Луқа 23:1—56
23 Шу вақитта улар һәммиси орнидин туруп, уни Пилатқа апарди.
2 Улар уни әйипләп: «Биз шуни ениқлидуқки, у хәлқимизни йолдин чиқирип, қәйсәргә селиқларни төләшни мәнъий қилип, өзини Мәсиһ Падиша дәватиду»,— деди.
3 Шунда Пилат униңдин: «Сән йәһудийларниң падишасиму?»— дәп сориди. У җававән: «Сиз өзиңиз буни ейтиватисиз»,— деди.
4 Шу чағда Пилат чоң роһанийларларға һәм хәлиқкә: «Мән бу адәмдә һечқандақ әйип тапалмидим»,— деди.
5 Лекин улар қәтъий һалда: «У Җәлилийәдин тартип, таки мошу йәргичә пүткүл Йәһудийәдә тәлим берип, хәлиқни исиянға чақириватиду»,— дейишти.
6 Буни аңлап, Пилат у Җәлилийәниң турғуниму дәп сориди.
7 Униң Һиродқа тәвә өлкидин екәнлигини вә Һиродниң шу күнләрдә Йерусалимда барлиғини билип, уни Һиродқа әвәтти.
8 Әйсани көрүп, Һирод бәк хошал болди: у узундин бери уни көрүшкә хуштар еди, чүнки униң тоғрилиқ аңлап, униңдин қандақту-бир мөҗүзә көрүшни үмүтләнди.
9 У Әйсани тәпсилий сораштурушқа башлиди, лекин у униңға һечбир җавап бәрмиди.
10 Чоң роһанийлар Тәврат устазлири билән орнидин турушуп, уни дәрғәзәптә әйипләшти.
11 Һирод болса өзиниң күзәтчилири билән уни бай кийимгә кийдүрүп, хорлап һәм пәсәйтип, андин яңливаштин Пилатқа әвәтивәтти.
12 Гәрчә авал Һирод билән Пилатниң арисида дүшмәнлик болған болсиму, шу күни улар дост болуп кәтти.
13 Андин кейин Пилат чоң роһанийларни, башлиқларни һәм хәлиқни чақирип,
14 уларға: «Силәр маңа бу кишини хәлиқни исиянға чақирғучи ретидә әкәлдиңлар. Мана, мән силәрниң алдиңларда уни сорақ қилдим, лекин силәр шикайәт қилған әйипни униңда тапалмидим.
15 Һиродму тапалмиди, чүнки у уни яңливаштин бизгә әвәтип бәрди. Демәк, у һечқандақ өлүмгә лайиқ иш қилмиди.
16 Шуңлашқа, мән уни җазалап, андин қоюп беримән»,— деди.
17 *——
18 Бирақ уларниң барлиғи вақиришип: «Уни йоқ қилиң, әксичә, бизгә Барабани азат қилип бериң!»— дейишти.
19 (Бу киши шәһәрдә исиян көтәргәнлиги вә қатиллиқ қилғанлиғи үчүн зинданға ташланған еди.)
20 Амма Пилат Әйсани азат қилишни халап, яңливаштин уларға мураҗиәт қилди.
21 Шунда улар чуқан селишип: «Түврүккә уни! Түврүккә уни!»— дәп вақирашти.
22 Пилат үчинчи қетим уларға: «Немә үчүн? Бу адәм зади немә яманлиқ қилди? Мән униңдин өлүмгә лайиқ һечнәрсә тапалмидим, шуңлашқа мән уни җазалап, қоюветимән»,— деди.
23 Бирақ улар йәнила қаттиқ вақиришип, Әйсани түврүктә өлтүрүшни тәләп қилди. Улар шунчилик вақираштики,
24 ахирида Пилат уларға көнүп, улар тәләп қилған һөкүмни чиқарди.
25 У зинданға исиян вә қатиллиқ үчүн ташланған кишини уларниң тәливи бойичә қоюп берип, Әйсани болса, улар халиғинидәк, өлтүрүшкә тапшурди.
26 Әйсани әкетиватқанда, йезидин қайтқан Киренаниң турғуни Симун исимлиқ бир кишини тутувелип, униңға азап түврүгини көтәргүзүп, Әйсаниң кәйнидин маңдурди.
27 Әйсаниң кәйнидин көплигән топ жүргән еди. Уларниң арисида қайғудин өз мәйдисигә урушиватқан һәм униң һәққидә жиғлаватқан нурғун аяллар бар еди.
28 У уларға бурулуп: «Йерусалимниң қизлири, мән үчүн жиғлашни тохтитиңлар. Өзәңлар һәм балилириңлар һәққидә жиғлаңлар,
29 чүнки шундақ еғир күнләр келидуки, кишиләр: “Туғмаслар, туғмиғанлар вә емитмиғанлар, нәқәдәр бәхитликтур!”— дейишиду.
