Луқа 9:1—62
9 Униңдин кейин Әйса 12 шагиртини чақирип, уларға һәммә җинлар үстидин күч-қудрәт вә һакимийәт һәм шундақла кесәлләрни сақайтиш күчини бәрди.
2 Андин у уларни Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ вәзә қилишқа һәм кишиләрни сақайтишқа әвәткәч,
3 уларға: «Йолға һечнәрсә алмаңлар: йә һаса таяқ, йә ғиза билән ғоҗун, йә нан, йә күмүч тәңгә, йә йөткәйдиған көйнәк алмаңлар.
4 Қайси өйгә кирмисәңларму шу йәрдә қелип һәм шу йәрдин йолға чиқиңлар.
5 Әгәр бир йәрдә адәмләр силәрни қобул қилмиса, шу шәһәрдин чиқип, айиғиңлардики топини уларға қарши гувалиқ үчүн қеқиветиңлар»,— деди.
6 Андин кейин шагиртлири йолға чиқип, барлиқ җайда хуш хәвәрни җакалап вә адәмләрни давалап, йезиму йеза жүрди.
7 Йүз бериватқан вақиәләр тоғрисида өлкиниң һакими Һирод аңлиди. У қаттиқ һодуқушта болди, чүнки бирлири Йәһия өлүмдин тирилипту десә,
8 бәзилири Илияс пәйғәмбәр пәйда болди дәпту, үчинчилири болса қедимий пәйғәмбәрләрдин бири тирилипту дәтти.
9 Һирод: «Мән Йәһияниң каллисини алдурғандим. У чағда мән аңлаватқан бу киши зади кимду?»— дәп ойлиди. У уни көрүш пурситини издиди.
10 Әлчиләр қайтип келип, өзлириниң қилған барлиқ ишлири һәққидә Әйсаға ейтип бәрди. Андин у уларни өзи билән биллә елип, дәм елишқа Бәйтсайда шәһиригә кәтти.
11 Бирақ хәлиқ буниңдин хәвәр тепип, униңға әгәшти. У уларни хурсән қарши елип, Худаниң Падишалиғи тоғрисида сөзлиди вә даваға муһтаҗларни сақайтти.
12 Шуниң билән күн петивататти. Шу чағда 12 шагирти униңға келип: «Хәлиқни қоналғу җай вә тамақ тепишқа әтраптики йеза-қишлақларға қоюп бәргин, чүнки биз чөллүк җайда»,— деди.
13 Лекин у уларға: «Силәр уларға тамақ бериңлар»,— деди. Улар җававән: «Биздә пәқәт бәш нан билән икки белиқтин башқа һечнәрсә йоқ. Барлиқ бу хәлиқ үчүн берип, озуқ-түлүк сетивелишимиз керәк»,— дейишти.
14 У җайда болса әрләрниңла сани 5000чә еди. Шунда у шагиртлириға: «Һәммиси тамаққа олтарғандәк, тәхминән 50тин олтарсун»,— деди.
15 Улар шундақ қилишти вә барлиғи олтарди.
16 Андин Әйса бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға дуа ейтип, бәрикәтлиди. Уларни уштуп, хәлиқкә тарқитиши үчүн шагиртлириға бәрди.
17 Барлиғи йәп тойди, қалған парчиларни жиғиведи, улар 12 севәтни толтурди.
18 Кейинирәк, хали җайда дуа қиливатқанда, униң қешиға шагиртлири жиғилди һәм у улардин: «Хәлиқ мени ким дәйду?»— дәп сориди.
19 Улар җававән: «Бирлири Чөмдүргүчи Йәһия, йәнә бирлири Илияс пәйғәмбәр вә башқилири қедимий пәйғәмбәрләрдин бири тирилипту, дәйду»,— дейишти.
20 Шу чағда у улардин: «Силәрчу мени ким дәйсиләр?»— дәп сориди. Петрус җавап берип: «Худаниң Мәсиһи»,— деди.
