Лавийлар 24:1—23
24 Йәһва Худа Мусаға сөзләп:
2 «Исраил оғуллириға чирақлар дайим йенип туруши үчүн, йәнчип чиқирилған таза зәйтун мейини елип келишини буйруғин.
3 Һарун уларни учришиш чедириниң гува сандуғи пәрдисиниң алдида қоюши керәк. Улар Йәһваниң алдида кәчқурундин әтигәнгичә йенип туруши шәрт. Бу әвладиңларға әбәдий тохтам.
4 Һарун Йәһваниң алдида сап алтундин ясалған чирақданда чирақлар дайим тәйяр турушини тәминлиши лазим.
5 Буғдай унини елип, униңдин 12 нанни пишәргин, уларниң һәрбирсидә ефаниң ондин икки қисми болсун.
6 Йәһваниң алдида уларни икки қатарда алтә нандин қилип, сап алтунлуқ үстәлгә қойғин.
7 Һәрбир қатарниң үстигә сап мәстәкни қойғин вә бу Йәһва алдида хатирә нандәк болиду.
8 Уларни һәр шәнбидә Йәһваниң алдида Исраил оғуллиридин тәғдим қилиш керәк — бу мәңгү келишим.
9 Бу нанлар Һарун һәм униң оғуллириға мәнсүп, улар буни муқәддәс җайда истимал қилиши лазим, чүнки бу Йәһваниң қурбанлиқлиридин улар үчүн улуқ муқәддәсликтур. Бу мәңгү тохтам»,— деди.
10 Бир исраил аялниң мисирлиқтин болған оғли бир исраиллиқ билән урушуп қалди.
11 У аялниң оғли Йәһваниң исмини һақарәтләп сөзлиди. Уни Мусаниң алдиға елип кәлди. Униң анисиниң исми Шелумит вә у Дан қәбилисидики Дибриниң қизи еди.
12 Уни Йәһвадин қарар чиққичә қамақта тутти.
13 Йәһва Мусаға мундақ деди:
14 «Күпүрлүк сөзлигәнни стандин нери чиқирип, һақарәтләрни аңлиғанлар қоллирини униң бешиға қойсун вә пүткүл җәмийәт таш етип уни олтәрсун.
15 Исраил оғуллириға ким Өз Худасини һақарәтлисә, униң гунайи өз бешида дегин.
16 Шундақларчә Йәһва Исмини һақарәтлигүчи пүткүл җәмийәт қолидин чалма кесәк қилиниду. Мусапир яки йәр турғуни болушидин қәтъий нәзәр, бу күпүрлүги үчүн өлүмгә тутулиду.
17 Ким бир кишини өлтүрсә, өлүмгә тутулиду.
18 Ким һайванни өлтүрсә, униң үчүн һайванни төләмгә бериду.
19 Ким йенидики кишиниң тенигә зәхим йәткүзсә, униңғиму шунила қилиш лазим.
20 Сунуққа сунуқ, көзгә көз, чишқа чиш зәхимини — у қандақ қилған болса, униңғиму шуни қайтуруш керәк.
21 Ким җаниварни өлтүрсә, униң үчүн баһа төләш керәк. Ким адәмни өлтүргән болса, уни өлүмгә мәһкүм қилиш шәрт.
22 Силәрдә бирхил сот болуши лазим. Мусапир билән немә қилинса, шунила йәрлик турғун билән қилиш керәк,чүнки Мән Йәһва, силәрниң Худайиңлар».
23 Бу сөзләрни Муса Исраил оғуллириға ейтип бәргәндин кейин, улар һақарәтлигүчини стандин сиртқа ачиқип, чалма кесәк қилди. Йәһва Мусаға ейтқандәк қилди.