Лавийлар 21:1—24

21  Йәһва Мусаға сөзлиди: «Һарунниң оғуллири, роһанийларға, елан қилип, мундақ дегин: “Улардин һечқайсиси өзлирини хәлиқтин өлгән бирсигә қолини тәккүзүп булғимисун.  Пәқәт йеқин туққини: өзиниң атисиға яки анисиға, оғлиға яки қизиға, ака-инисиға  һәм өзиниң турмушлуқ болмиған һәдә-сиңлисиға қол тәккүзүп, булғанса болиду.  Шундақла өз хәлқи ичидики һөкүмдарға қол тәккүзүп, булғанмисун.  Улар бешидики чечини қирқип, сақилиниң чәтлирини елип, тенини кәсмисун.  Улар Өз Худайиниң алдида муқәддәс болуп, Униң исмини шәрмәндә қилмисун, чүнки улар Йәһваға қурбанлиқлар билән нанни әкелиду. Шуңа улар муқәддәс болуши шәрт.  Улар өзлиригә хотунлуққа паһишәни яки булғанғанни һәм шундақла ери рәт қилған аялни алмиши лазим, чүнки улар Өз Худайиниң муқәддәслиридур.  Уларни муқәддәс қилғин, чүнки улар Пәрвәрдигариң Йәһваға нан тәғдим қилиду. Улар сениңда муқәддәс болсун, чүнки Мән Йәһва силәрни муқәддәсләйдиған Муқәддәстур.  Әгәр роһанийниң қизи паһишивазлиқ қилса, у атисини шәрмәндә қилиду: отта уни көйдүрүветиш керәк. 10  Бурадәрлириниң арисидин чиққан баш роһаний бешини ялаңачмаслиғи вә кийимини жиртмаслиғи лазим, чүнки муқәддәс кийимләргә кийиниши үчүн, униң бешиға майлайдиған зәйтүн мейи қуюлған еди. 11  У һечбир өлгән кишигә йеқинлашмаслиғи керәк. Һәтта атиси яки аниси өлсиму, у өзини уларға тәккүзүп булғимиши лазим. 12  Йәнә муқәддәс җайдинму нери кәтмәслиги һәм Худайиниң муқәддәс чедирини напаклимаслиғи лазим, чүнки Йәһваниң мәсиһләш мейиниң таҗиси униң бешидидур. Мән Йәһва. 13  У хотунлуққа өз хәлқидин қиз елиши керәк. 14  Тул аялни яки рәт қилинғанни яки булғанғанни, яки паһишәни алмаслиғи лазим, лекин өз хәлқидин қиз елиши керәк. 15  У өз уруғини хәлқиниң ичидә булғумаслиғи керәк, чүнки Мән Йәһва уни муқәддәсләватимән”». 16  Йәһва Худа сөзини давамлаштуруп, Мусаға мундақ деди: 17  «Һарунға ейтқин: “Сениң уруғуңдин болған нәслиңниң тенидә бир әйиви бар һечким әвлаттин-әвлатқа Маңа нанни тәғдим қилиш үчүн, йеқинлашмаслиғи керәк. 18  Тенидә нуқсанлиқ бар һечким: қарғу, току, бети қийсиқ, бир қоли яки бир пути узун, 19  пути яки қоли сунған, 20  док, бәк җүдигән, кор, қотур, қичишқақ басқан, уруқдан әзайи езилгән йеқинлашмаслиғи шәрт. 21  Һарун роһанийниң нәслидин болған, тенидә нуқсанлиғи бар һечбир адәм Йәһваға қурбанлиқларни әкелишкә йеқинлашмаслиғи керәк. Пәрвәрдигарға нанларни тәғдим қилишқа у кәлмәслиги лазим, чүнки униң тенидә әйиви бар. 22  Улуқ муқәддәсликләрдин болған нанни вә муқәддәс таамларни у киши йесә болиду. 23  Амма муқәддәс пәрдиниң алдиға вә қурбангаһқа йеқинлашмаслиғи лазим, чүнки униң тенидә әйиви бар. У Мениң муқәддәс җайимни булғумаслиғи керәк, чүнки Мән Йәһва уларни паклаймән”». 24  Шуниң билән Муса мошу әмирләрниң һәммисини Һарунға, униң оғуллириға һәм барлиқ Исрайил оғуллириға җакалиди.

Изаһәтләр