Луқа 22:1—71
22 Шу арида Қутқузулуш мәйрими дәп атилидиған петир нанлар мәйрими йеқинлишивататти.
2 Чоң роһанийлар билән Тәврат устазлири қандақ яхши амал билән Әйсадин қутулушни ойлавататти, чүнки улар хәлиқтин қорқатти.
3 Шу чағда Шәйтан 12дин бири болған, Ишқарийот дәп атилидиған Йәһудаға кирди.
4 Йәһуда чоң роһанийлар һәм мәркизий ибадәтханиниң башлиқлириға берип, улар билән қандақ қилип, Әйсани асанирақ тутуп бериш һәққидә келишти.
5 Улар хошал болушуп, униңға күмүч тәңгиләрни беридиғинини ейтти.
6 У келишип, хәлиқ йенида болмиғанда, Әйсани тутуп беришкә қолайлиқ пурсәтни издәшкә киришти.
7 Мана петир нанлар күни кәлди, униңда Қутқузулуш мәйриминиң қурванлиғини әкелиш лазим еди.
8 Әйса Петрус билән Йоһанни әвәтип, уларға: «Берип, биз йәйдиған Қутқузулуш мәйриминиң тамиғини тәйярлаңлар»,— деди.
9 Улар униңдин: «Қәйәрдә уни тәйярлайли?»— дәп сориди.
10 У җававән: «Силәр шәһәргә киргиниңларда, сапал қачида су әкетиватқан адәмни учритисиләр. Униң кәйнидин у киргән өйгә кириңлар
11 вә өй егисигә: “Устаз: “Мән шагиртлирим билән Қутқузулуш мәйриминиң тамиғини йәйдиған меһманларға тәйярланған бөлмә қәйәрдә?”— дәп сораватиду”, дәңлар.
12 У силәргә үстүнки қәвәттики һәммә нәрсә бар чоң бир бөлмини көрситиду. Мана шу йәрдә тәйярлаңлар»,— деди.
13 Улар барғанда, Әйса уларға ейтқандәк, һәммә нәрсә шундақ болуп чиқти. Улар Қутқузулуш мәйриминиң тамиғини тәйярлашти.
14 Вақти-саати кәлгәндә, Әйса әлчилири билән дәстиханға олтирип,
15 уларға: «Алдимда турған азап чекишимдин илгири мән мошу Қутқузулуш мәйриминиң тамиғини силәр билән йейишни интайин халидим,
16 чүнки шуни силәргә ейтайки, Худа Падишалиғида униңға тегишлик һәммә нәрсә орунлинип болмиғичә, мән уни башқа йемәймән»,— деди.
17 Қәдәһни елип, у Худаға шүкүр ейтип: «Буни елип, бир-бириңларға узитиңлар.
18 Силәргә ейтимәнки, мән үзүм бәргиниң мевиси, шарапни, Худаниң Падишалиғи кәлмигичә, әнди башқа ичмәймән»,— деди.
19 Андин кейин у нанни елип, Тәңригә шүкүр ейтти вә уни уштуп һәм уларға берип: «Бу мениң силәр үчүн пида болудиған тенимни билдүриду. Буни мени әсләп туруш үчүн қилиңлар»,— деди.
20 Шуниңдәкла зияпәттин кейин у қәдәһни елип: «Бу қәдәһ силәр үчүн төкүлидиған қенимниң асасида түзүлидиған йеңи келишимни билдүриду.
21 Лекин мениң билән бир дәстиханда сатқун олтириду,
22 сәвәви, инсан Оғли униңға бәлгүләнгән йол билән кетип бариду. Шундақтиму униңға сатқунлуқ қиливатқан адәмниң һалиға вай!»— деди.
23 Шу чағда әлчиләр өз ара буни ким қилидиғини тоғрилиқ муназирә қилишқа башлиди.
24 Кейин уларниң арисида, қайсиниң улуғарақ санилиши лазим дегән қизғин талаш-тартиш овҗ алди.
