Луқа 6:1—49
6 Бир күни шәнбидә Әйса буғдайлиқтин өтүп кетивататти вә униң шагиртлири башақларни үзүвелип, алиқинида угилап йәвататти.
2 Шунда бәзи пәрисийләр: «Немишкә силәр шәнбә күни Қанунға қарши иш қиливатисиләр?»— дейишти.
3 Лекин Әйса җававән: «Силәр Давут вә униң һәмралири ач қалғанда қилған иши һәққидә һәргиз оқумапсиләрдә, һәҗәва?
4 У Худаниң өйигә кирип, тәғдим қилинған нанларни тапшурувалди, һәтта уларни Қанун бойичә роһанийлардин башқиларға йейиш мәнъий қилинған болсиму, уларни өзи йеди һәм өзи билән болғанларға бәргинини билмәмсиләр?»— деди.
5 У давамлаштурғач: «Инсан Оғли — шәнбә күниниң Егисидур»,— деди.
6 Йәнә бир шәнбә күни у йәһудий ибадәтханиға келип, хәлиқни үгитишкә башлиди. У җайда оң қоли қуруп кәткән бир адәм болған еди.
7 Тәврат устазлири билән пәрисийләр Әйсани әйипләшкә сәвәп тепиш үчүн, шәнбидә бирсини даваламдекин дәп, уни диққәт билән пайлап жүрүшти.
8 У уларниң ойлирини билсиму, қоли қуруп кәткән адәмгә: «Орнуңдин туруп, оттуриға чиқ»,— деди. Һелиқи киши туруп, оттуриға чиқти.
9 Андин Әйса уларға: «Мән силәрдин сорап бақай, шәнбә күни немә қилиш Қанунға уйғун: яхшилиқму яки яманлиқму, җанни қутқузушму яки уни һалак қилишму?»— дәп сориди.
10 Һәммисини көздин кәчүрүп, у һелиқи адәмгә: «Қолуңни сун»,— деди. У қолини сунуведи, униң қоли сақайди.
11 Лекин улар дәрғәзәпкә келип, Әйса билән немә қилиш керәклигини бир-бирси билән муһакимә қилишти.
12 Шу күнләрдә у таққа дуа қилишқа чиқти вә кечичә Худаға дуада болди.
13 Таң атқанда, у шагиртлирини чақирип, уларниң ичидин 12ни таллап, уларни әлчиләр дәп атиди.
14 Улар: Симун, уни у Петрус дәп атиди вә униң қериндиши Әндәр, Яқуп һәм Йоһан, Филип вә Бартоломай,
15 Мәтта вә Томас, Алпайниң оғли Яқуп вә «қизғин» дәп атилидиған Симун,
16 Яқупниң оғли Йәһуда вә кейинирәк униңға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийот еди.
17 Улар билән төвәнгә чүшүп, у бир түзләңликтә тохтиди. Шу йәрдә униң шагиртлириниң нурғунлири вә пүткүл Йәһудиядин, Йерусалимдин вә Тир һәм Сидон өлкилириниң деңиз бойлиридин уни тиңшап, өз ағриқлиридин сақийишқа кәлгән топ-топ кишиләр жиғилишти.
18 Һәтта напак роһлардин азапланғанларму шипалиқ тепишти.
19 Пүткүл хәлиқ униңға қоллирини тәккүзүш имканийитини издиди, чүнки униңдин чиққан күч-қудрәт барлиғини сақайтатти.
20 Өз шагиртлириға көзини тикип, у мундақ дәп сөзләшкә башлиди:
«Силәр, кәмбәғәлләр, бәхитликсиләр, чүнки Худаниң Падишалиғи силәргә мәнсүп.
21 Силәр, ач қеливатқанлар, бәхитликсиләр, чүнки силәр тойдурулисиләр.
Силәр, һазир жиғлаватқанлар, бәхитликсиләр, чүнки силәр күлүдиған болисиләр.
22 Инсан Оғли үчүн адәмләр силәрни өч көрүп, тәқипләп, һақарәтләп һәм силәрниң исмиңларни шәрмәндә қиливатқан чағда бәхитликсиләр.
23 Шу күни хошал болуңлар һәм шатлиниңлар, чүнки асмандики мукапитиңлар зордур, сәвәви уларниң әҗдатлири пәйғәмбәрләргиму шундақла мунасивәт қилған.
24 Лекин һалиңларға вай, һәй байлар, чүнки силәр өз тәсәллиңларни толуқ өлчәмдә һазирниң өзидә алдиңлар.
25 Һалиңларға вай, һәй қарни тоқлар, чүнки силәр ач қалисиләр.
Һалиңларға вай, һәй һазир күлүватқанлар, чүнки силәр қайғурисиләр һәм жиғлайсиләр.
26 Һалиңларға вай, әгәр силәр һәққидә барлиқ адәмләр яхши сөз қилса, чүнки уларниң әҗдатлири нәқ шундақ сахта пәйғәмбәрләргә муамилә қилған.
