Малаки 4:1—6

4  «Мана, очақтәк көйүватқан күн келиватиду. Шу чағда барчә тәкәббурлар һәм қанунсизлар гоя самандәк көйиду. Ушбу күн уларни ялмап,— дәйду Йәһва Сәрдар,— уларда йә йилтизни, йә шахларни қалдурмайду.  Силәргә болса, ким Мениң исмимни һөрмәтләп жүргәнләр үчүн һәққанийлиқниң қуяши парлап, униң нурлири сақийишни беғишлайду. Силәр бодалған топақлардәк сәкрәп кетисиләр».  «Мән иш қилидиған мәзкүр күндә силәр рәзилләрни чәйләветисиләр һәм улар айиғиңлар астидики топиға айлиниду»,— дәйду Йәһва Сәрдар.  «Мән пүткүл Исраил үчүн Хориб теғида бәргән Қанунимни әстин чиқармаңлар. Мән уни хизмәткарим Муса арқилиқ бәргәндим, вәсийәтлиримни вә тохтамлиримни.  Йәһваниң улуқ һәм қорқунучлуқ күни кәлгичә Мән силәргә Илияс пәйғәмбәрни әвәтимән.  У атиларниң жүрәклирини пәрзәнтләрниң жүрәклиригә қарашлиқ қилиду вә балилириниң қәлблирини атилириға қаритиду. Бу иш Мән келип, йәрни ләнәткә тутуп, уни чөлдәритип, җазалимишим үчүндур».

Изаһәтләр