25 Лекин Әйса уларға мундақ деди: «Хәлиқләрниң падишалири уларниң үстидин һөкүмранлиқ қилмақта вә хәлиқләрниң үстидин һакимийити барлар ғәмхорчилар дәп аталмақта.
26 Силәр ундақ болмаслиғиңлар керәк. Бирақ араңлардики мәртивилик әрзимәстәк болсун вә башлиқ хизмәткардәк болсун.
27 Ким улуғарақ: төрдә олтарғанму яки хизмәткарму? Төрдә олтарған әмәсму? Мән болсам араңларда хизмәткардәк.
28 Амма силәр мениң билән синақлиримда биллә болдуңлар,
29 шуңа мән силәр билән, худди Атам мениң билән Падишалиқ һәққидә келишим түзгәндәк, келишим түзимән.
30 Бу келишим силәрниң мениң Падишалиғимда һәмдәстихан болуп йәп-ичишиңлар вә тәхтләрдә олтирип, Исраилниң 12 қәбилисини сотлишиңлар үчүндур.
31 Симун, Симун, Шәйтан силәрни буғдайдәк тасқашни тәләп қилған.
32 Лекин етиқатиң аҗизлимаслиғи үчүн, мән сән һәққидә қизғин дуа қилдим. Һәм сән йенип келип, бурадәрлириңни мустәһкәмлигин».
33 У Әйсаға: «Һакимдарим, мән сән билән зинданғиму, өлүмгиму беришкә тәйяр»,— деди.
34 Бирақ у: «Саңа, Петрус, ейтип қояйки: бүгүн ғораз қичқарғичә, сән мени тонумаймән дәп, үч қетим танисән»,— деди.
35 Андин у улардин: «Силәрни қапчуқсиз, ғорҗунсиз вә сәндәлсиз әвәткинимдә, бирәр нәрсигә муһтаҗ болдуңларму?»— дәп сориди. Улар: «Яқ!»— деди.
36 Шунда у уларға: «Лекин әнди қапчуғи барлар, уни алсун, шундақла ғорҗунни. Кимниң қиличи болмиса, чапинини сетип, қилич сетивалсун.
37 Силәргә ейтимәнки: “Җинайәтчиләр қатариға ятқузилиду”, дәп йезилған сөзләр мениңда орунлиниши керәк, чүнки мениң тоғрилиқ йезилғанлар орунланмақта»,— деди.
38 Шу чағда улар: «Һакимдар, мону йәрдә икки қилич бар екән»,— деди. У уларға: «Йетиду»,— дәп җавап бәрди.
39 У шу йәрдин чиқип, адити бойичә Зәйтун теғиға йол алди вә униң шагиртлири униңға әгишип маңди.
40 У шу җайға келип, уларға: «Аздурулуп кәтмәслигиңлар үчүн дуа қилиңлар»,— деди.
41 Өзи улардин бир таш етиш мусапигә берип, тизлинип туруп:
42 «Атам, әгәр халисаң, мәндин бу қәдәһни нери қилғайсән. Амма, мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң болғай»,— дәп дуа қилди.
43 Шу чағда асмандин бир пәриштә униңға көрүнүп, уни қувәтләндүрди.
44 У азап чекип, техиму ихласлиқ дуа қилишни давамлаштурди вә униң тәри қан тамчилиридәк йәргә чүшти.
45 Дуадин кейин орнидин туруп, шагиртлириниң йениға кәлди вә уларниң қайғуруп ухлап қалғинини көрди.
46 Шунда у уларға: «Немишкә ухлаватисиләр? Туруңлар һәм аздурулуп кәтмәслигиңлар үчүн, дуа қилиңлар»,— деди.
47 У сөзини техи аяқлаштурмайла, бир топ адәм йеқинлашти. 12 шагиртиниң бири болған Йәһуда исимлиқ киши уларни башлап келивататти. У Әйсани сөйгили қешиға кәлди.
