Луқа 12:1—59
12 Шу арида миңлиған кишиләр жиғилғанлиқтин бир-бирини қиставатқанда, у авал шагиртлириға мураҗиәт қилип, мундақ деди: «Пәрисийләрниң ечитқусидин, йәни иккийүзлигидин еһтият болуңлар.
2 Һалбуки, ашкариланмайдиған һечқандақ йошурулған нәрсә йоқ вә рошән болмайдиған һечқандақ мәхпий нәрсә йоқ.
3 Шуңа силәр қараңғулуқта ейтқан нәрсә йоруқлуқта аңлиниду вә бөлмилириңларда пичирлиған нәрсәңлар өгүзләрдин вәзә қилиниду.
4 Достлирим, йәнә шуни ейтимәнки, тәнни өлтүрүп, шуниңдин кейин башқа һечнәрсә қилалмайдиғанлардин қорқмаңлар.
5 Лекин кимдин қорқушуңларни мән силәргә ейтай: өлтүрүп, андин җәһәннәмгә ташлаш һоқуқи Бардин қорқуңлар. Һә, силәргә ейтай, шуни Қилғучидин қорқуңлар.
6 Икки ушшақ тийинға бәш қушқачни сетиватмамду? Шундақтиму уларниң һечбири Худа тәрипидин унтулуп қалғини йоқ.
7 Силәрниң болса, һәтта бешиңлардики чачлириңларму санақлиқ. Қорқмаңлар, силәр нурғунлиған қушқачлардин баһалиғарақ.
8 Силәргә ейтимәнки, адәмләрниң алдида мени иқрар қилған һәрқандақ киши билән инсан Оғлиму Худаниң пәриштилири алдида бирлигини иқрар қилиду.
9 Мени адәмләрниң алдида рәт қилған киши Пәрвәрдигарниң пәриштилири алдида рәт қилиниду.
10 Вә инсан Оғлиға қарши сөз қилған һәрқандақ киши кәчүрүлиниду, лекин муқәддәс роһқа қарши күпүрлүк сөзлигән киши кәчүрүлмәйду.
11 Силәрни хәлиқ жиғинлириниң, башлиқларниң вә әмәлдарларниң алдиға елип кәлгәндә, өзәмни қандақ һимайә қилимән, немә дәп җавап беримән дәп әнсиримәңлар.
12 Чүнки шу мәзгилдә муқәддәс роһ немә ейтишни силәргә үгитиду».
13 Шу чағда кимду-бирси топниң арисидин униңға: «Устаз, қериндишимға мениң билән мирасни бөлүшүшини буйруңа»,— деди.
14 Әйса җававән: «Һәй адәм, ким мени силәрниң үстүңлардин һөкүм чиқиришқа яки араңларда мирас бөлүшкә тайинлиди?» —
15 вә йәнә уларға: «Қараңлар, һәрхил ачкөзлүктин сақлиниңлар, чүнки һәммә нәрсиниң молчилиғидиму адәмниң һаяти униң мал-мүлкигә бағлиқ әмәс»,— деди.
16 Андин у уларға мисал кәлтүрүп: «Бир бай кишиниң йери мол һосул берипту.
17 Шу чағда у көңлидә мулаһизә қилип: “Әнди қандақ қилай, чүнки мунчивала һосулни қойғидәк йерим йоққу?”— дәп:
18 “Мундақ қилай: һазирқи амбарлиримни бузуветип, авалқидин йоғанарақ амбарларни ясай вә шу йәргә барлиқ мәһсулатимни һәм барлиқ мүлкүмни жиғай.
19 Андин өзәмгә: “Һәй җеним, сениң көплигән жилларға тәйярланған нурғун байлиғиң бар. Дәм алғин, йәп-ичкин, шатланғин”, дәймән”,— дәпту.
20 Лекин Худа униңға: “Һәй әқилсиз, бүгүн кечиси җениңни тәләп қилиду. Сән жиққан байлиғиң кимгә қалиду?”— дәпту.
21 Мана, өзи үчүн байлиқ топлиған, амма Худаниң көзидә бай болмиған адәм билән нәқ мошундақ болиду»,— деди.
22 Андин Әйса шагиртлириға сөз қилди: «Шуңлашқа силәргә ейтимән: җениңлар тоғрилиқ — немә йейиш керәк вә тениңлар тоғрилиқ — немә кийиш керәк дәп әндишә қилишни тохтитиңлар.
23 Чүнки җан йемәкликтин баһалиғарақ вә тән кийим-кечәктин.
24 Қағиларға қарап беқиңлар: улар теримайду, жиғмайду, йә амбарлири, йә сақлаш җайлири йоқ, лекин Худа уларни озуқландуриду. Силәр қушлардин нәқәдәр қиммәтлигәрәк!
25 Араңларда қайси ғәмхорлуқ қилип, өз өмрини бир җәйнәккиму узарталайду?
26 Әгәр силәр һәтта мошундақ ушшақ нәрсиниму қилалмисаңлар, у чағда қалған нәрсә һәққидә немигә вайим қилисиләр?
27 Ләйлигүлләрниң өсүшигә қараңлара: улар әмгәк қилмайду вә тоқумайду, лекин ейтайки, һәтта Сулайман падиша өз шөһритиниң чоққисидиму уларниң һәрқайсидәк кийинмигән.
28 Әгәр Худа бүгүн бар, әтә отқа ташлинидиған даладики өсүмлүкләрни шундақ кийиндүрсә, силәрни, етиқати аҗизлар, техиму кийиндүрмәсму!
29 Шуңа немә йәп, немә ичишни издәшни тохтитиңлар һәм ғәм йейишниму тохтитиңлар.
