Луқа 17:1—37

17  Андин у шагиртлириға: «Инсанни путликашаң қилидиған сәвәпләр чоқум пәйда болуши керәк. Амма шуларға сәвәпчи болғанниң һалиға вай!  У мошу әрзимәсләрниң бирәрсигә путликашаң теши болушиға қариғанда, бойниға түгмән тешини есип, деңизға ташлиниши униң үчүн әвзәлирәк болатти.  Өзәңларға диққәтчан болуңлар. Әгәр қериндишиң гуна қилса, уни паш қил вә әгәр у товва қилса, уни кәчүргин.  Һәтта әгәр у бир күн ичидә саңа қарши йәттә қетим гуна қилип, йәттә қетим саңа келип: “Мән қилғинимға өкүнүмән” десә, уни кәчүргин»,— деди.  Андин кейин әлчиләр Һакимдарға: «Бизгә көпирәк етиқат бәргинә»,— дәп сорашти.  Шунда Һакимдар: «Әгәр силәрдә қича уруғичилик ишәнчә болса, силәр әву үҗмә дәриғигә: “Йилтизиң билән қомурулуп, өзәңни деңизға көчәр!” десәңлар,— уму силәрни тиңшатти.  Араңлардин кимиңлар йәрни һайдайдиған яки падини бақидиған қули болуп, у етизлиқтин қайтқанда: “Тезирәк дәстихан йенида янпашла”,— дәйду?  Орниға ғоҗайин униңға: “Маңа тамақ тәйярла вә пәртуғуңни тартип, мән йәп-ичип болғичә хизмитимдә болғин, андин өзәң йәп-ичсәңму болиду”,— демәсмеди?  Қулниң һәммә нәрсини шундақ қилғанлиғиға ғоҗайин рәхмәт ейтамду? 10  Шуниңдәк силәрму тапшурулған барлиқ нәрсини қилип болғандин кейин: “Биз әрзимәс қуллармиз. Биз пәқәт тегишлик ишимизни қилдуқ”, дәңлар»,— деди. 11  Йерусалимға кетиветип, у Самарийә билән Җәлилийәдин өтти. 12  У бир йезиға киргинидә, уни мохо кесилигә гириптар болған 10 адәм көрди. Улар жирақта туруп, 13  жуқури авазда: «Һәй Әйса, Устаз, бизгә рәһим қилғина!»— дәп вақириди. 14  Уларни көрүп у: «Берип, өзәңларни роһанийларға көрситиңлар»,— деди. Улар кетиветип моходин тазиланди. 15  Уларниң бирси өзиниң сақайғинини көрүп, җараңлиқ авазда Худани мәдһийилигәч қайтип кәлди. 16  У Әйсаниң айиғиға жиқилип, униңға миннәтдарлиғини ейтти, у самарийәлик еди. 17  Шунда Әйса: «10 киши тазиланмидиму? Қалған тоққузи қени? 18  Һәҗәп, ят хәлиқтин болған мошу адәмдин башқа Худаға һәмдусәна ейтқили һечким қайтип кәлмәптиғу?»— деди. 19  Андин у һелиқи адәмгә: «Орнуңдин туруп, йолуңға маң. Сениң етиқатиң сени сақайтти»,— деди. 20  Бир күни пәрисийләр униңдин Худаниң Падишалиғиниң қачан келидиғанлиғи һәққидә сориди. У уларға җававән: «Худаниң Падишалиғини көз билән көрүшкә болидиғандәк кәлмәйду 21  вә униң тоғрисида: “Мана бу йәрдә!” яки “У йәрдә!”— дәп ейтмайду. Чүнки Худа Падишалиғи силәрниң араңларда»,— деди. 22  Андин у шагиртлириға мундақ деди: «Шундақ күнләр келидуки, силәр инсан Оғлиниң күнлиридин бирәр күнини көрүшкә тәшна болисиләр, лекин көрәлмәйсиләр. 23  Силәргә: «Мана әву йәрдә!» яки «Мана бу йәрдә!»— дәйду. Чиқмаңлар вә уларниң кәйнидин жүгримәңлар, 24  чүнки чақмақ чеқип, асманниң бир четидин йәнә бир четигичә көрүнгәндәк, инсан Оғли рошән болған күндә шундақ болиду. 25  Лекин у авал көп азапларни тартиши керәк вә мошу әвлат уни рәт қилиши керәк. 26  Нуһниң күнлиридә қандақ болған болса, инсан Оғлиниң күнлиридиму шундақ болиду. 27  Нуһ кемигә кирип вә топан келип, һәммисини һалак қилған күнгичә кишиләр йәп-ичиду, өйлиниду вә талалиқ болиду. 28  Шуниңдәкла Лутниң күнлиридиму шундақ болди: кишиләр йәп-ичти, сода-сетиқ, теримчилиқ қилди вә өйләрни салди, 29  лекин Лут Садом шәһиридин чиққан күни асмандин ямғурдәк от билән гуңгут йеғип, һәммисини һалак қилди. 30  Инсан Оғли рошән болған күндиму нәқ шундақ болиду. 31  Шу күндә әгәр кимду-ким өгүздә турса вә униң затлири өйдә болса, уларни алғили чүшмисун вә етизлиқта болған киши шундақла өйигә қайтмисун. 32  Лутниң аялини әстә тутуңлар. 33  Ким җенини сақлап қелишқа интилса, униңдин мәһрум болиду, әксичә ким уни йоқатса, уни тирик сақлап қалиду. 34  Силәргә шуни ейтайки, шу кечидә иккиси бир орунда ятиду: бирси елиниду, йәнә бирси қалдурулиду. 35  Икки аял бир ярғунчақта ун тартиду: бири елиниду, йәнә бири қалдурулиду». 36  *—— 37  Шу чағда улар униңдин: «Һакимдаримиз, қәйәрдә?»— дәп сориди. У уларға: «Тән қәйәрдә болса, бүркүтләрму шу йәргә жиғилиду»,— деди.

Изаһәтләр

Мт 17:21 қараң.