Луқа 11:1—54
11 Бир күни Әйса дуа қиливататти, у аяқлашқанда шагиртлириниң бири униңдин: «Һакимдар, Йәһия өз шагиртлириға үгәткинидәк, сәнму бизгә дуа қилишни үгитип қойсаңчу»,— дәп өтүнди.
2 Шунда у уларға: «Дуа қилғиниңларда мундақ дәңлар: “Атам, Сениң исмиң муқәддәсләнсун. Сениң Падишалиғиң кәлсун.
3 Күндилик ненимизни һәр күни бәргәйсән.
4 Бизниң гуналиримизни кәчүргәйсән, чүнки бизму бизгә қәриздарларни кәчүрүватимиз. Һәм бизни аздурулушқа киргүзмигәйсән”»— деди.
5 Андин у уларға: «Мәсилән, бир кишиниң дости бар екән. У йерим кечидә достиға келип: “Достум, маңа үч нан өтнә бәргин,
6 чүнки маңа сәпәрдин бир достум келип қалди вә униң алдиға қойғидәк һечнәрсәм қалмапту”,— деди.
7 Өйниң ичидики дости җававән: “Мени аварә қилма. Ишик тақилип кәтти вә балилирим мениң билән йенимда ятиду. Мән туруп, саңа нан елип берәлмәймән”,— деди.
8 Силәргә ейтайки: әгәр у туруп, дости сүпитидә униңға һечнәрсә бәрмисиму, достиниң қайтмаслиғидин у орнидин туруп, униңға һаҗәтлик нәрсиниң һәммисини бериду.
9 Шуңа силәргә дәймәнки: өтүнүшни давамлаштуруңлар — һәм силәргә берилиду, издәшни давамлаштуруңлар — һәм таписиләр, тақилдитишни давамлаштуруңлар — һәм силәргә ечип бериду,
10 чүнки һәрқандақ өтүнгүчи алиду, издигүчи тапиду вә тақилдатқучиға ечип бериду.
11 Араңларда оғли белиқ сориса, униң орниға илан беридиған ата барму?
12 Яки у тухум сориса, униңға чаян беридиған ата барму?
13 Демәк, әгәр силәр вәһши болуп туруп, балилириңларға яхши соғиларни қилишни билгән болсаңлар, нәқәдәр асмандики Атаңлар Униңдин муқәддәс роһни сориғанларға бериду!»— деди.
14 Кейинирәк у бир адәмдин кекәчликниң җинини қоғлап чиқти. Җин чиққандин кейин кекәч адәм сөзләп кәтти һәм хәлиқ һәйран болушти.
15 Бирақ бәзибирлири: «У җинларни уларниң беги Баалзәбулниң ярдими билән қоғлиди»,— дейишти.
16 Башқилири уни синашни халап, Әйсадин асмандин аламәтләрни көрситишини сориди.
17 Уларниң ойлирини билгән у мундақ деди: «Өзидә бөлүнүп кәткән һәрқандақ падишалиқ вәйран болиду вә өзидә бөлүнүп кәткән өй заваллиққа учрайду.
18 Демәк, әгәр Шәйтан өзидә бөлүнүп кәткән болса, ундақта униң падишалиғи қандақму туралисун? Чүнки силәр мени җинларни Баалзәбулниң ярдими билән қоғлаватиду, дәватисиләр.
19 Әгәр мән җинларни Баалзәбулниң ярдими билән қоғлаватсам, у чағда силәрниң избасарлириңлар уларни кимниң ярдими билән қоғлаватиду? Шуңлашқа улар силәрниң һөкүмчилириңлар болиду.
20 Әгәр мән җинларни Рәбниң күчи билән қоғлаватсам, дәрһәқиқәт, Худаниң Падишалиғи силәргә йетипту.
21 Қудрәтлик, яхши қуралланған киши өз сарийини күзәт қилса, униң мүлки бехәтәрликтә.
22 Лекин униңға күчлүгирәк бирси һуҗум қилип, уни йеңивалса, у чағда һелиқи киши таянған барлиқ қуралини у тартивелип, олҗа алиду.
23 Ким мениң билән болмиса, у маңа қарши турғучи вә ким мениң билән жиғмиса, у исрап қилғучидур.
24 Напак роһ адәмдин чиққанда, қурғақ җайларда башпана тепиш үчүн маңиду вә уни тапалмай: «Чиқип кәткән өйүмгә қайтай»,— дәйду.
25 Қайтип келип, уни сүпүрүлгән һәм безәлгән түридә тапиду.
26 Шу чағда у берип, өзи билән йәттә һәрхил, өзидинму вәһширәк роһларни башлап келиду вә шу өйгә кирип, улар униңда яшайду. Буниң билән мошу ахирқи әһвал һелиқи адәм үчүн авалқи һалидин мүшкүлирәк болиду».
27 Әйса бу гәпләрни қиливатқанда, көпчилик арисидин бир аял жуқури авазда: «Сени қосиғида көтәргән һәм көкси билән емиткән аял нәқәдәр бәхитлик!»— дәп үндиди.
28 Бирақ у җававән: «Яқ, Тәңриниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилидиғанлар бәхитликтур!»— деди.
29 Өп-чөридә көплигән хәлиқ топлашқанда, у мундақ дәп сөзләшкә башлиди: «Бу әвлат — явуз әвлат. У карамәтләрни издәватиду, лекин униңға Юнус пәйғәмбәрниң карамитидин башқа һечқандақ карамәт берилмәйду.
