Луқа 2:1—52
2 Шу күнләрдә император Авғуст барлиқ турғунларни ройхәткә елиш тохтамини чиқарди.
2 (Бу тунҗа қетим өткүзүлгән ройхәт еди. У өткүзүлгәндә, Сүрийәниң һөкүмдари Квириний болған.)
3 Шу чағда һәммиси ройхәттин өтүшкә, һәрқайсиси өз шәһиригә йол тутти.
4 Йүсүпму Җәлилийәдики Насирә шәһиридин Йәһудийәгә, Бәйтләһәм дәп атилидиған Давутниң шәһиригә атланди, чүнки у Давут аилисидин һәм өйидин болған еди.
5 Шу вақитқа қәдәр йеқинда бошинидиған аяли Мәрийәм билән биллә ройхәттин өтүшкә маңди.
6 Улар шу йәргә кәлгәндә, Мәрийәмниң туғуш вақти кәлди.
7 У тунҗа оғлини туғуп, уни заклап, малниң оқуриға селип қойди, чүнки меһманханида орун болмиған еди.
8 Шу җайда падичилар далада қонуп, падилирини күзитәтти.
9 Туюқсиз уларниң алдида Йәһваниң пәриштиси пәйда болди вә Йәһваниң шөһрити уларни йорутти һәм улар интайин қорқушуп кәтти.
10 Лекин пәриштә уларға: «Қорқмаңлар. Мән силәргә барлиқ адәмләрни күтүватқан бүйүк хошаллиқ һәққидә хәвәрләшкә кәлдим.
11 Бүгүн Давутниң шәһиридә силәрниң Қутқазғучиңлар — Мәсиһ Һакимдар туғулди!
12 Мана силәргә бәлгү: силәр йөгәкләргә закланған һәм малниң оқурида ятқан бовақни таписиләр»,— деди.
13 Бирдинла пәриштиниң йенида көплигән асман әскәрлири пәйда болди, улар Худани мәдһийиләп:
14 «Әрштә Тәңригә шан-шөһрәт һәм У илтипат қилған адәмләр арисида йәрдә течлиқ болсун!»— дейишти.
15 Пәриштиләр асманға чиқип кәткәндә, падичилар бир-биригә: «Келиңлар, һазирла Бәйтләһәмгә барайли һәм Йәһва бизгә хәвәр қилған нәрсиниң йүз бәргинини көрәйли»,— дейишти.
16 Улар шу йәргә алдираш берип, Мәрийәмни, Йүсүпни һәм мал оқурида ятқан бовақни тапти.
17 Бовақни көргәндин кейин, улар униң тоғрилиқ ейтилған нәрсиләрни сөзләп бәрди.
18 Аңлиғанларниң һәммиси падичиларниң һекайисигә һәйран қелишатти,
19 Мәрийәм болса бу сөзләрни сақлап, жүригидә хуласиләрни чиқарди.
20 Андин падичилар қайтип кетип, уларға уқтурулған һәммә нәрсини аңлиғини һәм көргини үчүн, Яратқучини мәдһийилиди һәм улуқлиди.
21 Сәккиз күндин кейин уни хәтнә қилиш вақти кәлгәндә, қосақта төрилишидин авал пәриштә ейтқинидәк, униңға Әйса дәп исим қоюлди.
22 Мусаниң қануни бойичә уларниң тазилиниш күнлири түгигәндә, улар балини Йәһваға тәғдим қилиш үчүн Йерусалимға апарди.
23 Йәһваниң қанунида йезилғинидәк: «Һәрқандақ әр җинислиқ тунҗа Йәһва үчүн муқәддәс дәп атилиши лазим»,
24 вә Йәһваниң қануниға мувапиқ: «Икки пахтәк яки икки кәптәрни» қурванлиққа әкелиш тәләп қилинатти.
25 Йерусалимда Симеон исимлиқ бир киши бар еди. У һәққаний вә Худадин қорқудиған киши болуп, Исраил үчүн тәсәллини күткәнди вә униңда муқәддәс роһ болған еди.
26 Униңға муқәддәс роһ арқилиқ Худадин, у өлмәй туруп Йәһваниң Мәсиһини көриду, дегән аян берилгән еди.