21 Бирақ у улар билән қәтъий сөзлишип, бу һәққидә һечкимгә ейтмаслиқни җекиләп:
22 «Инсан Оғли нурғун азапларни тартиши керәк, уни ақсақаллар, чоң роһанийлар вә Тәврат устазлири рәт қилиду, у өлтүрилиду һәм үчинчи күни тирилиду»,— деди.
23 Андин у һәммисигә мундақ деди: «Әгәр кимду-ким мениң кәйнимдин меңишни халиса, өзидин ваз кәчсун, өзиниң азап түврүгини алсун вә уни күндин күнгә көтәргәч дайим маңа әгәшсун.
24 Ким өз җенини қутқазғуси кәлсә, у уни йоқитип қойиду, ким өз җенини мениң үчүн йоқатса, у уни қутқузған болиду.
25 Һәқиқәтән, әгәр адәм пүткүл дунияға егә болуп, өзини һалак қилса яки зиян тартса, униңдин униңға немә пайда?
26 Сәвәви, мениңдин һәм мениң сөзлиримдин иза тартқан кишидин, инсан Оғли өз шан-шәрипидә вә Атисиниң һәм муқәддәс пәриштиләрниң шөһритидә кәлгинидә, иза тартиду.
27 Лекин һәқни силәргә ейтимәнки, бу йәрдә туруватқанларниң арисида Худа Падишалиғини көрмигичә өлүп кәтмәйдиғанлар бар».
28 Бу ейтқанлиридин кейин тәхминән сәккиз күн өткәндә, у өзи билән Петрусни, Йоһанни вә Яқупни елип, таққа дуа қилишқа чиқти.
29 У дуа қиливатқинида униң чирайи өзгәрди вә кийими көз чаққидәк аппақ пақириди.
30 Вә униң билән икки адәм сөһбәтләшти. Улар Муса вә Илияс пәйғәмбәрләр еди.
31 Улар шөһрәттә пәйда болуп, униң кетиши — Йерусалимда болудиған вақиәләр тоғрилиқ сөзләшти.
32 Шу арида Петрусни вә униң һәмралирини үгидәк басти. Уларниң уйқуси сәллимаза ечилғанда, улар Әйсани униң шөһритидә вә униң билән биллә турған икки адәмни көрди.
33 Улар Әйсадин кәткәндә, Петрус униңға: «Устаз, бу йәрдә болғинимиз шундақ яхши! Үч чедирни мошу йәргә қояйли: бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илиясқа»,— деди. У немә дәватқинини чүшәнмәй, мошуларни деди.
34 У бу гәпләрни қиливатқанда, булут пәйда болуп, уларни қаплиди. Булутниң ичидә қелип, улар қорқушуп кәтти.
35 Булуттин бир аваз аңлинип: «Бу Мениң таллиған Оғлум. Униңға қулақ селиңлар»,— деди.
36 Мошу аваз аңланғанда, улар Әйсаниң әнди ялғуз турғинини көрди. Лекин улар җим-җитлиқ сақлап, көргәнлирини шу күнләрдә һечкимгә ейтмиди.
37 Улар әтиси тағдин чүшкәндә, Әйсани көпчилик кишиләр қарши алди.
38 Топтин бир адәм: «Устаз, өтүнүп қалай, оғлумға қарап беқиңа! У мениң ялғузум!
39 Бәзидә униңға яман роһ һуҗум қилиду һәм у дәрһал вақирайду, у тартишип қалиду, шуңа ағзидин көвүк чиқиду, җин уни таза қийнап болғандин кейин, аран қоюп бериду.
40 Мән сизниң шагиртлириңиздин уни қоғлашни сориғандим, бирақ улар ундақ қилалмиди»,— дәп вақириди.
