Луқа 16:1—31

16  Андин Әйса өз шагиртлириға мундақ деди: «Бир байниң башқурғучиси бар екән вә башқурғучисиниң униң мүлкини исрап қиливатқини һәққидә униңға йәткүзүпту.  У башқурғучисини чақиртивелип, униңға: “Мән сән һәққидә немә аңлаватимән? Егилигимниң әһвали һәққидә һесават тапшур, чүнки әнди сән өйүм үстидин башқурғучи болмайсән”,— дәпту.  Шунда башқурғучи өзигә: “Ғоҗайиним мениңдин егилик башқурушни тартивалғанда, мән немә қилимән? Кәтмән чапқидәк мағдирим йоқ, тиләмчилик қилиш уят.  һә, таптим! Мени егилик башқурушидин мәһрум қилғанда, кишиләр мени өз өйлиригә қобул қилиши үчүн, немә қилишимни билимән”,— дәпту.  Вә ғоҗайининиң барлиқ қәриздарлирини өзигә чақирип келип, биринчисидин: “Ғоҗайинимға сән қанчилик қәриз?”— дәп сорапту.  У җававән: “2200 литр зәйтун мейи”,— дәпту. У униңға: “Тез тилхетиңни елип, 1100 литрға өзгәрткин”,— дәпту.  Андин у башқисидин: “Сәнчу қанчә қәриздар?”— дәп сорапту. У: “22000 литр буғдай”,— дәп җавап берипту. У униңғиму: “Тилхетиңни елип, 17 600 литрға өзгәрт”,— дәпту.  Ғоҗайини һәққанийсиз башқурғучини әмәлий данишмәнлик билән иш қилғини үчүн махтапту. Чүнки бу дуния қурулуминиң пәрзәнтлири замандашлири билән болған ишларда йоруқлуқ пәрзәнтлиригә қариғанда пәмлигирәктур.  Мәнму силәргә ейтимәнки, байлиғиңлар түгигәндә, улар силәрни әбәдий маканлириға елиши үчүн наһәқ байлиқ билән өзәңларға достларни тепиңлар. 10  Кичиккинә нәрсидә садиқ болған киши, көп нәрсидиму садиқ болиду, кичиккинә нәрсидә һәққанийсиз болған киши, көп нәрсидиму һәққанийсиз болиду. 11  Демәк, әгәр силәр наһәқ байлиққа болған мунасивитиңларда садиқ болалмисаңлар, ким силәргә һәқиқий нәрсини аманәт қилсун? 12  Әгәр силәр ятниң нәрсисигә тегишлик садиқ болалмисаңлар, у чағда ким силәр үчүн тәйярланған нәрсини бериду? 13  Һечбир чакар икки ғоҗайинниң қули болалмайду, чүнки у бирини өч көрүп, башқисини яхши көриду, яки биригә садиқ болуп, башқисиға етивар бәрмәйду. Худаниң һәм Байлиқниң* қуллири болалмайсиләр». 14  Буниң һәммисини пулға амрақ пәрисийләрму аңлиған еди. Вә улар Әйсаниң үстидин мәсхирә қилишти. 15  Шуңлашқа у уларға мундақ деди: «Силәр өзәңларни адәмләрниң алдида һәққаний дәп елан қилисиләр, лекин Пәрвәрдигар жүрәклириңларни билиду. Чүнки адәмләрниң арисида улуқлинидиған нәрсә Худаниң нәзәридә жиркиничликтур. 16  Тәврат қануни вә Пәйғәмбәрләрниң язмилири Йәһия пәйғәмбәрдин авал болған. Йәһиядин башлап Худаниң Падишалиғи тоғрисидики хуш хәвәр җакалиниватиду вә һәрқандақ киши бар күчи билән униңға киришкә интиливатиду. 17  Раст, Қанун һәрипиниң һәтта бирму сизиғи орунланмаслиғидин көрә, асман билән йәр чапсанирақ йоқилиду. 18  Аяли билән аҗришип, башқисиға өйләнгән һәрқандақ киши нека вапалиғини бузған болиду һәм еридин аҗрашқанға өйләнгән һәрқандақ киши некаға вапасизлиқ қиливатиду. 19  Бир киши бай болған екән. У сөсүн рәңлик тон вә зиғир кийимләргә кийинип, күндин күнгә дағдуғилиқ билән һөзүрлинип яшиди. 20  Униң дәрвази алдида, адәттә, пүтүн әзайини яра басқан Лазар исимлиқ намратни ятқузатти. 21  У байвәччиниң дәстихинидин чүшкән парчә-пурәтләрдин йегинигә рази болатти. Иштларму келип, униң ярилирини ялатти. 22  Бирмунчә вақит өтүп, намрат өлди вә пәриштиләр уни Ибраһимниң қойниға апирип қойди. Байму өлди вә уни дәпин қилди. 23  Қәбирдә у қийнилип, көзини көтириведи, жирақта әҗдадимиз Ибраһимни вә униң бағрида Лазарни көрди. 24  Шу чағда у вақирап: “Ибраһим ата, маңа рәһим қилғайсән вә Лазарни бармиғиниң учини суға чилап, тилимни совутуши үчүн әвәткәйсән, чүнки мән мону лавулдиған отта азаплиниватимән”,— дәп ялвурди. 25  Лекин Ибраһим униңға: “Оғлум, һаят вақтиңда һалавәтниң һәммисини көргиниңни әскә алғин, Лазар болса, әксичә, барлиқ яманлиқни көрди. Әнди болса, у бу йәрдә тәсәлли еливатиду, сән болсаң азаплиниватисән. 26  Буниңға қошумчә, силәр билән бизниң аримизда йоған бир һаң бәрпа қилинди, шуңлашқа силәрдин бизгә өткүси кәлгән, яки биздин силәргә өтмәкчи болғанлар буни қилалмайду”,— деди. 27  Байвәччә җававән: “Ундақта, ата, сәндин илтимас қилимәнки, Лазарни атамниң өйигә әвәткәйсән, 28  чүнки мениң бәш қериндишим бар. У уларниң бу азап-оқубәтлик җайға чүшмәслиги үчүн, уларға асаслиқ гува бәрсун”,— деди. 29  Бирақ Ибраһим: “Уларда Муса вә пәйғәмбәрләр Язмилири бар, шуларни тиңшисун”,— деди. 30  У болса: “Яқ, Ибраһим ата, әгәр өлгәнләрдин бири кәлсә, улар товва қилиду”,— деди. 31  Шу чағда Ибраһим униңға: “Әгәр улар Муса билән Пәйғәмбәрләрни тиңшимиса, һәтта әгәр өлгәнләрдин бирси тирилип кәлсиму, уларни бу ишәндүрәлмәйду”,— деди».

Изаһәтләр

Байлиққа илаһ сүпитидә чоқунуш.