Лавийлар 25:1—55
25 Йәһва Худа Синай теғида сөзләп, мундақ деди:
2 «Исраил оғуллириға җакалап дегин: “Мән силәргә бериватқан йәргә кәлгәндә, йәр Йәһваниң шәнбисидә арам елиши керәк.
3 Алтә жил етизиңни тәргин вә алтә жил үзүмиңни кәскин һәм уларниң һосулини жиққин.
4 Йәттинчи жили болса, у арамлиқ шәнбә, Йәһваниң шәнбилиги болиду: етизиңға дан тәрмә вә үзүмзарлиғиңни кәсмә.
5 Ома вақтида өзи өсүп чиққанни жиғма вә кесилмигән үзүмниң саплириниму жиғма: буниң һәммиси йәрниң арамлиқ жили болсун.
6 Йәрниң шәнбилиги давамида бу силәргә озуқ болсун, саңа, қулуңға, ялланған ишчиңға вә сениңда маканлашқан мусапирға.
7 Шундақла бу өсүмлүкләр мелиңға вә сениң җаниварлириңға озуқ болсун.
8 Андин өзәңгә йәттә шәнбилик жилларни, йәни йәттә қетим йәттә жилдин һесаплап, кәлгүси 49 жилни чиқарғин.
9 Андин йәттинчи айниң 10-күни — гунадин тазилиниш күни болиду, пүткүл йериңларда карнай челиңлар.
10 Шундақ қилип 50-жилни муқәддәсләңлар вә барлиқ турғунларға азатлиқ җакалаңлар, бу силәргә Азатлиқ жили болиду. Һәрқайсиңлар өзәңларниң мирас егилигиңларға, өзәңларниң туққанлириңларға қайтиңлар.
11 50-жил силәр үчүн Азатлиқ жили болиду, тәрмәңлар вә жиғмаңлар: йәр өзи өсүмлүкләрни пәйда қилиду.
12 Сәвәви, бу Азатлиқ жилидур, силәр үчүн у муқәддәс болсун вә униң етизлиқлардики һосулини йәңлар.
13 Мошу Азатлиқ жилда һәрқайсиңлар өз егилик мирасиңларға қайтиңлар.
14 Әгәр йениңдики кишигә бирнәрсә сатсаң яки униңдин сетивалсаң, диянәтлик болуңлар.
15 Азатлиқ жилидин кейин болған жилларни санап, бирсидин йәр-мүлүкни сетивалсаң, у кәлгүси Азатлиқ жилғичә болған жилларни һесаплап, саңа сетиши керәк.
16 Әгәр жиллар нурғун қалса, баһани көпәйт, әгәр аз қалса, баһани азайт, чүнки пайдилинидиған жиллар сани бойичә сода-сетиқ болуши лазим.
17 Бир-бириңларға бесим көрсәтмәңлар, Худайиңлардин чөчүңлар, чүнки Мән Йәһвадур.
18 Мениң тохтамлиримни орунлаңлар вә Мениң қанунлиримни сақлаңлар. Шунда йериңларда бехәтәр яшайсиләр.
19 Йәр-зимин өз мевисини бериду вә силәр тойғичә йәйсиләр, униңда ховупсиз турисиләр.
20 Әгәр биз йәттинчи жили немини йәймиз, мана, бизгә һосулни йә теришкә, йә жиғишқа болмайду?— десәңлар,
21 Мән силәргә Өз бәрикитимни алтинчи жили әвәтип, йәр һосулини үч жилға бериду.
22 Сәққизинчи жили силәр тәргәндә, кона жилниң өсүмлүклирини йеңи һосул пишқичә, тоққузинчи жилғичә йәйсиләр.
23 Йәрни үзүл-кесил сетишқа болмайду, чүнки йәр Мениңкидур. Силәр униңда пәқәт Мениң мусапирлирим һәм вақитлиқ турғунлирим.
24 Егилигән пүткүл зиминиңда йерни қайтидин сетивелишқа имканийәт бериңлар.
25 Әгәр қериндишиң гадайлишип, өз мирасини сетивәтсә, униң йеқин туққини келип, қериндишиниң мирасини қайта сетивалсун.
26 Әгәр униң шундақ туққини тепилмиса, лекин у өзи бейип, қайта сетивелишқа мүмкүнчилиги болса,
27 у ишлигән жиллирини чиқириветип, Азатлиқ жилиғичә қалған жиллар үчүн баһани ғоҗайинға төләп, өз мирасини қолиға алиду.
28 Әгәр авалқи егисиниң тапавити болмиса, униң мираси йеңи ғоҗайинниң қолида Азатлиқ жилиғичә қалиду. Азатлиқ жилида мирас униңдин чәтнәштүрүлүп, өз егисигә қайтип келиду.
