Луқа 20:1—47

20  Күнләрниң биридә Әйса хәлиқни мәркизий ибадәтханида үгитиватқанда һәм хуш хәвәрни җакалаватқанда, чоң роһанийлар вә Тәврат устазлири билән ақсақаллар келип,  униңға мураҗиәт қилип: «Бизгә ейтқина, қандақ һоқуқ билән сән буларни қиливатисән, яки ким саңа бу һакимийәтни бәрди?»— дәп сориди.  У уларға җававән: «Мәнму силәргә бир соал қояй, силәр маңа җавап бериңлар:  Йәһияниң чөмдүрүши асмандин болдиму яки инсанлардинму?— дәп сориди.  Улар өз ара муназирә қилишип: «Әгәр: “Асмандин” десәк, у бизгә: “Ундақта, немишкә силәр униңға ишәнмидиңлар?”— дәйду.  Әгәр: “Инсанлардин” десәк, барлиқ хәлиқ бизни ташлар билән уруп ташлайду, чүнки улар Йәһияниң пәйғәмбәр екәнлигигә ишиниду»,— дейишти.  Улар чөмдүрүшниң қәйәрдин кәлгәнлигини билмәймиз дәп җавап беришти.  Шу чағда Әйса уларға: «Мәнму силәргә бу ишларни қандақ һоқуқ билән қиливатқанлиғимни ейтмаймән»,— деди.  Андин у хәлиқкә мундақ мисал кәлтүрди: «Бир киши үзүмзарлиқ бәрпа қилип, уни бағвәнләргә иҗаригә берип, өзи узақ вақитқа башқа бир мәмликәткә кәтти. 10  Лекин үзүмләрни жиғидиған вақит кәлгәндә, у үзүмзарлиқтики мевиләрни бәрсун дәп, бағвәнләргә қулини әвәтипту. Лекин бағвәнләр уни уруп-думбалап, қуруқ қол қайтурупту. 11  Бирақ у яңливаштин уларға йәнә башқа бир қулини әвәтипту. Улар униму уруп, хорлап, қуруқ қол қайтуруветипту. 12  У үчинчисини әвәтипту. Лекин улар униму җараһәтләп, сиртқа ташлапту. 13  Шу чағда үзүмзарлиқниң егиси: «Қандақ қилсам болар? Сөйүмлүк оғлумни әвитәй. Бәлким, улар униңға һөрмәт көрситәр»,— дәпту. 14  Амма бағвәнләр уни көрүп, бир-бири билән мәслиһәтлишип: «Бу — мирасхор. Мирас бизгә қелиши үчүн, уни өлтүрәйли»,— дейишипту. 15  Вә улар уни үзүмзарлиқтин чиқирип, өлтүрүветипту. Үзүмзарлиқниң егиси уларни немә қилиду? 16  У келип, бу бағвәнләрни өлтүрүп, үзүмзарлиқни башқиларға иҗаригә бериду». Буни аңлап, улар: «Һәргиз бундақ болмас!»— дейишти. 17  Лекин у уларға қарап: «У чағда: “Қурулушчилар ташлавәткән таш асасий булуң теши болди”, дәп йезилған сөзләр немини билдүриду? 18  Мошу ташқа жиқилған һәрким вәйран болиду. Һә, таш кимниң үстигә чүшсә, уни йәнчиветиду»,— деди. 19  Тәврат устазлири билән чоң роһанийлар униң бу мисални өзлиригә қаритип ейтқанлиғини чүшинип, уни шу җайда тутувелишқа тәйяр еди, лекин хәлиқтин қорқти. 20  Диққәт билән уни пайлап, улар уни һөкүмәтниң һәм һакимниң қолиға тапшуруш үчүн, Әйсани сөздә тутувелишқа өзлирини һәққаний көрситишкә үгитилгән адәмләрни әвәтти. 21  Улар униңдин: «Устаз, сизниң дурус сөз қилип тәлим беридиғиниңизни вә үзгә қаримай, Худаниң йоли тоғрилиқ һәқиқәткә мувапиқ тәлим беридиғиниңизни билимиз. 