Луқа 18:1—43
18 Андин у уларға һәрдайим дуа қилиш һәм роһини чүшәрмәс һәққидә мисал кәлтүрди:
2 «Бир шәһәрдә Худадин қорқмайдиған вә адәмләрни һөрмәтлимәйдиған бир қази болған екән.
3 Шу шәһәрдә бир тул аял яшап вә у дайим униңға келип: “Мениң вә дүшминим аримиздики ишта адил тохтам чиқирип бериңа”,— дәттикән.
4 Бирмунчә вақит у униң тәливини рәт қипту, бирақ кейин көңлидә: “Гәрчә мән Худадин қорқмисамму һәм адәмләрни һөрмәтлимисәмму,
5 бу тул аял дайим мени аварә қиливатқачқа, униң маңа башқа кәлмәслиги һәм мени қийнавәтмәслиги үчүн, униң иши бойичә адил тохтам чиқирай”,— дәп ойлапту».
6 Андин Һакимдар: «Һәққанийсиз қазиниң немә дегәнлирини аңлидиңларму?
7 Тәңри Өзигә кечә-күндүз ялвуруватқан таллиғанлири үчүн, гәрчә У улар билән биллә чидамлиқ көрсәтсиму, адиллиқни тиклимәсму?
8 Силәргә ейтайки: У улар үчүн адиллиқни тикләшкә алдирайду. Лекин инсан Оғли кәлгәндә, йәр йүзидә етиқатни тапаламду?»— деди.
9 Өзлирини һәққаний дәп чағлап, башқиларни көзигә илмайдиғанларға мундақ бир мисал кәлтүрди:
10 «Икки адәм дуа қилғили мәркизий ибадәтханиға берипту: бири пәрисий, йәнә бири селиқ жиққучи екән.
11 Пәрисий өрә туруп, ичидә мундақ дуа қипту: «Худайим, Саңа мениң башқа адәмләрдәк булаңчи, адаләтсиз, зинахор вә һәтта мону селиқ жиққучидәк болмиғиним үчүн, шүкри ейтимән.
12 Һәр һәптидә икки қетим роза тутумән вә тапқанлиримниң ондин бир қисмини ианә қилимән».
13 Селиқ жиққучи болса жирақта туруп, бешини көтүришкиму петиналмай, пәқәт мәйдисигә уруп туруп: “Худайим, маңа, гунакарға, рәһим қилғайсән”,— дәйдикән.
14 Силәргә ейтимәнки, мошу адәм пәрисийгә қариғанда, өзиниң һәққанийлиғарақ екәнлигини көрситип, өйигә қайтипту. Чүнки ким өзини үстүн чағлиса, пәсәйтилиду, лекин ким өзини төвән чағлиса, үстүн қилиниду».
15 Әйса қолини тәккүзүши үчүн, униңға гөдәкләрни елип келәтти. Шагиртлири буни көрүп, уларға тәнбиһ бәрди.
16 Амма Әйса өзигә гөдәкләрни әкелишни илтимас қилип: «Балилар маңа кәлсун. Уларни тосимаңлар, чүнки улардәкләргә Худаниң Падишалиғи мәнсүптур.
17 Силәргә һәқни ейтимәнки, ким Худаниң Падишалиғини кичик балидәк қобул қилмиса, униңға кирәлмәйду»,— деди.
18 Бир башлиқ униңдин: «Яхшилиқ бәргүчи Устаз, мәңгү һаятқа варис болуш үчүн немә қилишим керәк?»— дәп сориди.
19 Әйса униңға: «Немишкә мени яхшилиқ бәргүчи дәйсиз? Бир Худадин башқа һечким яхшилиқ Бәргүчи әмәс!
20 Сиз: «Нека вапалиғини бузма, өлтүрмә, оғрилима, сахта гувалиқ қилма, ата-анаңни һөрмәтлә», дегән әмирләрни билисизғу.
21 У киши: «Буниң һәммисигә өсмүр вақтимдин әмәл қилип келиватимән»,— деди.
22 Әйса буни аңлап, униңға: «Сиздә йәнә бир нәрсә йетишмәйду: пүткүл мал-мүлкүңизни сетип, пулини гадайларға тарқитиветиң, андин келип кәйнимдин меңиң»,— деди.
23 Буни аңлап, һелиқи адәм чоңқур қайғуда қалди, чүнки у наһайити бай еди.
24 Әйса униң қайғусиға қарап: «Пули барларниң Худа Падишалиғиға кириши қанчилик тәс болиду!
25 Байниң Худа Падишалиғиға киришидин көрә, төгигә жиңниниң төшүгидин өтүш асанирақ»,— деди.
26 Буни аңлиғанлар униңдин: «Ундақта, ким қутқузулалисун?»— дәп сорашти.
27 У җававән: «Инсанлар үчүн мүмкин әмәс нәрсә Пәрвәрдигар үчүн мүмкиндур»,— деди.
28 Шу чағда Петрус: «Мана, биз баримизни қалдуруп, сениң кәйниңдин маңдуқ»,— деди.
29 У уларға: «Силәргә һәқни ейтайки, Худа Падишалиғи үчүн өйини яки аялини, яки қериндашлирини, яки ата-анисини, яки балилирини қалдурған киши
30 мошу вақитниң өзидә һәссиләп көп бәрикәтлиниду, йеңи қурулумда болса мәңгү һаятқа муйәссәр болиду»,— деди.
31 Андин у 12 шагиртини чәткә тартип, уларға: «Биз Йерусалимға көтүрүливатимиз вә инсан Оғли тоғрисида пәйғәмбәрләр арқилиқ йезилған һәммә нәрсә орунлиниду.
32 Уни башқа хәлиқләрниң кишилиригә тапшуриду вә улар уни мәсхирә қилип хорлайду, униңға түкүриду,
33 уни қамчилайду, андин кейин өлтүрүветиду, амма у үчинчи күни тирилиду»,— деди.
34 Бирақ улар бу сөзләрдин һечнемини чүшәнмиди, чүнки ейтилғанниң мәнаси улардин йошурулған еди һәм улар у немә тоғрилиқ дәватқинини билмигән еди.
35 У Ериха шәһиригә йеқинлашқанда, йолниң бойида бир қарғу киши олтирип, тиләмчилик қиливататти.
36 У көпчиликниң өтүп кетиватқанлиғини аңлап, немә болуватқинини сориди.
37 Униңға: «Бу насирәлик Әйса өтүп кетиватиду!»— дәп хәвәрлиди.
38 Шу чағда у вақирап: «Һәй, Давутниң оғли Әйса, маңа рәһим қилғина!»— деди.
39 Алдида меңиватқанлар уни җим болушқа мәҗбурлиди, бирақ у техиму чиңарақ: «Давутниң оғли, маңа рәһим қилғина!»— дәп вақиравәрди.
40 Шунда Әйса тохтап, у адәмни алдиға әкелишни буйриди. У киши йениға кәлгәндә:
41 «Сән немә қилип беришимни халайсән?»— дәп сориди. Һелиқи киши: «Һакимдарим, көзүмни көрүдиған қилип бәргинә»,— деди.
42 Шу чағда Әйса униңға: «Көрүдиған бол, етиқатиң сени сақайтти»,— деди.
43 Униң көзи дәрру ечилди вә у Худани мәдһийиләп, униң кәйнидин маңди. Һәм буни көргән барлиқ халайиқ Рәбни улуқлиди.