Луқа 8:1—56
8 Аридин көп өтмәй, у шәһәрму шәһәр вә йезиму йеза Худаниң Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни җакалап һәм вәзә қилип жүрди. Униң билән биллә 12 шагирти болди.
2 Шундақла зулум роһлардин қутулдурулған вә ағриқлардин сақайтилған бирмунчә аяллар: тенидин йәттә җин чиққан Мәҗдала дәп аталған Мәрийәм,
3 Һирод ханниң өйидә башқурғучи болған Хузаниң аяли Йоһанна, Сузанна вә башқа нурғун аялларму бар еди, шу аяллар бар мал-мүлки билән бөлүшүп, уларға хизмәт қилатти.
4 Униң өп-чөригә көплигән хәлиқ жиғилғанда һәм һәрхил шәһәрләрдин кәлгән кишиләр қошулғанда, Әйса сөз башлап, уларға мундақ бир тәмсил кәлтүрди:
5 «Уруқ чачқучи уруқ чечишқа чиқипту. У уруқ чачқанда, уларниң бәзилири йолниң қешиға чүшти вә улар дәссилип, асман қушлири уларни йәп кетипту.
6 Бәзилири ташлиққа чүшүпту, вә улар үнүп чиқип, қуруп кетипту, чүнки уларға нәм йетишмәпту.
7 Бирмунчилири тикәнликниң арисиға чүшүп, тикәнләр улар билән тәң өсүп, уларни бесивапту.
8 Бирмунчилири болса яхши йәргә чүшүпту һәм өсүп чиққанда, терилғинидин 100 һәссә артуқ мевиләрни берипту». Буни ейтип болуп, у жуқури авазда: «Аңлиғидәк қулиғи барлар, тиңшисун!»— дәп үндиди.
9 Шунда униң шагиртлири униңдин бу тәмсилниң мәнасини сорашқа башлиди.
10 Әйса: «Силәргә Худа Падишалиғиниң сирлирини чүшиниш берилгән, қалғанлар үчүн бу пәқәт мисал болупла қалиду, буниң мәхсити шуки, улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму мәнасиға йәтмәйду.
11 Бу тәмсил монуни билдүриду: уруқ — бу Худаниң сөзи.
12 Йолниң бойидикиләр — у сөзни аңлиғанлар, лекин кейин Иблис келип, уларниң ишәнмәслиги һәм қутқузулмаслиғи үчүн, сөзни уларниң жүрәклиридин елип кетиду.
13 Ташлиқтикиләр — бу сөзни аңлап, хошаллиқ билән қобул қилғанлар, лекин уларниң йилтизлири йоқ. Бирмунчә вақит улар ишиниду, амма синақлар вақтида етиқаттин чәтнәйду.
14 Тикәнликләрниң арисиға чүшкәнләр — бу сөзни аңлиғанлар, лекин бу һаятниң әндишилиригә, байлиғиға вә раһәтлиригә чөкүп қелип, пүтүнләй боғулиду вә уларниң мевилири ахириғичә пишмайду.
15 Яхши йәрдикиләр болса — бу яхши һәм меһриван жүрәклик адәмләр, улар сөзни аңлап, уни сақлайду һәм тәқабиллиқ көрситип мевиләрни бериду.
16 Һечким чирақни яндуруп, уни қача билән япмайду яки каривәтниң астиға қоймайду, әксичә, киргәнләр йоруқлуқни көрүши үчүн, уни чирақданниң үстигә қойиду.
17 Чүнки рошән болмайдиған һечқандақ сир йоқ вә очуқ һәм мәлум болмайдиған һечқандақ йошурулған нәрсә йоқ.
18 Демәк, тиңшаватқиниңларға диққәтчан болуңлар, чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду, кимдә йоқ болса, һәтта бар дәп һесаплиған нәрсисиму тартивелиниду»,— дәп чүшәндүрди.
19 Әйсаға униң аниси вә инилири кәлди, лекин кишиләрниң нурғунлиғидин йениға келәлмиди.
20 Шу чағда униңға: «Сизниң аниңиз һәм инилириңиз кочида туриду һәм сизни көрүшни халайду»,— дейишти.
21 У уларға җававән: «Мениң анам һәм мениң инилирим — бу Худаниң сөзини тиңшап, униңға әмәл қилғучилардур»,— деди.
22 Күнләрниң биридә у шагиртлири билән қолваққа олтирип, уларға: «Көлниң у қирғиғиға өтәйли»,— деди. Шуниң билән улар үзүп кәтти.
23 Улар үзүватқанда, у уйқиға кәтти. Туюқсиз көлдә қара боран чиқти һәм қолваққа су тошушқа башлап, улар ховуп-хәтәрдә қалди.
24 Шунда улар уни охитип: «Устаз, устаз, өлүдиған болдуқ!»— дәп вақирашти. Әйса орнидин туруп, боранни вә қаттиқ долқунларни тохтатти. Улар тиничлинип, җим-җитлиқ һөкүм сүрди.
25 Шу чағда у шагиртлириға: «Ишәнчәңлар қени?»— дәп сориди. Лекин улар қорқунуч илкидә һәйран қелишип, бир-биригә: «Бу һәтта боран билән суға буйруқ қилса, уларму униңға бойсунидиған зади кимду бу?»— дейишти.
26 Улар Җәлилийәгә удул турған герасилиқлар зиминидики қирғаққа келип тохтиди.
27 Әйса қирғаққа чиқиши билән униң алдиға шәһәрниң җинлар чаплашқан бир адими учрашти. У узақ вақит давамида кийим киймәтти вә өйидә әмәс, бәлки гөрләрниң арисида яшатти.
