Лавийлар 27:1—34

27  Йәһва Мусаға сөзини давамлаштуруп:  «Исраил оғуллириға җакалап, мундақ дегин: “Әгәр бирси алаһидә вәдә бойичә адәмни Йәһваға беғишлиса, йәни униң хунини бәргүси кәлсә,  20 яштин 60 яшқичә болған әркәкниң баһаси муқәддәс җайниң шекәлиниң 50 шекәли болсун.  Әгәр у аял киши болса — 30 шекәл.  Әгәр униң йеши 5 яштин 20 яшқичә әр киши болса — 20 шекәл, аял киши — 10 шекәлдур.  Бир айдин 5 яшқичә әр киши үчүн 5 шекәл, аял киши үчүн 3 шекәл күмүч болсун.  60 яштин вә жуқури яштики әр кишигә 15 шекәл, аял кишигә 10 шекәл.  Әгәр вәдә бәргән киши гадай болуп, сениң баһалишиң бойичә пулни берәлмисә, беғишлиған кишини роһанийниң алдиға әкәлсун. Роһаний вәдә қилғанниң әһвалиға қарап, уни баһалисун.  Әгәр Йәһваға қурбанлиққа әкеливатқан мал болса, Йәһваға тәғдим қиливатқан барлиқ нәрсә муқәддәс болуп кетиду. 10  У киши уни алмаштуралмайду: яхшини яман билән яки яманни яхши билән. Әгәр бирси мални мал билән алмаштурса, улар иккилиси муқәддәс болуп кетиду. 11  Әгәр вәдиләнгән мал һарам болса, ундақни Йәһваға қурбанлиққа әкелишкә болмайду, шуңлашқа уни роһанийға көрсәт. 12  Роһаний униң семиз-оруқлиғиға қарап, баһалайду. Роһаний қанчигә баһалиса, униң хуни шунчилик болиду. 13  Әгәр вәдилигән киши уни сетивалғуси кәлсә, сениң хуниңға бәшинчи қисимни қошсун. 14  Әгәр бирси Йәһваға өйини муқәддәслик сүпитидә беғишлиғуси кәлсә, унда роһаний униң яхши-яман һалитини көрүп баһалисун 15  Әгәр беғишлиғучи өйини сетивалғуси кәлсә, униң баһасиға күмүч шекәлдә бәшинчи қисмини кошуп сетивалсун. 16  Әгәр өз егилигидики етизни Йәһваға беғишлиса, баһаси униңда қанчилик уруқ теришкә болидиғанлиғиға бағлиқ. Бир хомер арпа терилидиған җай 50 күмүч шекәл туриду. 17  Әгәр Азатлиқ жилида бирси етизини беғишлиса, уни сән баһалайсән. 18  Әгәр Азатлиқ жилидин кейин уни беғишлиса, роһаний келәрки Азатлиқ жилиғичә қалған жиллар бойичә уни баһалайду. 19  Әгәр етизни беғишлиғучи уни сетивалғуси кәлсә, униң хуниға бәшинчи қисим күмүчни қошуп, сетивелиши һаҗәт. 20  Әгәр у киши етизлиқни сетивалмиған болуп, башқа бирси уни сетивалса, авалқи ғоҗайин әнди уни сетивелип қайтуралмайду. 21  Шу етизлиқ Азатлиқ жилидиму, беғишланған етиздәк Йәһваниң муқәддәслиги болиду. У роһанийниң илкидә қалиду. 22  Әгәр бирси Йәһваға өзиниң егилигидин болмиған етизлиқни сетивелип беғишлиса, 23  роһаний баһалаш бойичә Азатлиқ жилиғичә хуниниң һесавини чиқирип бериши керәк. У киши шу күнила мошу баһани Йәһваниң муқәддәслигидәк бериветиши лазим. 24  Азатлиқ жилида бу етизлиқ авалқи егисигә қайтип келиду. 25  Сениң һәрқандақ баһалишиң муқәддәс җайниң шекәлидә өлчиниши керәк, шекәлдә жигирмә гера болуши лазим. 26  Пәқәт тунҗилиғи асасида Йәһваға тәәлуқ малниң тунҗилирини беғишлимаңлар: йә буқиларни, йә қойларни. Улар әсли Йәһваниңдур. 27  Әгәр мал һарам болса, уни беғишлиғучи сениң баһалишиң бойичә, бәшинчи қисимни қошуп сетивелиши шәрт. Әгәр сетивалмиса, уни сениң баһалишиң бойичә саңа сетип бериши лазим. 28  Пәқәт Йәһваға беғишлап, өз мүлкидин берилгән нәрсини: мәйли адәмниму, мәйли малниму, етизлиқниму қайтидин сетивелишқа яки сетишқа болмайду. Беғишланған барлиқ нәрсә Йәһваниң бүйүк муқәддәслигидур. 29  Адәмләрдин Йәһваға беғишлиған һәм берилгәнләрни сетивелишқа болмайду. Улар чоқум өлүмгә тутулуши шәрт. 30  Йәрдә өсүп чиққан данлардин вә дәрәқләрниң мевилиридин онинчи қисми Йәһваға мәнсүп. Бу Йәһваниң муқәддәслиги. 31  Әгәр бирси өзиниң онинчи қисмилирини сетивалғуси кәлсә, униң хуниға бәшинчи бөлүгини қошуп сетивалсун. 32  Қара малдин вә ушшақ малдин һәрқандақ онинчи қисим, падичиниң һасатайиғиниң астида өткән һәрбир онинчи җанивар Йәһваға тәәлуқтур. 33  Уни яхши яки яманға бөлмәслик лазим, уни алмаштурмаслиқ керәк. Әгәр бирси уни алмаштурса, авалқи мал вә алмаштурулған малму сетивелинмайду вә у муқәддәслик”»,— деди. 34  Мана мошулар Йәһва Худаниң Муса арқилиқ Исраил оғуллириға Синай теғида бәргән вәсийәтлири.

Изаһәтләр