30 Шу чағда адәмләр тағларға: “Үстимизгә өрүлүңлар!”— вә дөңләргә: “Үстимизни йепиңлар!”— дәйду.
31 Чүнки, әгәр дәрәқтә нәм болғанда шундақ қилса, у қуруп кәткәндә немә болиду?»— деди.
32 Униң билән биллә башқа икки җинайәтчиниму өлүмгә елип кетивататти.
33 Улар Башсүйәк дәп аталған җайға кәлди вә шу йәрдә уни вә һелиқи икки җинайәтчини асти: бирини униң оң тәрипидә вә йәнә бирини сол тәрипидә.
34 Лекин Әйса: «Ата, уларни кәчүргин, чүнки улар немә қиливатқанлиғини билмәйватиду»,— деди. Ләшкәрләр униң кийимлирини бөлүшивелиш үчүн чәк ташлиди.
35 Хәлиқ қарап туратти. Башлиқлар болса уни мәсхирә қилишип: «Башқиларни қутқузған еди, әгәр у расттинла талланған Худаниң Мәсиһи болса, әнди өзини қутқазсун!»— дейишти.
36 Һәтта ләшкәрләрму униң үстидин күлүшти. Улар униң йениға берип, сиркә тәңләп:
37 «Әгәр сән йәһудийларниң Падишаси болсаң, өзәңни қутқузуп бақ»,— дейишти.
38 Әйсаниң беши үстидә: «Бу йәһудийларниң Падишаси», дегән йезиқ бар еди.
39 Түврүктә есилған җинайәтчиләрниң бирси уни шундақла һақарәтләп: «Сән Мәсиһ әмәсмедиң? Өзәңни һәм бизни қутқузғин»,— деди.
40 Бирақ йәнә бири уни җемиләп: «Наһәтки сән Худадин тамамән қорқмайсән? Чүнки сән өзәңму шундақ җазалаңдинғу!
41 Биз адил җазаландуқ вә ишлиримизға тегишлик җазани тартиватимиз, лекин бу киши һечқандақ натоғра иш қилмиди»,— деди.
42 Андин у: «Әйса, өзәңниң Падишалиғиңға кәлгәндә, мени әскә алғина»,— дәп сориди.
43 Әйса униңға җававән: «Саңа һәқни бүгүн ейтимәнки, сән мениң билән биллә җәннәттә болусән»,— деди.
44 Күндүзи саат 12 болуп қалған еди, пүтүн зиминни қараңғулуқ басти, у саат үчкичә давамлашти,
45 чүнки қуяш нури болмиди. Андин муқәддәс җайдики пәрдә оттурисидин жиртилип кәтти.
46 Шу чағда Әйса қаттиқ вақирап: «Ата, роһумни Сениң қолуңға тапшурдум»,— деди. Буни ейтип, у җан үзди.
47 Йүзбеши йүз бәргән ишларни көрүп: «Бу адәм һәқиқәтән һәққаний болған екән»,— дәп, Худани улуқлашқа башлиди.
48 Бу тамашини көрүшкә жиғилған барлиқ адәмләр йүз бәргән ишларни көрүп, мәйдилиригә урғач өйлиригә қайтишти.
49 Әйсани билгәнләр болса бирмунчә жирақлиқта туратти. Уни Җәлилийәдин әгишип кәлгән аяллар буниңға қарап туратти.
50 Шу җайда Йүсүп исимлиқ бир меһриван вә һәққаний киши бар еди. У Алий кеңәш әзаси болуп,
51 уларниң нийитини һәм һәрикәтлирини қоллиматти. У йәһудийларниң Араматия шәһиридин еди, Худаниң Падишалиғини күтәтти.
52 Бу киши Пилатқа берип, Әйсаниң җәсидини сориди.
53 У тәнни чүширип, әң яхши зиғир билән кепинләп, қорам ташта оюлуп ясалған вә һечким қоюлмиған қәбиргә ятқузди.
54 Бу Тәйярлиқ күни болуп, шәнбә күни алдида гугум чүшкән вақит еди.
55 Әйса билән Җәлилийәдин кәлгән аялларму хатирә қәбиргә қарап беқишқа вә униң җәсиди қандақ қоюлғанлиғини көрүшкә барди.
56 Андин улар хушпурақлиқ кокатларни вә майларни тәйярлаш үчүн қайтишти. Шәнбә күни улар әмиргә мувапиқ дәм елишти.
Изаһәтләр
^ Мт 17:21 қараң.