Лавийлар 9:1—24

9  Сәккизинчи күни Муса Һарунни оғуллири билән вә Исраил ақсақаллирини чақирди.  Муса Һарунға: «Бир буқини гуна үчүн қурбанлиққа вә қойни көйдүрмигә, иккилиси нуқсансиз болсун, уларни Йәһва алдиға қойғин.  Исраил оғуллириға ейтқин: “Падидин өшкини гуна үчүн қурбанлиққа, бир яшарлиқ, нуқсансиз қойни, буқини вә қозини көйдүрмә үчүн елиңлар.  Шундақла Йәһваниң алдида буқа билән қойни течлиқ қурбанлиғи үчүн, зәйтун мейи қошулған нан һәдийәсини елип келиңлар, чүнки бүгүн Йәһва Худа силәргә көрүниду”»,— деди.  Шуниң билән Муса буйриған барлиқ нәрсини муқәддәс чедирниң алдиға елип кәлди вә пүткүл җамаәт жиғилип, Йәһва алдида турди.  Муса уларға: «Йәһва Худаниң шан-шөһрити көрүниши үчүн, Йәһва буларни қилишни бүйриди»,— деди.  Кейин Муса Һарунға: «Қурбангаһқа йеқинлишип, гуна вә көйдүрмә қурбанлиқлириңни әкелип, өзәңгә вә өйүңгә төләм бәргин, андин хәлиқниң һәдийәсини әкелип улар үчүн, Йәһва ейтқандәк, төләм бәргин»,— деди.  Һарун қурбангаһқа йеқинлишип, өзидин болған гуна үчүн буқини боғузлиди.  Униң оғуллири җамдики қанни бәрди, у бармиғини қанға чилап, уни қурбангаһниң мүңгүзлиригә яқти, қалған қанни униң һулиға төкти. 10  Гуна үчүн қурбанлиқниң ич мейини вә бөрәкләр һәм беғирдин яғни, Йәһва Мусаға әмир қилғандәк, қурбангаһта көйдүрди. 11  Гөши билән терисини станниң сиртида отта көйдүрүвәтти. 12  Андин көйдүрмини боғузлиди, Һарунниң оғуллири униңға қанни әкәлди, у уни қурбангаһниң һәммә тәрипигә сәпти. 13  Униңға көйдүрмә қурбанлиғини парчилап вә башни әкәлди, у уларни қурбангаһта көйдүрди. 14  Андин кейин Һарун җаниварниң ички әзалирини вә путлирини жуюп, көйдүрмә билән биллә көйдүрүвәтти. 15  Кейин хәлиқниң һәдийәсини әкелип, хәлиқ гунаси үчүн өшкини боғузлап, уни гуна үчүн қурбанлиқ қилип әкәлди. 16  Көйдүрмини әкәлгәч, адәттикидәк иш қилди. 17  Шундақла нан һәдийәсини әкәлгәч, қоллириға уни очумлап елип, қурбангаһта әтигәнлик көйдүрмигә қошумчә көйдүрди. 18  Андин Һарун буқини һәм хәлиқтин болған қойни союп, течлиқ қурбанлиққа әкәлди; Һарунниң оғуллири униңға қанни бәрди, у уни қурбангаһниң һәммә тәрәплиригә сәпти. 19  Шундақла қойниң қуйруғини, буқиниң вә қойниң ич мейини, бөрәкләрниң вә беғирниң яғлирини әкәлди. 20  Яғларни қой билән буқиниң төшлиригә қоюп, Һарун уларни қурбангаһта көйдүрди. 21  Төш билән алдиңқи оң пүтни Һарун, Муса ейтқинидәк, силкитип, Йәһва алдида әкәлди. 22  Һарун хәлиқкә мураҗиәт қилғач, қоллирини көтирип, уни бәрикәтлиди, вә гуна қурбанлиғини, көйдүрмини вә течлиқ қурбанлиғини тәғдим қилип болуп, төвән чүшти. 23  Андин Муса билән Һарун учришиш чедириға кирди, чиққандин кейин хәлиқни бәрикәтлиди. Шу чағда Йәһваниң шан-шөһрити пүткүл хәлиқкә аян болди. 24  Йәһвадин от чиқип, қурбангаһтики көйдүрмә билән яғни ялмап жүтти. Буни көргән пүткүл хәлиқ хошаллиғидин чоқурушуп, йәргә жиқилип тазим қилди.

Изаһәтләр