Луқа 7:1—50
7 Әйса уни тиңшиған хәлиқкә халиған һәммә нәрсини ейтқандин кейин, Кәпәрнаһум шәһиригә кәтти.
2 Шу йәрдә бир йүзбешиниң у наһайити қәдирләйдиған қули бар еди. Бу қул ағрип, өлүм һалитидә ятатти.
3 Әйса тоғрилиқ аңлиған йүзбеши, қулини өлүмдин қутулдуруш илтимаси билән өйигә келиши үчүн, йәһудийәлик ақсақалларни әвәтти.
4 Улар Әйсаниң алдиға келип, ялвурушқа башлиди: «У сениң бу ишни қилишиңға лайиқ,
5 чүнки у бизниң хәлиқни яхши көриду. Әшу киши бизгә йәһудий ибадәтхана селип бәргән».
6 Шунда Әйса улар билән биллә барди. Бирақ у униң өйигә йеқинлашқанда, йүзбеши достлирини алдиға әвәтип: «Тәхсир, аварә болмаң. Сизниң мениң өйүмгә киришиңизгә мән лайиқ әмәс.
7 Шуңлашқа мән өзәмни сизгә келишкә лайиқ һесаплимидим. Лекин сөз қилсиңизла, қулум сақийип кетиду.
8 Чүнки мәнму буйруқ астидики адәм һәм мениң қол астимдиму ләшкәрлирим бар. Мән биригә: “Бар!”— десәм,— бариду, йәнә биригә: “Кәл!”— десәм,— келиду, шундақла қулумғиму: “Монуни қил!”— десәм, уму шуни қилиду»,— деди.
9 Бу сөзләрни аңлап, Әйса һәйран қалди һәм кәйнидә әгәшкән топқа бурулуп, мундақ деди: «Силәргә ейтимәнки, һәтта Исраилдиму мән мундақ зор етиқатни тапалмидим».
10 Әвәтилгәнләр өйлиригә қайтқанда қулниң сақийип кәткәнлигини көрди.
11 Шуниңдин кейин Әйса Наин дегән шәһәргә йол тутти вә униң билән шагиртлири һәм көплигән хәлиқ маңди.
12 У шәһәр дәрвазилириға йеқинлашқанда, улардин анисиниң ялғуз оғлини җиназида кишиләр көтирип чиқиватқан еди. Йәнә у аял тул еди. Униң билән биллә шәһәрдин нурғунлиған хәлиқ келивататти.
13 У аялни көрүп, Һакимдар ечинип, униңға: «Жиғлимаң»,— деди.
14 У йеқинлишип, җиназиға қол тәккүзди. Уни көтирип келиватқанлар тохтиди һәм у: «Һәй жигит, саңа дәймән: орнуңдин тур!»— деди.
15 Өлгән жигит орнидин туруп, сөзләшкә башлиди һәм Әйса уни анисиға тапшурди.
16 Шу вақитта һәммисини қорқунуч басти вә улар Худани мәдһийиләп: «Аримизда улуқ пәйғәмбәр пәйда болди» һәм «Рәббимиз Өз хәлқигә диққәт ағдурди»,— дейишти.
17 Шуниң билән униң тоғрилиқ хәвәр пүткүл Йәһудийәгә вә әтраптики барлиқ җайларға тарқилип кәтти.
18 Йәһияниң шагиртлириму униңға бу һәққидә ейтип бәрди.
19 Шу чағда Йәһия икки шагиртини чақиривелип, уларни Һакимдардин: «Келишкә тегишлик болған киши сәнму, яки биз башқисини күтүшимиз керәкму?»— дәп сорашқа әвәтти.
20 Улар Әйсаға келип: «Чөмдүргүчи Йәһия бизни сиздин: “Келишкә тегишлик болған киши сәнму, яки биз башқисини күтүшимиз керәкму?”— дәп сорашқа әвәтти»,— деди.
21 У болса, шу вақитта нурғунлиған адәмләрни кесәлләрдин, еғир ағриқлардин вә зулум роһлардин сақайтти вә көплигән корларниң көзлирини ачти.
22 У әшу иккисигә: «Бериңлар һәм Йәһияға көргәнлириңлар вә аңлиғанлириңлар һәққидә ейтип бериңлар: корлар көрүватиду, токулар меңиватиду, мохолар тазилиниватиду вә паңлар аңлаватиду, өлгәнләр тириливатиду вә кәмбәғәлләргә хуш хәвәр аңлитиливатиду.
23 Мәндин путликашаң болмиған киши бәхитликтур»,— деди.
24 Йәһияниң әлчилири кәткәндин кейин, Әйса хәлиқкә Йәһия тоғрисида мундақ деди: «Силәр чөлдә немини көримиз дәп бардиңлар? Шамал лиңшитиватқан қомучниму?
25 Зади кимни көримиз дәп бардиңлар? Юмшақ сирт кийим кийгән адәмниму? Әсли бай кийимдә жүргәнләр һәм һашамәттә яшайдиғанлар падиша ордилирида болиду.
