Лавийлар 8:1—36

8  Йәһва Худа Мусаға сөзини давамлаштуруп, мундақ деди:  «Һарунни вә униң оғуллирини, кийимләрни вә майлаш мейини, гуна үчүн буқини вә икки қойни, петир нанлар селинған севәтни елип,  учришиш чедириниң алдида пүткүл җәмийәтни чақирғин».  Муса, Йәһва ейтқандәк, һәммә нәрсини қилди вә җамаәт учришиш чедириниң алдида жиғилди.  Муса җамаәткә: «Мана, Йәһва Худа немини буйриди»,— деди.  Муса Һарунни оғуллири билән чақиривелип, уларға жуюнушни буйриди.  Һарунға узун вә йәңлири узун ақ көйнәкни кийдүрүп, бәлбағ билән бағлиди, андин йәңсиз көк тонни кийдүрүп, ефодни артти вә уни бағлиди.  Шуниңдин кейин һөкүм көкрәклигини артти вә унинға урим һәм туммим* затлирини салди.  Униң бешиға сәллини бағлап, униң алди тәрипигә беғишлинишниң пақирақ муқәддәс бәлгүсини орнатти. Буни Йәһва Мусаға буйриған еди. 10  Муса майлаш мейини елип, униң билән муқәддәс чедирни һәм униң ичидики барлиқ нәрсиләрни майлап, уларни беғишлиди. 11  Майни қурбангаһқа йәттә қетим сепип, уни вә барлиқ тәәлуқатлирини майлиди, шундақла зор мис дасни вә униң һулини беғишлаш үчүн майлиди. 12  Андин Муса Һарунниң бешиға майлаш мейини қуюп, уни Йәһваға беғишлиди. 13  Андин Муса Һарун оғуллирини чақирип, уларни узун зиғир көйнәкләргә кийдүрүп, бәлбағларни бағлиди, сәллиләрни башлириға бағлиди. Буни Йәһва Мусаға буйриған еди. 14  Муса гуна үчүн буқини елип кәлди, вә Һарун һәм униң оғуллири қоллирини униң бешиға қойди. 15  Муса буқини боғузлап, униң қенини елип, бармиғи билән қурбангаһниң мүңгүзлиригә һәммә тәрәптин суркәп майлиди. Шундақ қилип у қурбангаһни тазилиди, қалған қанни униң һулиға төкти. Бундақ қилип уни төләм әкелиш үчүн муқәддәслиди. 16  Андин Муса барлиқ ич майни вә беғир һәм икки бөрәктики яғни елип, қурбангаһта көйдүрди. 17  Йәһва Мусаға буйриғандәк, буқа өзини, униң терисини, гөшини вә поқини станниң сиртида көйдүрүш лазим еди. 18  Муса көйдүрмә үчүн қойни әкәлди, вә Һарун оғуллири билән биллә униң бешиға қоллирини қойди. 19  Муса уни боғузлап, қени билән қурбангаһниң һәммә тәрипигә сәпти. 20  Андин қойни бөлүп, Муса униң бешини, парчилирини вә йеғини көйдүрүвәтти. 21  Ички әзалирини вә путлирини суда жуюп, Муса қойни қурбангаһта көйдүрүвәтти. Бу болса хушпурақлиқ көйдүрмә, бу Йәһваға йеқимлиқ қурбанлиқтур. Буни Йәһва Мусаға буйриған еди. 22  Андин Муса башқа қойни елип кәлди, бу болса роһаний хизмәткә беғишлиниш қойи еди. Һарун һәм оғуллири униң бешиға қоллирини қойди. 23  Муса уни боғузлап, қенини елип, Һарунниң оң қулиғиниң юмшиғиға вә оң қолиниң йоған бармиғиға вә оң путиниң йоған бармиғиға сүркиди. 24  Андин Муса Һарунниң оғуллирини чақиривелип, уларниң оң қулақлириниң юмшақлириға вә оң қоллириниң йоған бармақлириға, вә оң путлириниң йоған бармақлириға сүркиди, вә Муса қан билән қурбангаһниң һәммә тәрипигә сәпти. 25  Муса барлиқ ич майни вә қуйруқни, беғир һәм икки бөрәктики яғни вә малниң алдидики оң путини алди. 26  Йәһваниң алдида турған петир нанлар селинған севәттин бир петирни, бир майлиқ нанни вә бир қуймақни елип, яғниң вә оң путиниң устигә қойди. 27  Андин Муса буниң барлиғини Һарунниң вә униң оғуллириниң қоллириға селип, Йәһваниң йүзи алдида силкитип әкәлди. 28  Буниң һәммисини Муса уларниң қоллиридин елип, көйдүрмә қурбангаһида көйдүрүвәтти. Бу хушпурақлиқ беғишлиниш қурбанлиғи, бу Йәһва үчүн йеқимлиқ қурбанлиқтур. 29  Андин беғишлиниш қойидин Муса төшни елип, уни Йәһва Худа алдида силкитип әкәлди. Бу болса Мусаниң несиви еди. Буни Йәһва Мусаға буйриған еди. 30  Муса майлаш мейидин вә қурбангаһниң қенидин елип, Һарун вә униң кийимлиригә сәпти, андин униң оғуллириға вә уларниң кийимлиригә сепип, шундақ қилип уларни вә кийимлирини муқәддәслиди. 31  Муса Һарунға вә униң оғуллириға мундақ деди: «Гөшни учришиш чедириниң киришидә пишириңлар һәм шу җайдила беғишлиниш севәттики нан билән йәңлар. Маңа шундақ әмир қилиңғанди: Һарун вә униң оғуллири мошундақ йейиши керәк. 32  Гөш билән нанниң қалдуқлирини отта көйдүрүветиңлар. 33  Йәттә күн муқәддәс чедирниң киришидин беғишлиниш күнлириңлар пүтмигичә нери кәтмәңлар, чүнки йәттә күн роһанийлиқ һакимийитигә беғишлинишиңлар болиду. 34  Бүгүн қилинғинидәк келәрки күнләрдиму, Йәһва буйруғандәк, силәрниң төләмиңлар үчүн буни қилиңлар. 35  Муқәддәс чедирниң киришидә кечә-күндүз йәттә күн давамида болуңлар вә Йәһва Пәрвәрдигарниң алдида күзәттә болуңлар, шуниң билән өлмәйсиләр. Буни Йәһва маңа буйриған еди». 36  Һарун вә униң оғуллири буниң һәммисини Йәһва Муса арқилиқ әмир қилғандәк орунлиди.

Изаһәтләр

Урим һәм туммим — бу Йәһва Худаниң ирадисини билиш үчүн пайдилинидиған затлар. Уларни Худа хәлқиниң муһим соаллириға җавап елиш вақтида пайдилинатти.