22  Ейтиңа, қәйсәргә селиқ төләш Қанунға уйғунму яки әмәсму?»— дәп сорашти. 23  Бирақ у уларниң һелигәрлигини байқап, улардин: 24  «Маңа динарни көрситиңлар. Униңда кимниң сүрити вә йезиғи бар?»— дәп сориди. «Қәйсәрниң»,— деди улар. 25  У уларға: «Мана, қәйсәрниңкини қәйсәргә бериңлар, Худаниңкини болса, Худаға бериңлар»,— деди. 26  Шундақ қилип, улар уни хәлиқниң алдида сөздә туталмиди вә униң җававиға һәйран қелип, җим болди. 27  Андин кейин униң қешиға тирилиш йоқ, дәйдиған садуқийлар келип, униңдин: 28  «Устаз, Муса пәйғәмбәр бизгә мундақ йезип кәткән: «Әгәр аяли бар қериндаш пәрзәнт көрмәй өлүп кәтсә, униң қериндиши әшу тул аял билән некалишип, қериндишиға әвлат тиклиши керәк». 29  Йәттә ака-ука бар еди. Биринчиси өйлинип, пәрзәнтсиз өлүп кәтти. 30  Андин иккинчиси, 31  униңдин кейин үчинчиси, шундақ қилип, барлиқ йәттиси шу тул аялға өйләнди. Уларниң барлиғи өлүп, өзлиридин кейин пәрзәнт қоймиди. 32  Ахирида бу тул аялму өлди. 33  Тирилиш дәвридә у кимниң аяли болиду? Чүнки йәттисиниң һәммиси униңға өйләнгән еди»,— дәп сориди. 34  Әйса уларға мундақ җавап бәрди: «Бу дуния қурулуминиң пәрзәнтлири өйлиниду вә турмушқа чиқиду, 35  лекин кәлгүси дуния қурулумида һаятқа еришиш шәрипигә муйәссәр болуп, өлүмдин тирилгәнләр йә өйләнмәйду, йә турмушқа чиқмайду. 36  Һәм улар әнди өлмәйду, чүнки улар пәриштиләргә охшаш болуп, тирилишниң балилири екәнлигидин Худаниң пәрзәнтлири болиду. 37  Өлгәнләрниң тирилдүрүлүшини Мусаму тикәнлик чатқал тоғрисида ейтиветип, Йәһвани «Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худаси» дәп көрсәтти. 38  У өлүкләрниң Худаси әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур, чүнки Униң үчүн уларниң барлиғи тириктур». 39  Буниңға бәзибир Тәврат устазлири: «Устаз, сиз яхши ейттиңиз»,— деди 40  вә униңдин башқа һечнәрсини сорашқа җүръәт қилалмиди. 41  У болса улардин: «Немишкә Мәсиһни Давутниң оғли дәйду? 42  Чүнки Давут өзи Зәбур китапта: «Йәһва мениң Һакимдаримға: “Мәндин оң тәрәптә олтар, 43  таки Мән дүшмәнлириңни аяқ астиңға қоймиғичә”, дегән еди. 44  Демәк, Давут уни Һакимдарим десә, қандақларчә у униң оғли болиду?»— дәп сориди. 45  Барлиқ хәлиқ уни тиңшаватқанда, у шагиртлириға: 46  «Узун кийимләрдә жүрүшни халайдиған, базар мәйданлирида саламларни, йәһудий ибадәтханилардики алдинқи орунларни һәм зияпәтләрдә әң төрдики орунларни яхши көрүдиған 47  вә тул аялларниң мал-мүлкини тартивелип, уларниң һесавиға бейидиған вә көз-көз қилип, узақтин-узақ дуа қилидиған Тәврат устазлиридин пәхәс болуңлар. Улар қаттиғарақ һөкүмгә тартилиду»,— деди.

Изаһәтләр