Луқа 15:1—32
15 Барлиқ селиқ жиққучилар вә гунакарлар Әйсаниң сөзини аңлашқа келишәтти.
2 Пәрисийләр һәм Тәврат устазлири болса котулдушуп: «Бу адәм гунакарларни қарши елип, улар билән һәмдәстихан олтириду»,— дейишәтти.
3 Шуңа у уларға мундақ мисални кәлтүрүп:
4 «Араңларда қайсибир киши 100 қойи болуп, улардин бирни йоқитип қойса, 99ни чөлдә ташлап қоюп, йоқап кәткән қойни тепивалмиғичә издимәсму?
5 һәм уни тепивалғанда, мүрисигә артип хошал болиду.
6 Өйигә қайтип кәлгәндә, у достлирини һәм хошнилирини чақирип, уларға: «Мениң билән хошал болуңлар, чүнки мән йоқитип қойған қойумни тепивалдим»,— дәйду.
7 Силәргә шуни ейтайки, шундақла әрштиму 99 һәққаний вә товвиға муһтаҗи йоқ кишидин көрә, бир товва қиливатқан гунакар һәққидә көпирәк хошаллиқ болиду.
8 Яки қайсибир аял 10 күмүч тәңгиси болуп, уларниң бирсини жүтирип қойса, чирақни яндуруп, өйни сүпүрүп, уни тепивалмиғичә тиришчанлиқ билән издимәсму?
9 Уни тапқанда, достлирини һәм хошнилирини чақирип: «Мениң билән хошал болуңлар, чүнки мән жүтирип қойған күмүч тәңгәмни тепивалдим»,— дәйду.
10 Силәргә шуни ейтайки, Худаниң пәриштилири арисидиму бир товва қиливатқан гунакар үчүн шундақ хошаллиқ болиду»,— деди.
11 Андин у сөзини давамлаштуруп, мундақ деди: «Бир адәмниң икки оғли болған екән.
12 Кичик оғли атисиға: “Ата, маңа тегишлик мирасимни бәрсиңиз”,— дәпту. Шу чағда атиси иккисигә мал-мүлкини бөлүп берипту.
13 Узун өтмәй, кичик оғли барини жиғип, жирақ бир мәмликәткә кетипту. У шу йәрдә әйш-ишрәткә берилип, бар мирасини чечип түгитипту.
14 У мирасини исрап қилип түгәткәндә, шу дөләттә қаттиқ ачарчилиқ йүз берипту һәм у муһтаҗлиқта қапту.
15 Шуниң билән у берип, шу мәмликәтниң бир пухрасиға яллинипту вә у уни етизлиқлириға чошқа беқишқа әвәтипту.
16 У қосиғини чошқиларниң йеми болған почақ дәриғиниң уруқлири билән тойғузушқа арман қилған, лекин униму һечким униңға бәрмәпту.
17 У өзигә келип: “Атамниң шунчә көп мәдикарлириниң тамиғи мол болуп турса, мән бу йәрдә ачтин өлүватимән!
18 Орнумдин қозғилип, атамниң алдиға берип, униңға: “Атам, мән әршниң вә сизниң алдиңизда гуна қилдим.
19 Әнди мән сизниң оғлуңиз дәп атилишқа лайиқ әмәсмән. Мени мәдикарлириңизниң биридәк қобул қилиңа”,— дәймән”, дәп ойлапту.
20 У туруп, атисиға қайтипту. У техи жирақта болғанда, атиси уни көрүп, униңға ич ағритипту. Атиси алдиға жүгрәп, уни қаттиқ қучақлап сөйүпту.
21 Оғли болса униңға: “Ата, мән әршниң һәм сизниң алдиңизда гуна қилдим. Әнди мән оғлуңиз дәп атилишқа лайиқ әмәсмән. Мени мәдикарлириңизниң биридәк қобул қилиңа”,— дәпту.
22 Амма атиси қуллириға: “Тез болуңлар! Әң есил узун тонни әкелип, униңға кийдүрүңлар. Қолиға үзүк селиңлар вә путлириға сәндәл кийгүзүңлар.
23 Бодалған ғунаҗунни әкелип союңлар. Биз йәп-ичип, тойлайли,
24 чүнки мениң оғлум өлгән еди, әнди тирилди, йоқилип кәткән еди, әнди тепилди”,— дәпту. Улар тойлашқа башлапту.
25 Шу чағда униң чоң оғли етизлиқта еди. У қайтип келиветип өйгә йеқинлашқанда, саз-нәғмә вә уссулларниң авазини аңлапту.
26 У бир чакарни чақиривелип, немә болуватқини һәққидә сорапту.
27 Чакар җававән: “Иниңиз қайтип кәлди вә атиңиз униң сақ-саламәт кәлгәнлиги үчүн бодалған ғунаҗунни сойди”,— дәпту.
28 Чоң оғли ғәзәплинип, өйгә киргили унумапту. Шунда атиси чиқип, униң өйгә киришини өтүнүпту.
29 У атисиға: “Мән шунчә жил сизгә қулдәк хизмәт қиливатимән вә һечқачан вәсийитиңизни бузмидим. Бирақ сиз бир қетим болсиму маңа ағинилирим билән көңүл ечишқа бирәр оғлақму бәрмидиңиз.
30 Лекин сизниң мал-мүлкиңизни паһишиләр билән йәвәткән мону оғлиңиз келиведи, сиз униң үчүн бодалған ғунаҗунни союпсиз”,— дәпту.
31 Шунда атиси униңға: “Оғлум, сән һәрдайим мениң йенимда вә мениңда бар нәрсиниң һәммиси — сениңки.
32 Бизниң шатлинип, хошал болушимизниң сәвәви, сениң иниң өлгән еди, әнди тирилди, йоқилип кәткән еди, әнди тепилди”,— дәпту».