30 Юнус ниневиялиқлар үчүн аламәт болғинидәк, инсан Оғлиму мошу әвлат үчүн аламәт болиду.
31 Җәнупниң падиша аяли бу әвлатниң адәмлири билән Сот вақтида тирилип чиқиду вә уларни әйипләйду, чүнки у Сулайманниң данишмәнлигини аңлаш үчүн йәрниң четидин кәлгән еди, амма бу йәрдә Сулаймандинму улуқ бирси туриду.
32 Ниневиялиқлар мошу әвлат билән Сот вақтида тирилип, уни әйипләйду, чүнки улар Юнус вәзә қилған нәрсиләрни аңлап, товва қилған еди, амма мошу йәрдә Юнустин улуғирағи туриду.
33 Һечким чирақни яндуруп қоюп, уни ориға яки өлчәм қачиниң астиға қоймайду, әксичә, өйгә киргәнләр йоруқлуқни көрүши үчүн, уни чирақданға қойиду.
34 Тениңниң чириғи — көзүңдур. Көзүң аддий болса, у чағда пүтүн тениң йоруқ, көзүң явуз болса, пүтүн тениң қараңғу болиду.
35 Шуңа еһтият болғин: еһтималки, сениңдики йоруқлуқ — бу қараңғулуқтур.
36 Демәк, әгәр пүткүл тениң йоруқ болса вә униңда һечқандақ қараңғу бир нәрсә болмиса, у чағда сени чирақниң нури йорутқандәк, тениңниң барлиғи шундақ йоруқ болиду».
37 У сөзини аяқлаштурғанда, бир пәрисий уни өйигә чүшлүк тамаққа чақирди. У униң өйигә берип, дәстиханға янпашлиди.
38 Пәрисий униң тамақтин илгири диний қаидә бойичә қол жуймиғинини көрүп, һәйран болди.
39 Лекин Һакимдар униңға: «Силәр, пәрисийләр, қача-тавақниң тешинила тазилайсиләр, ичиңларда болса, пәқәт булаңчилиқ вә яманлиқ қилиш истиги бар.
40 Наданлар! Тешини Яратқучи ичиниңму Яратқучиси әмәсму?
41 Ичиңлардикидин рәһимлик һәдийәлирини бериңлар, шу чағда қалған барлиқ нәрсәңларму пак болиду.
42 Лекин һалиңларға вай, пәрисийләр, чүнки силәр ялпуз, сузап вә һәрхил башқа бағ өсүмлүклиридин ондин бир қисмини берисиләр, һә Худаға болушқа тегишлик адиллиқ һәм меһир-муһәббәтни әтивалимайсиләр! Әлвәттә, буни қилишиңлар керәк, амма башқисиниму унтумаслиғиңлар керәк еди.
43 Һалиңларға вай, пәрисийләр, чүнки силәр йәһудий ибадәтханиларда алдинқи орунларни вә базар мәйданлирида кишиләрниң салам беришлирини яхши көрүсиләр!
44 Һалиңларға вай, чүнки силәр худди тинип кәткән қәбирләргә охшайсиләр, адәмләр уларниң үстини дәсисиму, немә екәнлигини билмәйду!»— деди.
45 Шунда тәвратшунас бирси униңға: «Устаз, буни ейтип, сиз бизниму һақарәтләватисиз»,— деди.
46 У җававән мундақ деди: «Силәрниңму, тәвратшунаслар, һалиңларға вай, чүнки силәр кишиләрниң үстигә көтирәлгүсиз жүкләрни артисиләр, өзәңлар болсаңлар бу жүкләргә һәтта бармиғиңларниму тәккүзмәйсиләр!
47 Силәргә вай, чүнки силәр әҗдатлириңлар өлтүрүвәткән пәйғәмбәрләргә хатирә қәбирләрни ясайсиләр!
48 Силәр әҗдатлириңларниң ишлирини билгәнлигиңларға гувалиқ қиливатисиләр, лекин шундақтиму уларни қоллайсиләр, чүнки улар пәйғәмбәрләрни өлтүргән, силәр болсаңлар шу пәйғәмбәрләргә қәбирләрни ясаватисиләр.
49 Шуңлашқа Худаниң даналиғи дәйдуки: “Уларға пәйғәмбәрләрни вә әлчиләрни әвәтимән. Уларниң бәзилирини өлтүриду, бәзилирини тәқипләйду,
50 сәвәви бу әвлат дуния яритилғандин бери төкүлгән барлиқ пәйғәмбәрләрниң қениға җавап бериши үчүндур:
51 Һабилниң қенидин тартип, Худаниң өйи билән қурбангаһниң арисида өлтүрүлгән Зәкәрияниң қениғичә”. Раст, силәргә ейтимәнки, бу әвлат қан үчүн җавап бериду.
52 Һалиңларға вай, тәвратшунаслар, чүнки силәр тәлимләргә болған ачқучни еливалдиңлар. Өзәңларму кирмидиңлар вә кирмәкчи болғанларға кашила қилдиңлар!»
53 У шу йәрдин чиқиватқанда, Тәврат устазлири билән пәрисийләр уни қаттиқ қистап, нурғунлиған башқа соалларни униңға яғдурди,
54 чүнки сөздә тутувелиш пурситини издиди.