Лавийлар 3:1—17
3 Әгәр бирси течлиқ қурбанлиқни әкәлсә вә уни қара мал, әркәк яки чишидин әкәлсә, Йәһваға нуқсансиз түридә тәғдим қилсун.
2 У қолини қурбанлиғиниң бешиға қоюп, уни учришиш чедири киришиниң алдида боғузлисун, Һарунниң оғуллири, роһанийлар, болса, униң қенини қурбангаһниң барлиқ тәрипигә сәпсун
3 У киши течлиқ қурбанлиғидин Йәһваға қурбанлиққа малниң ич мейини түгәл елип кәлсун.
4 Шундақла икки бөрәкни һәм улардики яғни, ямпаштики яғни вә беғирдики яғни бөрәкләр билән биллә аҗратсун.
5 Һарун оғуллири буниң һәммисини оттики отунларға қоюлған көйдүрмә билән биллә көйдүрүвәтсун: бу болса Йәһваға яқидиған хушпурақлиқ қурбанлиқ.
6 Әгәр Йәһваға течлиқ қурбанлиғини ушшақ малдин әркәк яки чишини әкеливатқан болса, уни нуқсансиз тәғдим қилсун.
7 Әгәр өз қурбанлиғини қойлардин әкәлсә, уни Йәһваниң алдиға турғузсун.
8 У қолини өз мелиниң бешиға қоюп, уни учришиш чедириниң алдида боғузлисун. Һарун оғуллири униң қенини қурбангаһниң һәммә тәрипигә сәпсун.
9 У киши течлиқ қурбанлиғидин Йәһваға болған қурбанлиғиға малниң йеғини, пүткүл қуйруқни омуртқидин кесивелип, пүтүн ичмайни,
10 икки бөрәкни вә улардики яғни, ямпаштики вә беғирдики яғни бөрәкләр билән биргә бөлүвалсун.
11 Роһаний буниң һәммисини қурбангаһта таам үчүн — Йәһваға қурбанлиқ үчүн — көйдүрсун.
12 Әгәр у қурбанлиғини өшкиләрдин әкәлсә, уни Йәһваниң алдиға турғузсун.
13 Андин у қолини униң бешиға қоюп, учришиш чедириниң алдида боғузлисун. Һарун оғуллири униң қенини қурбангаһниң һәммә тәрипигә сәпсун.
14 Мошуниңдин бу киши Йәһваға болған қурбанлиққа ич майниң барлиғини,
15 икки бөрәкни вә улардики яғни, ямпаштики вә беғирдики яғни бөрәкләр билән бөлүвалсун.
16 Буни роһаний қурбангаһта таам үчүн көйдүрсун: бу һәммә яғ Йәһваға хушпурақлиқ қурбанлиқтур.
17 Бу мәңгүлүк тохтам барлиқ әвлатлириңлар үчүн барлиқ маканлириңларда: һечқандақ яғни һәм һечқандақ қанни йемәңлар”».