27 Муқәддәс роһниң тәсиридин Симеон мәркизий ибадәтханиға кәлди. Ата-аниси Қанун буйруған нәрсиләрни қилиш үчүн, өз балиси Әйсани әкәлгәндә,
28 у бовақни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтип, мундақ деди:
29 «Әнди, Егидар Рәббим, Өзәң ейтқиниңдәк, қулуңни течлиқ билән қоюп бериватисән,
30 чүнки көзлирим Сән униң арқилиқ ниҗат беридиған затни көрди.
31 Бу ниҗатни Сән барлиқ хәлиқләр алдида тәйярлидиң.
32 У — хәлиқләрни йепивалған қараңғулуқни йоқитидиған йоруқлуқ һәм Исраил хәлқиңниң шөһритидур».
33 Балиниң ата-аниси болса, униң һәққидә ейтилғанларға һәйран болди.
34 Симеон уларни бәрикәтләп, униң аниси Мәрийәмгә: «Мана, бу бала шуниң үчүн ятидуки, у сәвәплик Исраилдики нурғунлири жиқилиду һәм яңливаштин туриду вә у кишиләр тәңситмәйдиған бәлгү болуп,
35 көплигән жүрәкләрниң ой-пикирлирини ачиду, өзәңниң җенини болса, қилич санчийду»,— деди.
36 У җайда шундақла Ашер қәбилисидин болған Пануилниң қизи, Һанна исимлиқ пәйғәмбәр аял болди, бу қери аял яш вақтида ери билән бари-йоқи йәттә жил биллә яшап,
37 әнди 84 яшлиқ тул аял еди. У һечқачан мәркизий ибадәтханидин кәтмәй, кечә-күндүз роза тутуш һәм ялвуруш дуалири билән муқәддәс хизмәт қилатти.
38 У дәл шу пәйттә уларниң қешиға келип, Худаға миннәтдарлиғини ейтқач, Йерусалимниң қутулушини күткәнләрниң барлиғиға бовақ һәққидә сөзлиди.
39 Йәһваниң қануни бойичә бәлгүләнгән нәрсиләрни орунлиған ата-аниси андин Җәлилийәдики өз шәһири Насирәгә қайтип кәлди.
40 Бала болса күчлинип, даналиққа толуп өсти һәм Худа униңға илтипатлиқ болди.
41 Униң ата-аниси һәр жили Йерусалимға Қутқузулуш мәйримигә баратти.
42 У 12 яшқа толған жили, улар адити бойичә, мәйрәмгә барди
43 вә униң ахириғичә болди. Андин улар өйигә қайтти, өсмүр Әйса болса Йерусалимда қалди, лекин униң ата-аниси буни байқимиди.
44 Уларниң сәпәрдашлириниң арисида балиси бар дәп ойлап, улар йолда пүтүн бир күн болди, андин уни уруқ-туққанлар вә тонушлар арисидин издәшкә башлиди.
45 Тапалмай, улар Йерусалимға қайтип, уни шу йәрдә издиди.
46 Үч күндин кейин улар уни мәркизий ибадәтханида тепивалди: у устазларниң арисида олтирип, уларни тиңшиғач соалларни қоювататти.
47 Уни тиңшиғанларниң барлиғи униң әқлигә вә җаваплириға аң-таң қелишти.
48 Ата-аниси уни көрүп һәйран болушти вә аниси униңға: «Балам, немишкә сән биз билән шундақ иш қилдиң? Дадаң иккимиз сени издәп қаттиқ әнсиридуқ»,— деди.
49 Бирақ у уларға: «Немишкә силәр мени издидиңлар? Силәр мән Атамниң өйидә болушум керәклигини билмидиңларму?»— дәп җавап бәрди.
50 Лекин улар униң бу дегәнлирини чүшәнмиди.
51 У улар билән жүрүп, Насирәгә кәлди вә ата-анисиниң беқинишида болди. Униң аниси мошу барлиқ сөзләрни жүригидә сақлиди.
52 Шу арида Әйса өсүп, техиму дана болуп, Худаниң вә инсанларниң көз алдида техиму мол илтипатқа еришти.