Луқа 14:1—35

14  Бир күни шәнбидә у пәрисийләрдин болған башчиниң өйигә ғизаға барди вә өйдикиләрниң барлиғи қадилип, уни байқиди.  Униң алдида сулуқ ишшиқ кесилигә гириптар бир адәм болди.  Шунда Әйса тәвратшунаслардин вә пәрисийләрдин: «Шәнбидә давалаш Қанунға уйғунму яки әмәсму?»— дәп сориди.  Бирақ улар унчуқмиди. Шу чағда у һелиқи бемарға қолини тәккүзүп, уни сақайтип, йолға салди.  Уларға болса у: «Араңларда қайси бириңлар, әгәр униң оғли яки топиғи шәнбә күни қудуққа чүшүп кәтсә, уни дәрһал тартип чиқармайду?»— дәп сориди.  Улар бу сөзләргә җававән һечнәрсә ейталмиди.  Чақирилған меһманларниң өзлиригә төрдин орун таллиғинини байқап, у уларға мундақ мисални кәлтүрди:  «Бирси сени той мәрикисигә тәклип қилғанда, төрдики орунда янпашлашқа интилма. Бәлким, мошу вақиттила у сениңдинму атақлиқ бирсини тәклип қилған болуши мүмкин.  У чағда саһипхан йениңға келип: «Бу орунни мону кишигә бәргин»,— дәп қалса, сән шәрмәндичиликтә әң төвән орунға барисән. 10  Әксичә, сени тәклип қилғанда, келип әң төвән орунда янпашла, шуниң билән сени чақирған саһипхан йениңға келип: «Достум, төригә чиқ»,— дәйду. Шундақ қилип, кәлгән барлиқ меһманларниң алдида саңа һөрмәт көрситилиду. 11  Чүнки өзини жуқури тутқан һәрқандақ киши пәсәйтилиду, әксичә, өзини пәсәйткән киши үстүнлиниду». 12  Андин кейин у саһипханға мундақ деди: «Әгәр сиз чүшлүк яки кәчқурунлуқ тамақ уюштурғиниңизда йә достлириңизни, йә қериндашлириңизни, йә уруқ-туққанлириңизни, йә бай холум-хошнилириңизни чақирмаң. Чүнки шундақ болуши еһтималки, уларму қандақту-бир вақитта сизни меһманға чақириду вә бу сизгә соғат орнида болиду. 13  Шуңа зияпәт бәргәндә, гадайларни, накаларни, ақсақ-чолақларни, қарғуларни чақириң 14  вә бәхитлик болисиз, чүнки улар сизгә һечнәрсә қайтуралмайду. Һәм сиз һәққанийларниң тирилишидә мукапатлинисиз». 15  Кәлгән меһманларниң арисида бири буни аңлап, униңға: «Худаниң Падишалиғида ғизаланған киши бәхитликтур»,— деди. 16  Әйса униңға: «Бир киши чоң зияпәтни уюштурушқа қарар қилип, нурғун меһманларни чақирип қоюпту. 17  Зияпәтниң вақти кәлгәндә, у қулини чақирилғанларға әвәтип: “Мәрһәмәт, келиңлар, һәммә нәрсә тәйяр болди”,— дәп ейтипту. 18  Бирақ уларниң һәммиси келишивалғандәк бармаслиққа банә тепипту. Бири: “Мән етиз сетивалғандим һәм шуни берип көрүшим керәк. Илтимас, мени кәчүргин”,— дәпту. 19  Йәнә бири: “Мән бәш қошлуқ өкүз сетивалдим вә уларни синап көрүшүм керәк. Сениңдин илтимас қилимәнки, мени кәчүргин”,— дәпту. 20  Үчинчиси болса: “Мән йеңила өйләнгән едим, шуңа баралмаймән”,— дәпту. 21  Қул қайтип келип, һәммә нәрсини ғоҗайиниға мәлум қипту. Шунда саһипхан ғәзәплинип, өз қулиға: “Дәрһал шәһәрниң чоң-кичик кочилириға чиқип, гадайларни, чолақларни, корларни вә токуларни мошу йәргә елип кәл”,— дәп буйрупту. 22  Бираз вақиттин кейин қул: “Ғоҗайин, сиз буйриған нәрсә орунланди, лекин техи орунлар бар”,— дәпту. 23  Ғоҗайин қулиға: “Йолларға һәм қоршалған җайларға барғин вә шу йәрдики адәмләрни өйүм толуши үчүн мәҗбурий елип кәлгин. 24  Силәргә ейтимәнки, чақирилғанларниң һечқайсиси мениң кәчки зияпитимдин еғиз тәгмәйду”, дәпту»,— деди. 25  Униң билән көплигән хәлиқ маңди вә у бурулуп, уларға: 26  «Әгәр маңа кәлгән киши мени атиси вә аниси, аяли вә балилири, ака-укилири вә һәдә-сиңиллиридин һәм өз җенидинму артуғирақ яхши көрмисә, у мениң шагиртим болалмайду. 27  Ким өзиниң азап түврүгини елип кәйнимдин маңмиса, у мениң шагиртим болалмайду. 28  Мәсилән, әгәр араңлардин бириңлар мунарә салмақчи болса, у балдур олтирип, хираҗәтлири мунарә селип түгитишкә йетәмду дәп, барлиқ хираҗитини һесаплап чиқмасму? 29  Болмиса, у һулини селип қоюп, қурулушни түгитәлмисә, байқаватқанлар униң үстидин күлүп: 30  “Бу адәм қурулушни башлиди, лекин түгитәлмиди”,— дәйду. 31  Яки бир падиша йәнә бир падишаға қарши җәңгә атлиништин авал олтирип, өзи 10 000 әскири билән униңға қарши 20 000 әскири билән келиватқанни йеңивалаламду дәп, башқилири билән мәслиһәт қилишмамду? 32  Әгәр йеңәлмисә, дүшмини техи жирақ турғанда, униңға әлчилирини әвәтип, течлиқ келишимини сорайду. 33  Демәк, шуниңда ишәшлик болуңларки, араңлардики кимду-ким барлиқ өз мүлкидин айрилалмиса, у мениң шагиртим болалмайду. 34  Туз, әлвәттә, яхши нәрсә. Лекин әгәр туз күчини йоқатса, униңға қандақ қилип тәм берисән? 35  У йә топраққа ишлитишкиму, йә оғутқиму яримайду. Уни кочиға төкүветиду. Аңлиғидәк қулиғи бар, аңлисун»,— деди.

Изаһәтләр