Луқа 4:1—44

4  Әйса муқәддәс роһқа толуп, Иордан әтрапилиридин кәтти вә роһ уни чөлдә жүргүзди,  у чөлдә 40 күн болди. Шу йәрдә Иблис уни синиди. Әшу күнләрдә у һечнәрсә йемиди вә улар аяқлашқанда, у ачлиғини сәзди.  Шунда Иблис униңға: «Әгәр сән Худаниң оғли болсаң, мону ташқа нан болушини буйруғин»,— деди.  Лекин Әйса униңға: «Йезилғанки: “Инсан пәқәт нан биләнла яшимайду”»,— дәп җавап бәрди.  Шу чағда Иблис уни егиз бир җайға көтирип һәм униңға бир дәқиқидә зиминниң барлиқ падишалиқлирини көрситип:  «Мән саңа уларниң үстидин барлиқ һакимийәтни вә уларниң шан-шөһритини беримән, чүнки бу һакимийәт маңа тапшурулған һәм мән уни кимгә беришни халисам, шуниңға беримән.  Демәк, әгәр сән маңа ибадәт қилсаң, буларниң һәммиси сениңки болиду»,— деди.  Әйса җававән: «Йезилғанки: “Сениң Худайиң Йәһвағила ибадәт қилғин һәм пәқәт Униңғила муқәддәс хизмәтни атқурғин”»,— деди.  Андин Иблис уни Йерусалимға әкелип, мәркизий ибадәтханини қоршап турған сепилниң үстигә қоюп, униңға мундақ деди: «Әгәр сән Худаниң оғли болсаң, бу җайдин өзәңни төвәнгә ташла, 10  чүнки йезилғанғу: “Өз пәриштилиригә сени сақлаш үчүн буйруқ бериду” 11  вә “Улар айиғиң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн сени қоллирида көтириду”». 12  Әйса униңға җававән: «Муқәддәс Язмиларда: “Худайиң Йәһвани синима”, дәп ейтилған»,— деди. 13  Шуниң билән, Иблис уни синашни тохтитип, башқа қолайлиқ пурсәткичә униңдин кетип қалди. 14  Буниңдин кейин Әйса муқәддәс роһниң күч-қудритигә толуп, Җәлилийәгә қайтип кәлди. Униң тоғрилиқ яхши гәп-сөз барлиқ әтрапқа тарқалди. 15  У уларниң йәһудий ибадәтханиларда тәлим бәрди вә һәммиси униңға һөрмәт билән муамилә қилди. 16  У өзи өскән Насирәгә кәлди, вә адәттикидәк шәнбидә йәһудий ибадәтханиға кирип, оқуш үчүн орнидин турди. 17  Униңға Йәшая пәйғәмбәрниң пүтүгини бәрди. У түртәкни ечип, мону сөзләр йезилған җайни тапти: 18  «Йәһваниң роһи мениң вуҗудумда, чүнки У хуш хәвәрни гадайларға җакалаш үчүн мени майлиди. Әсиргә елинғанларға азатлиқни вә қарғуларға көзи ечилишини, езилгәнләрни әркинликкә чиқиришни вәзидә ейтишни, 19  Йәһваниң илтипат жилини вәзә қилишқа У мени әвәтти»,— дәп оқуди. 20  Шуниңдин кейин у түртәкни орап вә хизмәтчигә қайтуруп, олтарди. Йәһудий ибадәтханидики барлиғиниң көзлири униңға тикилгән еди. 21  Шу чағда у уларға: «Мана, бугүн Язмиларниң силәр һазир аңлиған җайи орунланди»,— деди. 22  Һәммиси униң тоғрилиқ яхши гәп қилишип, униң еғизидин чиққан йеқимлиқ сөзләргә һәйран қелишип: «Бу Йүсүпниң оғли әмәсму?»— дәп сорашти. 23  Буниңға у мундақ деди: «Силәр, әлвәттә, маңа мону мақални қоллинип: “Һәй тевип, өзәңни сақайт”,— “Мошу җайда, өзәңниң вәтинидә, биз аңлиғандәк, Кәпәрнаһумда йүз бәргәнләрни қилғин”, дәйсиләр». 