Лавийлар 2:1—16
2 Әгәр қандақту бир җан Йәһва Худаға нан һәдийәсини әкәлгүси кәлсә, у буғдай унни әкәлгәч, униңға зәйтун мейини қуйсун вә устигә мәстәк* қойсун.
2 Уни Һарунниң оғуллириға, роһанийларға, елип кәлсун, буниңдин роһаний бир очум унни май билән вә барлиқ мәстәк билән бөлүп еливелип, хатирә үчүн қурбангаһта көйдүрсун, бу Йәһваға яқидиған хушпурақлиқ қурбанлиқтур.
3 Нан һәдийәсиниң қалғанлири Һарун билән оғуллириға мәнсүп: бу Йәһваниң қурбанлиридин болған улуқ муқәддәслик.
4 Әгәр сән нан һәдийәсини очақта пиширилгән нәрсиләрдин сунғуң кәлсә, у чағда зәйтун мейида жуғурулған петир тоғачларни вә майланған петир қуймақларни елип кәл.
5 Әгәр тавидин нан һәдийәсини әкәлсәң, бу петир, май қошулған буғдай унидин болуши лазим.
6 Уни уштуп, устигә зәйтун мейини қуйғин: Бу Йәһваға болған нан һәдийәси.
7 Әгәр нан һәдийәриң қазандин болса, у май билән жуғурулған буғдай уни болуши керәк.
8 Ейтилған нәрсиләрдин қилинған һәдийәни Йәһваға тәғдим қилғин: буни роһанийға апарғин һәм у уни қурбангаһқа әкелиду.
9 Бу қурбанлиқниң бир қисмини роһаний хатирә үчүн алиду вә қурбангаһта көйдүриду: бу Йәһваға яқидиған хушпурақлиқ қурбанлиқ.
10 Нан һәдийәсиниң қалдуқлири Һарун билән униң оғуллириға: бу Йәһваниң қурбанлиридин улуқ муқәддәслик.
11 Йәһваға әкелидиған нан һәдийәсиниң һечбирсини хемиртуруч билән қилмаңлар, чүнки хемиртуручлуқ, яки һәсәллик* нәрсиләрни Йәһваға сунған қурбанлиқлардин көйдүрмәслик шәрт.
12 Уларни тунҗа һосул үнүмлиридәк әкелиңлар, амма Йәһваниң қурбангаһида хушпурақлиқ қурбанлиқтәк уларни әкелишкә болмайду.
13 Һәрқандақ нан һәдийәриңни тузлиғин вә қурбанлиғиңни Йәһва келишиминиң тузисиз қалдурма: Худайиң Йәһваға һәрқандақ һәдийәриң билән туз елип кәлгин.
14 Әгәр Йәһва Пәрвәрдигариңға дәсләпки үнүмләрдин нан һәдийәсини әкәлсәң, отта қурутулған башақларниң тартилған данлиридин қурбанлиқ тәғдим қилғин.
15 Униңға зәйтун мейини қуюп, мәстәкни қойғин: бу нан һәдийәси.
16 Шуниң билән роһаний хатирә үчүн данларниң, май билән мәстәкниң бир қисмини көйдүрүветиду: бу Йәһваға қурбанлиқтур.