30 Чүнки пәқәт мошуниң һәммиси тоғрисида дунияниң хәлиқлири ойлайду, бирақ Атаңлар силәрниң буниңда муһтаҗлиғиңлар барлиғини билиду.
31 Униң Падишалиғини издәшни давамлаштуруңлар һәм буниң барлиғи силәргә берилиду.
32 Қорқма, кичик пада, чүнки Атаңлар Падишалиқни силәргә әта қилишни мақул көрди.
33 Бар нәрсәңларни сетип, рәһимлик һәдийәләрни бериңлар. Өзәңларға упримайдиған қапчуқларни ясаңлар, асманда түгимәйдиған ғәзнини жиғиңлар, у йәрдә оғри йеқинлашмайду вә күйә йәп кәтмәйду.
34 Сәвәви, ғәзнәңлар қәйәрдә болса, жүригиңларму шу йәрдә болиду.
35 Белиңлар бәлбағ билән бағлансун вә чирақлириңлар йенип турсун,
36 өзәңлар болса, худди ғоҗайинниң той зияпитидин қайтип келишини күтүп, келип ишикни тақилдатқандила дәрһал ечип беришни күткән қуллириға охшаңлар.
37 Ғоҗайини кәлгәндә қуллириниң һошиярлиғини көрсә, бу қуллар нәқәдәр бәхитликтур! Силәргә растини ейтимәнки, у белини бағлап, уларни дәстихан әтрапиға янпашлашни тәклип қилип, өзи уларниң хизмитидә болиду.
38 Әгәр ғоҗайин түн йеримидә яки ғораз қичқарғанда кәлсә вә уларниң шундақ қиливатқинини көрсә, улар нәқәдәр бәхитлик!
39 Лекин шуни билип қоюңларки, әгәр өй ғоҗайини оғриниң қайси вақитта келидиғанлиғини билсә, у һошияр болуп, оғриниң өйигә киришигә йол қойматти.
40 Силәрму шуниңдәк тәйяр болуңлар, чүнки инсан Оғли силәр ойлимиған вақит-саатта келиду».
41 Шу чағда Петрус: «Һакимдарим, сән бу мисални биз үчүнла кәлтүрдиңму яки һәммиси үчүнму?»— дәп сориди.
42 Һакимдар җававән мундақ деди: «Ғоҗайини өзиниң хизмәткарлириға өз вақтида тегишлик ғизани бериши үчүн, уларниң үстидин қойған садиқ һәм әқил-парасәтлик башқурғучи ким?
43 Әгәр ғоҗайини кәлгәндә, униң шундақ қиливатқинини көрсә, у қул нәқәдәр бәхитликтур!
44 Силәргә һәқни ейтимәнки, у уни барлиқ мал-мүлки үстидин ғәмхорлуқ қилишқа қойиду.
45 Лекин әгәр бу қул өз жүригидә: “Ғоҗайиним қайтип келишкә алдиримайватиду”,— дәп йәп-ичишкә, мәс болушқа вә хизмәткарларни урушқа башлиса,
46 шу қулниң ғоҗайини у күтмигән күндә вә у билмигән саатта келиду вә уни пүткүл қәтъийлик билән җазалайду, униң несиви етиқатсизлар билән биргә болиду.
47 Шу чағда өз ғоҗайининиң ирадисини чүшәнгән болсиму, лекин тәйяр болмиған яки униң ирадисини орунлимиған һелиқи қул нурғун таяқ йәйду.
48 Бирақ чүшәнмигинидин таяқ йейишкә лайиқ қул азирақ таяқ йәйду. Кимгә көп берилгән болса, шуниңдин көпирәк тәләп қилиниду вә кимгә көп нәрсә аманәт қилинған болса, униңдин адәттикидин көпирәк тәләп қилиниду.
49 Мән йәрдә от туташтуруш үчүн кәлдим вә әгәр бу от тутушуп болған болса, мән йәнә немини халаймән?
50 Мән чөмдүрүштин өтүшүм керәк вә у аяқлашмиғичә қанчилик қийниливатимән!
51 Силәр мени йәр йүзигә течлиқ елип кәлди дәп ойлаватамсиләр? Яқ, мән шуни силәргә ейтайки, течлиқ әмәс, бөлүнүш елип кәлдим.
52 Чүнки әнди бир өйдики бәш киши бөлүнүп кетиду: үчи иккисигә қарши вә иккиси үчигә қарши болиду.
53 Атиси оғлидин вә оғли атисидин, аниси қизидин вә қизи анисидин, қейинаниси келинидин вә келини қейинанисидин бөлүнүп кетиду».
54 Шуниңдин кейин Әйса хәлиққә йәнә: «Силәр ғәриптә булутниң чиққинини көргәндә, дәрру: “Боран чиқиду”,— дәйсиләр вә шундақ болиду.
55 Җәнуптин шамал чиққанда, силәр: “Аптап болиду”,— дәйсиләр вә шундақ болиду.
56 Сахтипәзләр, силәр йәр билән асманниң рәңги бойичә һава райини пәриқ етишни билисиләр, унда немишкә бу вақитни пәриқләшни билмәйсиләр һә?
57 Немишкә силәр өзәңлар һәққанийлиқниң немә екәнлигини тонуп биләлмәйсиләр?
58 Мәсилән, сән өз дүшминиң билән башлиққа кетип барғиниңда, у сени сотчиға, сотчи болса гундипайға тапшуруп вә гундипай сени зинданға ташлимаслиғи үчүн, йолда дүшминиң билән талаш-тартишиңни бир тәрәп қилишқа тиришқин.
59 Саңа ейтип қояйки, қәрзиңниң әң ахирқи тийинини төлимигичә, у җайдин һәргиз чиқалмайсән»,— деди.