28 Әйсани көрүп, у тизлинип, қаттиқ аваз билән: «Әң Улуқ Илаһниң Оғли Әйса, сениң мениң билән немә кариң? Ялвурумәнки, мени қийнима!»— дәп вақириди.
29 (Сәвәви, Әйса напак роһқа у адәмдин чиқишини буйрувататти, чүнки җин уни өз бийлигидә узақ вақит тутқан еди. Уни бирнәччә кетим зәнҗирләргә һәм кишәнләргә селип күзәткән еди, бирақ у зәнҗирләрни үзүветәтти вә җин уни чөл-җәзириләрдә қоғлатти).
30 Әйса бу адәмдин: «Сениң исмиң немә?»— дәп сориди. У җававән: «Түмән»*,— деди, чүнки униң ичигә көп җинлар киривалған еди.
31 Һәм улар Әйсадин уларни һаңға кәткүзмәслигини ялвурди.
32 Шу йәрдә тағда хелила чоң чошқа падиси отлавататти, вә җинлар шу чошқиларға киривелишиға рухсәт қилишини Әйсадин ялвуруп сорашти. У уларға буни рухсәт қилди.
33 Шуан җинлар һелиқи адәмдин чиқип, чошқиларға кирди вә пада ярдин өзини көлгә ташлап, чөкүп кәтти.
34 Падичилар бу вақиәни көрүп, шәһәр-йезиларға жүгрәп берип, бу әһвал тоғрисида хәвәрлиди.
35 Шу чағда кишиләр немә болғанлиғини көргили чиқти. Әйсаниң йениға кәлгәндә, җинлар чиқип кәткән һелиқи адәмниң кийим-кечәк кийип, әс-һоши җайида болуп, Әйсаниң алдида олтарғинини көрүп, улар қорқуп кетишти.
36 Бу вақиәни көргәнләр уларға җинлар чаплашқан адәмниң қандақ сақайтилғинини ейтип бәрди.
37 Герасили йериниң әтрапидин болған барлиқ кишиләр Әйсаниң улардин кетишини өтүнүшти, чүнки уларни дәһшәтлик қорқунуч қаплиған еди. Шуңа у қолваққа олтирип, у йәрдин кәтти.
38 Җинлар чиққан адәм Әйсадин униң билән биллә қелишиға рухсәт беришини ялвурди, лекин у уни йолға селип:
39 «Өйүңгә қайтқин һәм башқиларға сениң үчүн Худа немә қилғинини дайим ейтип бәргин»,— деди. Андин шу адәм берип, пүткүл шәһәрдә униң үчүн Әйса немә қилғанлиғи һәққидә ейтишқа башлиди.
40 Әйса қайтип кәлгинидә, уни көпчилик хошаллиқ билән қарши алди, чүнки һәммиси униң қайтип келишини күткән еди.
41 Мошу вақитта Яир исимлиқ бир киши кәлди, у йәһудий ибадәтханиниң башлиғи еди. У Әйсаниң айиғиға жиқилип, өйигә беришини ялвурди,
42 чүнки униң тәхминән 12 яшлиқ ялғуз қизи сәкратта ятатти.
Әйса у йәргә кетип барғинида, топ кишиләр уни қисташти.
43 Һәм 12 жил хун тәврәш кесилигә гириптар болған бир аял һечкимдин дава тапалмай,
44 Әйсаниң арқисидин келип, сиртқи кийиминиң чочулисиға қолини тәккүзди. Шу чағдила аялниң хун тәвриши тохтиди.
45 Шуан Әйса: «Маңа қол тәккүзгән ким?»— дәп сориди. Һечким буни бойниға алмиди. Петрус болса: «Устаз, халайиқ сени қоршап қиставатидиғу»,— деди.
46 Лекин Әйса: «Бирси маңа қолини тәккүзди, чүнки мениңдин күч чиққанлиғини сәздим»,— деди.
47 Һелиқи аял өзиниң йошурун қалмиғинини чүшәнди. У титригән һалда Әйсаниң айиғиға жиқилип, көпчиликниң алдида өзиниң немә сәвәптин Әйсаға қол тәккүзгәнлигини һәм шу мәзгилдила сақийип кәткәнлигини ейтти.
48 Әйса шу чағда униңға: «Қизим, етиқатиңиз сизни сақайтти. Аман болуң»,— деди.
49 У техи сөз қиливатқанда, йәһудий ибадәтхана башлиғиниң йеқинлиридин бири келип: «Қизиң җан үзди. Әнди устазни аварә қилма»,— деди.
50 Буни аңлиған Әйса Яирға: «Қорқмаң, пәқәт ишиниң һәм қизиңиз қутқузулиду»,— деди.
51 Өйгә барғанда, у Петрус, Йоһан, Яқуп вә қизниң ата-анисидин башқа һечкимгә өзи билән биллә өйгә киришкә рухсәт қилмиди.
52 Өп-чөридики барлиғи мәйдисигә уруп, қизни дәп жиғлавататти. Шу чағда Әйса: «Болди, жиғлимаңлар, чүнки қиз өлмиди, пәқәт ухлаватиду»,— деди.
53 Улар қизниң җан үзгәнлигини билгәнликтин, уни мәсхирә қилишти.
54 У болса қизниң қолини елип: «Һәй қизчақ, орнуңдин тур!»— дәп чақирди.
55 Қизниң һаят нәпәси қайтип кәлди вә у дәрһал орнидин турди. Әйса қизчаққа ғиза беришни буйриди.
56 Қизниң ата-аниси аң-таң қалди, у уларға бу ишни һечкимгә ейтмаслиғини җекилиди.
Изаһәтләр
^ Яки 10 000.