27 Мән тиңшаватқанларға ейтимәнки, дүшмәнлириңларға меһир-муһәббәт көрситишни тохтатмаңлар, силәрни өч көргәнләргә яхшилиқ қилиңлар,
28 силәрни қарғиғанларға бәхит тиләңлар вә силәрни һақарәтлигәнләр үчүн дуа қилиңлар.
29 Сени бир качитиңға урғанға, иккинчисини тутуп бәр. Сиртқи кийимиңни тартивалғандин көйнигиңниму тиқма.
30 Сениңдин сориған һәрқайсиға уни бәргин. Һәм сениңкини еливалғандин қайтуруп беришни тәләп қилма.
31 Өзәңларға адәмләр қандақ муамилә қилишини тилисәңлар, улар биләнму шундақ муамилә қилиңлар.
32 Әгәр силәр өзәңларни яхши көргәнләрнила яхши көрсәңлар, ундақта әҗриңлар немидә? Чүнки гунакарларму өзини яхши көргәнләрни яхши көриду.
33 Әгәр силәргә яхшилиқ қилғанларғила яхшилиқ қилсаңлар, ундақта әҗриңлар немидә? Гунакарларму шундақ қилиду.
34 Шундақла әгәр силәр қәризни өсүмсиз қайтуруп беридиғанларға бәрсәңлар, ундақта әҗриңлар немидә? Гунакарларму шунчиликнила қайтуруп елиши үчүн, гунакарларға қәризни өсүмсиз беридиғу.
35 Лекин силәр болсаңлар дүшмәнлириңларни яхши көрүшни, яхшилиқ қилишни тохтатмаңлар һәм қәризләрни өсүмсиз берип, уларни қайтурувелишқа үмүт қилмаңлар. Шу чағда силәрниң мукапитиңлар зор болиду вә силәр Әң Улуқ Илаһниң оғуллири болисиләр, чүнки У һәтта разилиғи йоқларға һәм явузларға меһривандур.
36 Атаңлар рәһимлик болғинидәк, силәрму рәһимлик болуңлар.
37 Униңдин ташқири, һөкүм қилишни тохтитиңлар, шундақ болғанда силәр һечқачан һөкүм қилинмайсиләр. Әйипләшни тохтитиңлар һәм силәр һечқачан әйипләнмәйсиләр. Қоюп бериңлар, силәрму қоюлисиләр.
38 Бериңлар, силәргиму берилиду. Силәрниң қойнуңларға чиңдалған һәм ешип-ташқан толуқ өлчәмни селип бериду. Чүнки қандақ өлчәм билән өлчисәңлар, силәргиму шундақ өлчәм билән өлчиниду».
39 Андин у уларға мисалларни кәлтүрүп: «Қарғу қарғуни йетиләләмду? Иккилиси ойман-чоңқурға чүшүп кәтмәмду?
40 Шагирт устазидин үстүн әмәс, лекин пүтүнләй тәлимат алған һәрқайси устазиға охшаш болиду.
41 Немишкә сән қериндишиңниң көзидики кепәккә қарайсәну, өзәңниң көзидики лимни болса байқимайсән?
42 Қандақму сән қериндишиңға: “Қериндаш, кәл, көзүңдики кепәкни еливетәй”, дәйсән, өзәңниң көзидә турған лимға қаримайсән? Һәй сахтипәз! Авал өз көзүңдики лимни еливәт, шу чағда қериндишиңниң көзидики кепәкни еливетишни рошән көрисән.
43 Сәвәви, чирик мевиләрни әкелидиған яхши дәрәқ болмайду, шуниңдәкла яхши мевиләрни әкелидиған чирик дәрәқ болмайду.
44 Һәрқандақ дәрәқни униң мевилиридин тонуйду. Мәсилән, тикән өсүмлүкләрдин әнҗир жиғмайду һәм чатқалдин үзүм үзмәйду.
45 Меһриван киши жүригидики яхшилиқ ғәзнисидин яхши нәрсини ачиқиду, рәзил киши болса, явузлуқ ғәзнисидин яманлиқни ачиқиду. Сәвәви, жүрәкниң ешип-ташқанлиғидин еғиз сөзләйду.
46 Немишкә силәр мени: “Һакимдарим! Һакимдарим!”— дәп чақирисиләр, бирақ мән ейтқанларни орунлимайсиләр?
47 Мән силәргә маңа келип, сөзлиримни тиңшап, уларға әмәл қилған киши кимгә охшайдиғанлиғини ейтай:
48 у өй салғанда чоңқур колап, өйниң һулини қорам ташта салған адәмгә охшайду. Кәлкүн кәлгәндә, шу өйгә қарап дәрия ақти. Лекин у уни қимирлиталмиди, чүнки у пухта селинған еди.
49 Мениң сөзлиримни аңлап туруп, әмәл қилмайдиған киши болса өйини йәрдә, һулсиз, салған кишигә охшайду. Дәрия униңға қарап аққанда, у дәрру ғулиди һәм бу өйниң вәйран қилиниши дәһшәтлик болди»,— деди.