Лавийлар 22:1—33

22  Йәһва Мусаға сөзләп, мундақ деди:  «Һарун һәм униң оғуллири Исраил оғуллириниң муқәддәсликлиригә еһтиятлиқ һалда мунасивәт қилип, Мениң муқәддәс исмимни булғимисун. Мән Йәһва.  Уларға ейтқин: “Әгәр униң уруғидин барлиқ әвлатлириға қәдәр бирсидә напаклиғи болуп, Маңа Исраил оғуллири беғишлиған муқәддәсликләрни әкелишкә петинса, ундақ җан йүзүм алдида уҗуктурулиду. Мән Йәһва.  Әгәр Һарун уруғидин бирси мохоға гириптар болуп яки сүюқлуқ әзасидин ақса, у тазиланмиғичә муқәддәсликләрдин йәләлмәйду. Шундақла, әгәр бирси өлүкниң напаклиғиға тәккән, яки униң уруғиниң чиқиши болса,  яки бирси қандақту-бир беғирлиғучи һайванға яки напак адәмгә тегип, паскина болса,  у чағда шундақ киши кәчқурунғичә напак болиду вә у тенини су билән жуймиғичә муқәддәсликләрдин йәләлмәйду.  Күн патқанда вә у тазиланғанда, у муқәддәсликләрни йәйду, чүнки бу униң тамиғи.  Өлүк вә һайванлар титивәткән нәрсиләрни булғанмаслиққа йемисун. Мән Йәһва.  Гунани тартип, униңда өлүп кәтмәслиги үчүн, улар Мениң күзитимдә болсун. Мән уларни муқәддәсләйдиған Йәһва Худадурмән. 10  Роһанийниң өйидә яшаватқан башқа адәм, ялланған ишчи, муқәддәсликләрни йемиши керәк. 11  Әгәр роһаний өз пулиға қулни сетивалса, у вә униң өйидикилири бу нанни йәләләйду. 12  Әгәр роһанийниң қизи роһаний әмәс кишигә турмушқа чиқса, у әкәлгән муқәддәсликләрдин йәләлмәйду. 13  Роһанийниң қизи тул қалса яки аҗришип, атисиниң өйигә пәрзәнтсиз қайтип кәлсә, у чағда у атисиниң өйидики нанни йәйду. Яттин һечким уни йәләлмәйду. 14  Әгәр бирси хаталишип, муқәддәсликләрдин бир нәрсини йәп қойса, у роһанийға мошундақ қурванлиқни қайтуруп, униңға қошумчә бәшинчи қисмини бәрсун. 15  Роһанийлар өзлири Исраил оғуллириниң муқәддәс қурбанлиқлирини булғимисун. 16  Улар муқәддәсликләрни йейишкә йол қоюп, әйиплик җазасиға тартмисун, чүнки Мән уларни муқәддәсләватқан Йәһва”»,— деди. 17  Йәһва Мусаға сөзини давамлаштуруп: 18  «Һарун билән оғуллириға һәм барлиқ Исраил оғуллириға җакалиғин: “Әгәр исраиллиқлардин яки уларниң арисида яшаватқан мусапирлардин кимду-бирси вәдә бойичә яки халисанә қурбанлиқни көйдүрмигә әкәлсә, 19  Худадин илтипат тепиш үчүн, қурбанлиқ нуқсансиз, әркәк, қара малдин, қойлардин вә өшкиләрдин болсун. 20  Нуқсан бар һечбир мални әкәлмәңлар, чүнки бу силәргә Йәһвадин илтипат әкәлмәйду. 21  Әгәр бирси вәдисини орунлап яки халисанә курбанлиқни әкәлсә, мәйли қара яки ушшақ малдин, у қурбанлиқ Йәһваға йеқиши үчүн нуқсансиз болушқа тегиш. 22  Соқур, бир йери сунған, кесилгән, ағриқ яки тенидә яриси бар яки қотур мални Йәһваға сунғучи болма, уларни Униң қурбангаһиға ятқузма. 23  Узун яки қисқа җинсий әзалири бар буқини яки қойни вәдә қурбанлиғиға әкәлмә, чүнки Йәһва буни мақуллимайду. Уни халисанә һәдийәгә әкәлсәң болиду. 24  Тухумлири езилгән, боғулған, зәхимләнгән яки үзүлгән һайванни Йәһваға әкәлмәңлар. Буни һечқачан тәғдим қилмаңлар. 25  Шундақла чәтәлликләрниң қолидин бундақ һайванларни Худайимиңларға тамақ сүпитидә тәғдим қилмаңлар, сәвәви уларда зәхим вә нуқсан барлиғидин улар силәргә илтипат әкәлмәйду”»,— деди. 26  Йәһва Мусаға сөзләп: 27  «Мозай, қоза, оғлақ туғулса, йәттә күн анисида болсун, сәккизинчи күндин башлап, уни Йәһваға көйдүрмә қурбанлиққа илтипат тепишқа әкәлгини болиду. 28  Лекин калини яки қойни униң балиси билән бир күндә әкәлгили болмайду. 29  Әгәр Йәһваға миннәтдарлиқ қурбанлиғини әкәлсәңлар, уни илтипат тепишқа әкелиңлар. 30  Уни шу күнила, әтигәнгә қалдурмай йәветиш лазим. Мән Йәһва. 31  Мениң вәсийәтлиримни сақлап орунлаңлар. Мән Йәһва. 32  Мән Исраил оғуллириниң арисида хасийәтлик болушум үчүн, Мениң муқәддәс исмимни булғумаңлар. Мән силәрни муқәддәсләватқан Йәһвадурмән. 33  Силәрниң Тәңриңлар болуш үчүн, Мән силәрни Мисир йеридин елип чиққан. Мән Йәһва»,— деди.

Изаһәтләр