26 Зади у йәрдә кимни көргили бардиңлар? Пәйғәмбәрниму? Һә, силәргә дәймәнки, пәйғәмбәрдинму хелила үстүн туридиған затни көрдүңлар.
27 Шуниң һәққидә мундақ йезилған еди: “Мән сениң алдиңда йолни саңа тәйярлап беридиған хәвәрчәмни әвәтиватимән”.
28 Силәргә ейтимәнки, аяллар туққан кишиләрниң арисида Йәһиядин артуғирағи йоқ, амма Худа Падишалиғидики әң кичиги униңдин артуқтур».
29 (Буни аңлап, барлиқ хәлиқ һәм селиқ жиққучилар Худаниң һәққаний екәнлигини иқрар қилди, чүнки улар Йәһия вәзә қилған чөмдүрүш арқилиқ чөмдүрүлгәнди.
30 Пәрисийләр һәм тәвратшунаслар болса, Худаниң уларға болған ирадисини рәт қилди, чүнки улар Йәһияға берип чөмдүрүлмиди.)
31 «Шуниң билән, бу әвлатниң кишилирини ким билән селиштурсам болиду вә кимгә уларни охшитай?
32 Улар худди базар мәйданида олтарған балилардәк бир-биригә: “Биз силәргә сүрнәй челип бәрсәкму, силәр уссул ойнимидиңлар. Биз өксүп жиғлисақму, силәр жиғлимидиңлар”,— дәйду.
33 Мана, Йәһия Чөмдүргүчи кәлди — йә нан йемәйду, йә шарап ичмәйду вә силәр болсаңлар: “Униңға җин чаплишипту”,— дәйсиләр.
34 Инсан Оғли кәлди — һәм йәйду, һәм ичиду, лекин силәр: “Мана бу киши опқан һәм һарақкәш, селиқчилар вә гунакарларниң дости!”— дәйсиләр.
35 Қандақла болмисун, даналиқниң һәққанийлиғи униң барлиқ балилири билән тәстиқлиниду».
36 Бир пәрисий Әйсани өйигә чүшлүк тамаққа чақирди. У пәрисийниң өйигә кирип, дәстиханға олтарди.
37 Униң пәрисийниң өйидә олтарғанлиғини аңлап, шәһәрдә паһишә дәп тонулған бир аял хушпурақлиқ май бар қашташлиқ қачини елип кирди.
38 Кәйнидин униң, аяқлири йенида туруп жиғлиғач, көз яшлири билән аяқлирини һөл қилип, чачлири билән уларни сүртти. У Әйсаниң аяқлирини аста сөйүп, хушпурақлиқ май билән сүркиди.
39 Буни көргән һелиқи пәрисий өз ичидә: «Әгәр бу адәм пәйғәмбәр болған болса, қандақ аял униңға тегиватқинини биләтти, чүнки у бир паһишәғу»,— дәп ойлиди.
40 Лекин Әйса униңға: «Симун, мән саңа дәйдиған бир гепим бар»,— деди. У җававән: «Устаз, ейтиң»,— деди.
41 «Бир кишиниң икки қәриздари бопту. Бири униңға 500 динар, йәнә бири 50 динар қәриз екән.
42 Лекин уларниң қайтурғили һечнәрсиси болмиғачқа, у иккилисигә қәризни һиммәтликчә кәчүрүпту. Әнди уларниң қайсиси уни көпирәк яхши көриду?»
43 Симун җававән: «Мениңчә, көпирәк қәрзи кәчүрүм қилинған киши»,— деди. Әйса униңға: «Сән тоғра ойлидиң»,— деди.
44 Андин у аялға бурулуп, Симунға: «Мону аялни көрдүңму? Мән өйүңгә кәлгинимдә, сән путлиримни жуюшқа су бәрмидиң. Бу аял болса, көз яшлири билән путлиримни жуюп, чачлири билән уларни сүртти.
45 Сән мени сөйүп қарши алмидиң, бу аял болса, мән киргинимдин башлап путлиримни сөйүшни тохтатмиди.
46 Сән бешимға май сүркимидиң, бу аял болса путлиримға хушпурақлиқ майни сүркиди.
47 Шуңа саңа ейтимәнки, һәтта униң гуналири нурғун болсиму, кәчүрүм қилиниду, чүнки у көп меһир-муһәббәт көрсәтти. Кимгә аз кәчүрүм қилинса, аз меһир-муһәббәт көрситиду»,— деди.
48 Андин у аялға: «Сизниң гуналириңиз кәчүрүм қилинди»,— деди.
49 Шу вақиә вақтида униң билән һәмдәстихан болғанлар көңлидә: «Һәтта гуналарни кәчүрүдиған бу киши кимду?»— дейишти.
50 Әйса аялға: «Сизниң етиқатиңиз сизни қутқузди. Қайтиң, аман болуң»,— деди.