң бешиға жүкләйду. Кейин тайинланған киши арқилиқ уни чөлгә әвәтиветиду. 22  Сәвәви, текә уларниң барлиқ қилмишлирини чөл йәргә елип кетиши үчүндур. 23  Андин кейин Һарун учришиш чедириға кирип, әң муқәддәс бөлмигә киргәндә кийгән зиғир кийимлирини йешип, шу җайға қоюду. 24  Тенини жуюп, адәттики өз кийимлирини кийип, өзи үчүн вә хәлиқ үчүн көйдүрмини әкелип, өзиниң, өйиниң һәм хәлиқниң төлимини бериду. 25  Гуна қурбанлиғиниң йеғини қурбангаһта көйдүриду. 26  Қоюветиш текисини апарған киши қайтқанда, кийимлирини вә тенини суда жуюп, андин станға кириши керәк. 27  Қени әң муқәддәс бөлминиң төлимини қилиш үчүн пайдилинилған гуна буқисини вә гуна текисини станниң тешиға ачиқип, уларниң терилирини, гөшини вә поқини отта көйдүрсун. 28  Уларни көйдүргән киши кийимлирини вә тенини жуйғандин кейин станға кирәләйду. 29  Бу силәр үчүн мәңгү тохтам болсун: йәттинчи айниң онинчи күни қайғуруп, қилған қилмишлириңлар үчүн товва қилиңлар вә һечқандақ ишни қилмаңлар: силәр вә араңларда яшаватқан башқа хәлиқләрниң кишилири. 30  Сәвәви, мошу күндә силәрни барлиқ гуналардин таза қилиш вә силәр Йәһваниң көз алдида пак болушиңлар үчүн төләм берилиду. 31  Бу силәр үчүн толуқ арам елиш шәнбилиги, өзәңларни мулайимлаштуруңлар: бу мәңгү тохтамдур. 32  Төләмни болса майланған һәм һоқуқи бар роһаний өткүзүши керәк, у атиси өлгәндин кейин тайинлиниши лазим. У зиғир кийимләрни, муқәддәс кийимләрни кийип, 33  әң муқәддәс бөлүмни, учришиш чедирини, қурбангаһни вә роһанийларни һәм барлиқ хәлиқни тазилайду. 34  Бу силәр үчүн әбәдий-әбәт тохтам болиду: Исраил оғуллирини жилиға бир қетим барлиқ гуналиридин тазилаш шәрт». Шуниң билән, Йәһва Худа Мусаға ейтқандәк, Һарун барлиқ нәрсини қилди.

Изаһәтләр