Лавийлар 4:1—35
4 Йәһва Худа Мусаға сөз қилип, мундақ деди:
2 «Исраил оғуллириға ейтқин: Әгәр қандақту бир җан хаталишип, Йәһваниң вәсийәтлиригә қарши болудиған бир нәрсини қилип қойди, дәйли.
3 Әгәр майланған роһаний гуна қилип, хәлиқни гунакар қилса, өз гунайи үчүн қара малдин нуқсансиз буқини Йәһва алдиға әкәлсун.
4 Йәһваниң алдида буқини учришиш чедириниң кириши алдиға әкелип, қолини буқиниң бешиға қоюп, Йәһваниң алдида боғузлисун.
5 Майланған роһаний буқиниң қенини елип, уни учришиш чедириға елип кириду.
6 Роһаний бармиғини қанға чилап, шу қанни Йәһваниң көз алдида болған муқәддәс җайниң пәрдиси алдиға сәпсун.
7 Андин роһаний буқиниң қенини Пәрвәрдигар Йәһва алдида чедир ичидики хушпурақлиқ исриқлар үчүн қурбангаһниң мүңгүзлиригә яқсун.
8 Вә гуна үчүн әкәлгән буқидин униң барлиқ ич йеғини, ички әзалирини қаплайдиған яғни,
9 икки бөрәкни вә улардики яғни, ямпаштики вә беғирдики яғни бөрәкләр билән бөлүвалсун.
10 Худди течлиқ қурбанлиғидин елинғандәк, роһаний уларниму көйдүрмә қурбангаһида көйдүрсун.
11 Буқиниң терисини, барлиқ гөшини, баш һәм путлирини вә башқа әзалири һәм поқини —
12 пүтүнләй буқини күл төкүдиған пакиз йәргә ачиқип, отун оти билән көйдүрүвәтсун. У күл төкүлидиған җайда көйдүрүлсун.
13 Әгәр жиғинниң көзидин йошурулған қилмишни Исраил җәмийити қилса, вә Йәһваниң вәсийәтлиригә қарши болудиған нәрсини қилип қоюп әйипкар болса:
14 у чағда гуна ечилғанда, улар барлиқ җәмийәтниң намидин гуна үчүн қурбанлиқни қара малдин әкелип, учришиш чедириниң алдида турғузсун.
15 Җәмийәт ақсақаллири қоллирини буқиниң бешиға қоюп, уни Йәһваниң алдида боғузлайду.
16 Майланған роһаний буқиниң қенини учришиш чедириға әкириду.
17 Роһаний бармиғини қанға чилап, Йәһва алдидики әң муқәддәс җайниң пәрдиси алдида йәттә қетим сепиду.
18 Роһаний қанни учришиш чедирида Йәһва алдида туридиған, хушпурақ исриқданниң мүңгүзлиригә сүркәйду, қалған қанни чедир киришиниң йенидики көйдүрмиләр қурбангаһиниң һулиға төкиду.
19 Малдики барлиқ яғни чиқирип, уни қурбангаһта көйдүриду.
20 Мошу буқа билән гуна үчүн берилгән авалқи буқидәк иш қилиниши лазим: шундақ қилип роһаний уларни тазилайду вә гуналири кәчүрүлиду.
21 Буқини станниң сиртиға чиқирип, уни алдиңқи буқини көйдүргәндәк, көйдүрүш лазим. Бу болса җәмийәт гунаси үчүн қурбанлиқтур.
22 Әгәр башчи гуна өткүзсә вә хаталишип, Йәһва Худайиниң әмирлиригә қарши чиқса, һәм қилмайдиған нәрсини қилип, әйипкар болуп қалса,
23 униң гунаси ечилғанда, у өшкиләр падисидин нуқсансиз бирсини елип кәлсун.
24 Униң бешиға қолини қоюп, Йәһваниң көйдүрмә қурбанлиқлири боғузлинидиған җайда уни боғузлисун: бу гуна үчүн қурбанлиқ.
25 Роһаний бармиғи билән бу қурбанлиқтин қанни елип, уни көйдүрмә қурбангаһиниң мүңгүзлиригә яқиду, қалған қанни көйдүрмиләр қурбангаһиниң һулиға төкиду.
26 Униң барлиқ йеғини течлиқ қурбанлиқниң йеғидәк көйдүрүш лазим, шундақ қилип роһаний шу кишини гунайидин тазилайду һәм у кәчүрүлиду.
27 Әгәр аддий хәлиқтин бирси хаталишип, гуна өткүзсә вә Йәһва әмирлиригә қарши, қилишқа болмайдиған нәрсини қилип қойса,
28 униң гунайи ечилғанда, у өшкә падисидин нуқсансиз бирсини елип келип,
29 униң бешиға қолини қоюп, көйдүрмини әкелидиған җайда гунаси үчүн қурбанлиққа бәрсун.
30 Роһаний бармиғи билән униң қенидин елип, көйдүрмиләр қурбангаһиниң мүңгүзлиригә сүркисун, қалған қанни қурбангаһниң һулиға төксун.
31 Униң барлиқ йеғини роһаний течлиқ қурбанлиқниңкидәк чиқирип, қурбангаһта Йәһваға йеқимлиқ хушпурақтәк көйдүрсун: шундақ қилип роһаний шу кишини тазилайду һәм у кәчүрүлиду.
32 Әгәр у қой падисидин гуна үчүн қурбанлиқни әкәлгүси кәлсә, нуқсансиз чиши мални әкәлсун.
33 Қолини униң бешиға қоюп, көйдүрмиләр боғузлинидиған җайда гуна үчүн қурбанлиқтәк әкәлсун.
34 Роһаний бармиғи билән қанни елип, көйдүрмиләр қурбангаһиниң мүңгүзлиригә сүркисун, қалған қанни униң һулиға төксун.
35 Униң барлиқ йеғини роһаний течлиқ қурбанлиқниңкидәк чиқирип, қурбангаһта Йәһваға қурбанлиқтәк көйдүрсун: шундақ қилип роһаний шу кишини тазилайду һәм у кәчүрүлиду.