29 Әгәр бирси сепил билән қоршалған шәһәрдики өйни сатса, уни қайтидин сетивелишқа бир жил бойида рухсәт қилиниду, бу һоқуқ бир жилға берилиду.
30 Әгәр өй бир жил ичидә қайта сетивелинған болмиса, у чағда сепил билән қоршалған шәһәрдики өй йеңи ғоҗайинниң қаримиғида әвлаттин-әвлатқичә қалиду, һәтта Азатлиқ жилдиму униңдин чәтнәштүрүлмәйду.
31 Әтрапи сепил билән қоршалмиған йезилардики өйләрни етизлиқларға тән көрүш керәк, уларни һәрдайим сетивелишқа болиду вә Азатлиқ жилда улар авалқи егисигә қайтурулиду.
32 Ләвийләрниң шәһәрлиригә нисбәтән, уларниң егилигидики өйләрни һәрдайим қайта сетивелишқа болиду.
33 Ким ләвийләрдин өйни сетивалған болса, униңдин бу өй Азатлиқ жилида чәтнәштүрүлиду. Сәвәви ләвийләрниң шәһәрлиридики өйләр уларниң Исраил оғуллири арисидики егилигидур.
34 Уларниң шәһәрлири әтрапидики етиз-отлақлирини сетишқа мүмкин әмәс, чүнки бу уларниң мәңгү мирасидур.
35 Әгәр қериндишиң намратлишип, чүшкүнлүккә учриса, мусапирни сән қоллап-қувәтлигәндәк, униму шундақ қоллиғин.
36 Униңдин пайиз вә кирим алма, Йәһвадин қорққин. Бурадәриң сениң билән биллә яшисун.
37 Пулуңни униңға өсүм елиш үчүн бәрмә вә нениңниму кирим елишкә бәрмә.
38 Мән Пәрвәрдигариңлар Йәһва. Мән силәрни Мисирдин Рәббиңлар болуш үчүн Қанан йеригә ачиқтим.
39 Бурадәриң намратлишип, саңа сетилғанда, униңға қулниң ишини жүклимә.
40 У сениңда ялланған ишчидәк болуши керәк, Азатлиқ жилиғичә у сениңда ишләйду.
41 Шу чағда у сениңдин өзи һәм пәрзәнтлири билән кетип, өз қәбилисигә қайтип, әҗдатлириниң мирасиға егә болиду.
42 Чүнки улар Мениң қуллиримдур. Мән уларни Мисир йеридин ачиқтим, уларни қуллардәк сетишқа болмайду.
43 Уларниң үстидин вәһшиләрчә һөкүмранлиқ қилма вә Тәңриң Йәһвадин еһтият қилғин.
44 Әр вә аял қулларни өп-чөрәңлардики хәлиқләрдин сетивал.
45 Шундақла силәрдә маканлашқан мусапирларниң балилиридин қулларни сетивалсаңлар болиду. Улардин силәрниң йериңларда туғулған балилирини сетивелип, өзәңларға мүлүк қилиңлар.
46 Уларни оғуллириңларға мирасқа бәрсәңлар болиду. Уларға қуллардәк мәңгү егә болуңлар. Силәрниң қериндашлириңлар, Исраил оғуллири, үстидин қаттиқлиқ билән һөкүмранлиқ қилмаңлар.
47 Әгәр мусапир бейип, бурадәриң болса гадайлишип, униңға өзини сетивәтсә яки униң әвладиға,
48 у чағда уни қайтуруп сетивелишқа болиду. Бурадәрлириниң арисида бирси уни қайта сетивелиши лазим.
49 Уни тағиси яки тағисиниң оғли, яки йеқин туққанлириниң бирси сетивелиши керәк.
Әгәр өзиниң пули болса, өзини қуллуқтин сетивелиши лазим.
50 Сетивалғучи сатқучи билән қуллуққа сетилған жилдин тартип, Азатлиқ жилиғичә жилларни һесаплап, пулни төлиши керәк. У пулни ялланған ишчи сүпитидә төлиши шәрт.
51 Әгәр униң ишләш жиллири көп қалған болса, шулар үчүн у төләмни бериши керәк.
52 Әгәр Азатлиқ жилиға аз жиллар қалған болса, уларни һесаплап, төләмни бериши һаҗәт.
53 У исраиллиқ мусапирда ялланған ишчидәк яшайду, мусапир униң үстидин силәрниң көзүңларчә вәһшилик билән һөкүмраңлиқ қилмиши керәк.
54 Әгәр исраиллиқ өзи өзини сетивалмиса, Азатлиқ жилида пәрзәнтлири билән азатлиққа чиқиду.
55 Сәвәви Исраил оғуллири Мениң қуллиримдур. Улар Мән Мисир йеридин ачиққан қуллирим. Мән Рәббиңлар Йәһва.