48 Бирақ Әйса униңдин: «Йәһуда, сән сөйүшүң билән инсан Оғлиға сатқунлуқ қиливатамсән?»— дәп сориди.
49 Бу ишларниң немигә елип келишини туюп, Әйсаниң йенидикиләр: «Һакимдар, қилич билән урайлиму?»— дәп сориди.
50 Һәм улардин бири баш роһанийниң қулиға қилич уруп, униң оң қулиғини шиливәтти.
51 Бирақ Әйса җававән: «Йетәрлик»,— деди. У қолини қулниң қулиғиға тәккүзүп, уни сақайтивәтти.
52 Андин Әйса уни тутқили кәлгән чоң роһанийларға, мәркизий ибадәтханиниң башлиқлириға һәм ақсақалларға: «Силәр қиличлар һәм тоқмақлар билән чиққидәк мән қарақчимедим?
53 Мән күндин күнгә силәр билән биллә мәркизий ибадәтханида болғинимда, маңа қол көтәрмигән едиңлар. Амма әнди силәрниң вақтиңлар вә қараңғулуқниң һөкүм сүрүш дәври»,— деди.
54 Шу чағда улар Әйсани тутуп, баш роһанийниң өйигә апарди, Петрус болса уларниң кәйнидин бирмунчә арилиқта әгишип маңди.
55 Кишиләр һойлиниң оттурида от йеқип чөрисидә олтарғанда, Петрусму улар билән олтарди.
56 Бир хизмәткар аял униң ярқин гүлханниң алдида олтарғинини көрүп вә униңға тикилип қарап: «Бу кишиму Әйса билән биллә болған»,— деди.
57 Лекин у тенип: «Мән уни тонумаймән»,— деди.
58 Көп өтмәйла йәнә бир киши уни көрүп: «Сәнму шуларниң бирси»,— деди. Лекин Петрус: «Ундақ әмәс»,— деди.
59 Тәхминән бир саат өтти вә яңливаштин кимду-бирси чиң: «Бу киши нәқ униң билән биллә болған, чүнки сән Җәлилийәдинғу!»— дәп тәкитлиди.
60 Бирақ Петрус униңға: «Сән немә дәватқиниңни билмәймән»,— деди. Вә униң сөзи техи ахириға чиқмай, шу мәзгилдә ғораз қичқарди.
61 Һакимдар бурулуп, Петрусқа қариди. Петрус Һакимдарниң униңға: «Бүгүн ғораз қичқарғичә, сән мениңдин үч қетим танисән», дегән сөзлирини есиға чүшәрди.
62 У ташқириға чиқип, аччиқ жиғлавәтти.
63 Әйсани күзәттә тутқан кишиләр уни мәсхирә қилди вә урди.
64 Улар униң үзини йепип: «Әгәр сән пәйғәмбәр болсаң, ейтқина, ким сени урди?— дәп сорашти.
65 Шундақла улар униңға көплигән башқиму һақарәтлик сөзләрни ейтишти.
66 Күн йоруғанда, хәлиқниң ақсақаллири: чоң роһанийлар вә Тәврат устазлири жиғилди. Әйсани Алий кеңәшниң сарийиға елип келип, улар:
67 «Әгәр сән Мәсиһ болсаң, бизгә ейтқин»,— деди. Лекин у уларға: «Һәтта мән ейтсамму, силәр һәргиз ишәнмәйсиләр.
68 Әгәр мән силәрдин сорисамму, силәр һеч җавап бәрмәйсиләр.
69 Амма һазирдин башлап инсан Оғли Пәрвәрдигарниң күчлүк оң қоли тәрипидә олтиридиған болиду»,— деди.
70 Шуниң билән барлиғи: «Демәк, сән — Худаниң Оғли екәнсәндә?»— дәп сорашти. У җававән: «Шу мән екәнлигимни өзәңлар дәватисиләр»,— деди.
71 Улар: «Бизгә башқа гувалиқниң немә һаҗити бар? Чүнки биз өзүмиз буни униң еғизидин аңлидуқ»,— дейишти.