Малаки 2:1—17

2  «Мана, силәргә, роһанийларға болған нәсиһәт.  Әгәр силәр қулақ салмисаңлар вә униңға диққәт бөлмисәңлар, шундақла Мениң исмимға мәдһийә кәлтүрүшни халимисаңлар,— дәйду Йәһва, қошунлар Худайи,— у чағда Мән силәргә ләнәт әвәтимән һәм барчә бәрикәтлириңларни қарғишқа айландуримән. Мән буни орунлашқа башлидим, чүнки силәр Мениң вәсийәтлиримгә диққәт ағдурмайватисиләр».  «Мана, силәрниң касапитиңлардин тәргән данлириңларға өсүшни рухсәт бәрмәймән, үзүңларға байрамлириңлардин қалған қурбанлиқ малниң поқини атимән һәм силәрни улар билән биргә нери ташлайду.  Шу чағда силәр шуни чүшинисиләрки, Мениң Ләвий билән болған келишимим әмәлгә ешиши үчүн, ушбу нәсиһәт берилгәнди»,— дәйду Йәһва Сәрдар.  «Мән униң билән мәзкүр келишимни қуруп, униңға һаятлиқ билән течлиқ бәрдим. Униңда Маңа һөрмәт билән қорқуш болуп, Мениң исмим алдида дайим еһтирамлиқ һәйвәт болғанди.  Униң еғизида һәқиқәт қануни болуп, сөзлиридә ялғанчилиқ йоқ еди. У Мениң билән течлиқта һәм сәмимийликтә яшап, алдимда дайим диянәтлик жүрүп, көплирини қанунсизлиқтин тосушқа чақирилған еди.  Чүнки роһанийниң тили билимниң қоймиси болуши шәрт вә кишиләр униң еғизидин һәқ қанун-қаидини күтиду, сәвәви, у Йәһва Сәрдарниң хәвәрчисидур.  Лекин силәр йолдин адишип кәттиңлар. Силәрниң кесириңлардин нурғунлири Қанунни бузушқа башлиди. Силәр Мениң Ләвий билән түзгән келишимимға хилаплиқ қилдиңлар,— дәйду Йәһва Сәрдар.—  Шуңлашқа Мән шундақ қилимәнки, силәрни пүткүл хәлиқ тәңситмәйдиған болиду, силәр бәк пәслишисиләр. Силәр Мениң йолум билән маңмиғиниңлар вә Қанунни адил пайдиланмиғиниңлар үчүндур!» 10  «Һәммимизниң бирла атиси бар әмәсму? Бир Худа һәммимизни яратмидиму? Немишкә биз бир-биримиз билән мәккар иш тутуп, әҗдатлиримизниң келишимини дәпсәндә қиливатимиз? 11  Барлиқ Йәһудия садақәтмәнсиз, Исраил билән Йерусалимдиму жиркиничликләр йүз бериватиду. Йәһва Худа қәдирләйдиған муқәддәс җайни у пәсләштүрди вә у ят худаға чоқунидиған аялға өйләнди. 12  Йәһва Яқуп чедирлиридин мошундақ иш қиливатқан һәркимни, ким болушидин қәтъий нәзәр, һәтта у Йәһва Сәрдарға һәдийәләрни сунуватқан болсиму, қирип ташлайду». 13  «Иккинчидин, мана силәрдә йәнә немә болуватиду: силәр түпәйли Йәһваниң қурбангаһи жиғиға толди. Униң қешида жиға-зар вә товлашлар, шуңа Тәңри силәрниң тәғдимлириңларға қаримайду вә қурбанлиқлириңларни қобул қилмайду. 14  Силәр: “Немә үчүн?”— дәп сораватисиләр. Йәһва — сән аялиңға бевапалиқ қилғиниңниң Гувачиси, сән униңға яш чеғинда өйләнгән едиң һәм у сениң рәпиқәң вә Қанун бойичә аялиңдур. 15  Амма мошундақ иш қилмиған, Худаниң роһи бар инсанларму араңларда болмақта. Һәм буни қандақларчә Худа әвладини халиған киши қилатти?! Демәк, роһуңларға нәзәр қилип, яш чеғиңлардин тартип достуңлар — аяллиңларға бевапалиқ қилмаңлар. 16  Мән аҗришишларни өч көримән,— дәйду Исраилниң Рәбби Йәһва,— шуниңдәкла ким өзини зораванлиқ билән булғайдиғанларни,— дәйду Йәһва Сәрдар.— Әскәртмәкчи, роһуңларни күзитип, садиқсиз хаинлар болмаңлар! 17  Силәр Йәһвани сөзлириңлар билән һардурдиңлар. Силәр: “Биз Сени немә билән һардурдуқ?”— дәп сораватисиләр. Силәр: “Яманлиқ қилидиған һәрким Йәһваниң көзидә яхшидур, Униңға шундақ адәмләр яқиду”,— дәватисиләр. Техи йәнә: “Қени адаләтликниң Пәрвәрдигари?”— дәп соал қоюватисиләр».

Изаһәтләр