24  Бирақ у уларға: «Силәргә һәқни ейтиватимәнки, һечқандақ пәйғәмбәрни өз вәтинидә қобул қилмайду. 25  Силәргә һәқни ейтиватимән: Илияс пәйғәмбәрниң күнлиридә, асман үч жил алтә ай уда йепилғинида вә шу йәрниң барлиқ җайлирида қаттиқ ачарчилиқ болғинида Исраилда көплигән тул аяллар бар еди, 26  амма Илияс уларниң һечбиригә әвәтилмигән еди. У пәқәт Сидон йериниң Сәрәпәт кәнтидики тул аялға әвәтилгән. 27  Шундақла Елишай пәйғәмбәрниң күнлиридә Исраилда көплигән мохолар болған, лекин уларниң һечқайсиси тазиланмиди. Пәқәт сүриялиқ Нейиман тазиланди»,— деди. 28  Буни аңлап, йәһудий ибадәтханидикиләрниң барлиғи дәрғәзәпкә чүшти. 29  Улар туруп, Әйсани шәһәрниң сиртиға ачиқип, төвәнгә ташлаветиш үчүн, шәһири селинған тағниң қириға елип кәлди. 30  Бирақ у уларниң арисидин өтүп, өз йоли билән кәтти. 31  Андин у җәлилийәлик Кәпәрнаһум шәһиригә кәлди. У йәрдә адәмләрни шәнбидә үгәтти 32  вә улар униң тәлим беришигә аң-таң қелишти, чүнки униң сөзлиридә һакимийәтлик күч көрүнәтти. 33  Йәһудий ибадәтханида җин — напак роһ чаплашқан бир киши болуп, у қаттиқ авазда вақирап: 34  «Һәй насирәлик Әйса, сениң биз билән немә кариң бар? Сән бизни өлтүргили кәлдиңму? Мән сениң кимлигиңни ениқ билимән. Сән — Худаниң Муқәддиси»,— деди. 35  Лекин Әйса уни әйипләп: «Ағзиңни яп һәм униңдин чиқ!»— деди. Шу чағда җин һәммисиниң көзичә һелиқи адәмни йәргә жиқитип, униңға зиян йәткүзмәй униңдин чиқип кәтти. 36  Барлиғи һәйран қелишип, бир-бирсигә: «Тиңшап көрүңлара, у қандақ сөзләйду! У һоқуқ вә қудрәт билән напак роһларға буйруқ бериватиду һәм улар чиқиватиду!»— дейишти. 37  Униң һәққидә хәвәр пүткүл әтрапқа тарап кәтти. 38  Әйса йәһудий ибадәтханидин чиқип, Симунниң өйигә кәлди. Симунниң қейинанисиниң һарарити өрләп қаттиқ азаплинивататти вә Әйсадин униңға ярдәм беришкә илтимас қилинди. 39  Аялниң бешида туруп, у һарарәтни тизгинлиди, униң һарарити бесилди. У аял дәрһал орнидин туруп, уларниң хизмитидә болди. 40  Күн петиши билән йеқинлири һәрхил кесәлләргә гириптар болғанлар уларни униң алдиға әкәлди вә у һәрбирсигә қоллирини тәккүзүп, уларни сақайтти. 41  Нурғунлиридин җинлар чиқишип: «Сән Худаниң Оғли!»— дәп вақиришатти. Лекин у уларни әйипләп, сөзләткүзмәтти, чүнки улар униң Мәсиһ екәнлигини биләтти. 42  Күн чиқиши билән Әйса у йәрдин чиқип, хали җайға йол тутти. Бирақ нурғун кишиләр уни издәшкә башлиди, вә у болған җайға келип, улардин кәтмәслигини илтимас қилди. 43  Шуңа у уларға: «Мән Худаниң Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни башқа шәһәрләрдиму җакалишим керәк, чүнки мән мошу иш үчүн әвәтилдим»,— деди. 44  Һәм у Йәһудийәниң ибадәтханилирида вәзә қилди.

Изаһәтләр