Луқа 3:1—38

3  Рим императори Тиберийниң һөкүмранлиғиниң он бәшинчи жилида, Понтий Пилат Йәһудийәниң һакими болғинида, Һирод Җәлилийә өлкисиниң һакими, униң қериндиши Филип Итурийә вә Трахонитис өлкисиниң һакими, Лисаний болса Авилиния өлкисиниң һакими болғинида,  Қаяпа вә чоң роһаний Һананниң күнлиридә Зәкәрияниң оғли Йәһияға Тәңриниң сөзи чөлдә болди.  Һәм у Иордан дәрияси вадисидики барлиқ җайларға берип, гуналарниң кәчүрүлиши үчүн товва қилиш бәлгүси ретидә чөмдүрүшни вәзә қилди.  Йәшая пәйғәмбәрниң китавида йезилғинидәк: «Һәй, тиңшаңлар! Бирси чөлдә: “Йәһва үчүн йолни тәйярлаңлар, Униң йоллирини түзләңләр.  Барлиқ сайлар толтурулсун, барлиқ тағлар һәм дөңләр пәсәйтилсун, әгри-тоқай җайлар түзләнсун вә оңғул-доңғул йәрләр тәкши болсун.  Шу чағда барлиқ инсанлар Худаниң Ниҗаткарини көриду” дәп вақираватиду».  Йәһия йенида топлишип, чөмдүрүлүш үчүн алдиға кәлгән кишиләргә: «Иланниң нәсли, ким силәрни йеқинлишиватқан ғәзәптин қечишқа үгәтти?  Товва қилишқа лайиқ ишларни қилиңлар. Һәм өзәңларға: “Бизниң атимиз — Ибраһим”, дегүчи болмаңлар. Силәргә дәймәнки, Худа мону ташлардин Ибраһимға пәрзәнтләрни яритишқа қадир.  Палта дәрәқләрниң йилтизлири түвигә қоюлди. Шуңа яхши мевиләрни әкәлмәйдиған һәрқандақ дәрәқ чепилишқа һәм отқа ташлинишқа тегишлик»,— деди. 10  «Әнди биз немә қилайли?»— дәп хәлиқ униңдин сориди. 11  У җававән уларға: «Кимниң икки қур көйниги болса, кийими тамамән йоқ билән бөлүшсун вә кимдә ғиза болса, шундақла қилсун»,— деди. 12  Селиқ жиққучиларму шундақла чөмдүрүлүшкә келип, униңдин: «Устаз, биз немә қилайли?»— дәп сориди. 13  У уларға: «Адәмләрдин бәлгүләнгән селиқтин артуқ нәрсә тәләп қилмаңлар»,— деди. 14  «Бизчу немә қилайли?»— дәп сорашти униңдин әскәрләр. У җававән: «Һечкимгә қисим көрсәтмәңлар, һечкимни ялғандин әйиплимәңлар вә хизмитиңлар үчүн алидиған маашқа рази болуңлар»,— деди. 15  Хәлиқ Мәсиһни күтүштә еди вә һәммиси өз көңлидә Йәһия тоғрилиқ: «Мәсиһ мошу әмәсту?»— дәп мулаһизә қилишатти. 16  Лекин Йәһия уларниң һәммисигә: «Мән силәрни суда чөмдүрүватимән, амма мениңдин күчлүк бирси келиватиду вә мән униң сәндилиниң боққучлирини йешишкиму лайиқ әмәсмән. У силәрни муқәддәс роһта һәм отта чөмдүриду. 17  Униң қолида хаманни тазилаш һәм буғдайни амбарға жиғиш үчүн соруш гүҗиги бар. Топан-саманни болса, у өчмәс отта көйдүрүветиду»,— деди. 18  Йәһия шундақла башқиму нурғун нәсиһәтләрни бәрди вә инсанларға хуш хәвәрни җакалиди. 19  Бирақ барлиқ явуз ишлири вә акисиниң аяли Һиродия үчүн Йәһия әйиплигән өлкә һакими Һирод 20  шу ишлириға йәнә бир ишни қошти: у Йәһияни зинданға ташлиди. 21  Пүткүл хәлиқ чөмдүрүлгән вақитта Әйсаму чөмдүрүлди. Вә у дуа қиливатқанда, асман ечилди 22  вә муқәддәс роһ җисманий түрдә, кәптәр қияпитидә, униң үстигә қонди һәм асмандин: «Сән — Мениң сөйүмлүк Оғлум! Мән сени қоллаймән»,— дегән бир аваз аңланди. 23  Әйса өз ишини башлиғанда 30ға кирип қалған еди. У хәлиқ ойлиғандәк, Йүсүпниң оғли, Йүсүп Илийниң, 24  Илий Мәтатниң, Мәтат Лавийниң, Лавий Мәлкийниң, Мәлкий Йаннайниң, Йаннай Йүсүпниң, 25  Йүсүп Мататияниң, Мататия Амосниң, Амос Наһумниң, Наһум Еслимниң, Еслим Нағайниң, 26  Нағай Мәһатниң, Мәһат Мәттатияниң, Мәттатия Шимиийниң, Шимиий Йүсүпниң, Йүсүп Йәһуданиң, 27  Йәһуда Йоһананниң, Йоһанан Рисайниң, Рисай Зәрубабилниң, Зәрубабил Шалтийәлниң, Шалтийәл Нирийниң, 28  Нирий Мәлкийниң, Мәлкий Адиниң, Ади Косамниң, Косам Елмадамниң, Елмадам Ирниң, 29  Ир Йәшуниң, Йәшу Елизарниң, Елизар Йоримниң, Йорим Мәттатниң, Мәттат Лавийниң, 30  Лавий Симеонниң, Симеон Йәһуданиң, Йәһуда Йүсүпниң, Йүсүп Йонанниң, Йонан Елиакимниң, 31  Елиаким Мелеаһниң, Мелеаһ Мәнанниң, Мәнан Мәттатайниң, Мәттатай Натанниң, Натан Давутниң, 32  Давут Йишайниң, Йишай Обидниң, Обид Боазниң, Боаз Салмунниң, Салмун Наһшунниң, 33  Наһшун Амидабниң, Амидаб Арамниң, Арам Есромниң, Есром Паресниң, Парес Йәһуданиң, 34  Йәһуда Яқупниң, Яқуп Исһақниң, Исһақ Ибраһимниң, Ибраһим Тәраһниң, Тәраһ Нахорниң, 35  Нахор Серухниң, Серух Рагавниң, Рагав Пәләкниң, Пәләк Еверниң, Евер Саланиң, 36  Сала Каинанниң, Каинан Арпахсадниң, Арпахсад Самниң, Сам Нуһниң, Нуһ Ламәһниң, 37  Ламәһ Мәтушалниң, Мәтушал Һанухниң, Һанух Йарәдниң, Йарәд Малалийилниң, Малалийил Кенанниң, 38  Кенан Һанушниң, Һануш Ситниң, Сит Адәм атиниң, Адәм ата болса Худаниң оғли еди.

Изаһәтләр