41 Әйса җававән: «Еһ, етиқатсиз һәм бузулған әвлат, мән силәр билән йәнә қанчилик болуп, силәрни чидаймән һә? Оғулни алдимға әкелиңлар»,— деди.
42 Бала йеқинлашқанда, җин уни йәргә жиқитип, қаттиқ тартишлар билән силкиди. Лекин Әйса напак роһни әйипләп, балини сақайтип, атисиға тапшурди.
43 Һәммиси Худаниң улуқ күч-қудритигә аң-таң қелишти.
Һәммиси буниңға һәйран болушуватқанда, Әйса шагиртлириға:
44 «Мән силәргә ейтидиғинимни әстә яхши тутуңлар: инсан Оғли адәмләрниң қолиға тапшурулиду»,— деди.
45 Амма улар униң сөзлирини чүшинәлмиди. Бу уларға ейтилғанниң мәнасиға йәтмәслиги үчүн, улардин йошурулған еди, лекин улар бу сөзләрниң маһийитини сүрүштүрүшкә петиналмиди.
46 Андин кейин улар өзлириниң арисида кимниң улуқ екәнлиги тоғрисида талаш-тартишқа чүшти.
47 Әйса уларниң жүрәклиридики ойлирини билип, кичик бир балини йениға турғузуп,
48 уларға: «Ким мошу балини мени дәп қобул қилса, мени қобул қилған болиду вә ким мени қобул қилса, мени Әвәткүчини қобул қилған болиду. Демәк, араңларда ким өзини әң кичиктәк тутса, шу улуқтур»,— деди.
49 Шу чағда Йоһан: «Устаз, биз сениң намиңдин җинларни һайдаватқан кишини көрдуқ вә униңға буни қилишни мәнъий қилдуқ, чүнки у биз билән биргә жүрмәйдиғу»,— деди.
50 Лекин Әйса униңға: «Униңға мәнъий қилмаңлар, чүнки ким силәргә қарши турмиса, у силәрниң тәрипиңдикиләр»,— деди.
51 Униң асманға елинидиған вақти йеқинлишивататти вә у Йерусалимға беришни қәтъий қарар қилди
52 һәм өзиниң алдида хәвәрчиләрни әвәтти. Улар йолға чиқип, самарийәликләр йезисиға униң үчүн барлиқ нәрсини тәйярлиқ қилишқа кирди.
53 Бирақ у йәрдә уни қобул қилмиди, чүнки у Йерусалимға беришкә қәтъий бәт алған еди.
54 Буни байқиған Яқуп билән Йоһан: «Һакимдаримиз, халисаң, асмандин от чүшүп, уларни көйдүрүвәтсун дәйлиму?»— дәп сориди.
55 Бирақ у бурулуп, уларни әйиплиди.
56 Андин улар башқа йезиға кәтти.
57 Улар йолда кетиватқанда, бир киши униңға: «Сән қәйәргә барсаңму, мән саңа әгишимән»,— деди.
58 Бирақ Әйса униңға: «Түлкиләрниң өңкүрлири бар вә асмандики қушларниңму қоналғу җайлири бар, амма инсан Оғлиниң бешини қойғидәк йери йоқ»,— деди.
59 Башқа бир кишигә: «Кәйнимдин маң»,— деди. Һелиқи киши өтүнүп: «Авал берип, атамни йәрләп келишимгә рухсәт бәргинә»,— деди.
60 Лекин Әйса униңға: «Өлүкләр өлгәнлирини дәпин қилсун, сән болсаң Худа Падишалиғини барлиқ җайларда җакала»,— дәп җавап бәрди.
61 Йәнә бирси униңға: «Мән саңа әгишимән, Һакимдар, лекин авал өйдикилирим билән хошлишишимға рухсәт қилғин»,— деди.
62 Әйса униңға: «Соқа һайдиған һәрқандақ киши кәйнигә қаравәрсә, Худаниң Падишалиғи үчүн лайиқ әмәстур»,— деди.