Марк 11:1—33
11 Улар Йерусалим шәһиригә, Зәйтун теғидики Бәйтпаҗи вә Бәйтания йезилириға йеқинлашқанда, Әйса алдидин икки шагиртини әвәтип,
2 уларға: «Алдиңлардики йезиға бериңлар. Униңға киргәндила адәмләрдин һечким минмигән бағлағлиқ хотәкни көрисиләр. Уни йешип, маңа елип келиңлар.
3 Әгәрдә бирси силәрдин: “Немишкә буни қиливатисиләр?”— дәп сориса,— “У Һакимдаримизға керәк болуп қалди, лекин кейин у дәрру қайтуруп бериду”, дәңлар»,— деди.
4 Шагиртлири берип, йол дохмушида ишикниң тутқучиға бағланған бир хотәкни көрди. Улар уни йәшти.
5 Бирақ әшу йәрдә турған бәзи кишиләр: «Силәр немә қиливатисиләр? Немә үчүн хотәкни йешиватисиләр?»— дейишти.
6 Шагиртлар уларға Әйса үгәткәндәк деди вә кишиләр уларни тосимиди.
7 Улар хотәкни Әйсаниң алдиға әкелип, униң үстигә өзлириниң чапанлирини япти һәм Әйса униңға минди.
8 Нурғунлиған адәмләр йолға өзлириниң чапанлирини, йәнә бирлири далаларда кәскән йешил шахларни йейитишқа башлиди.
9 Алдида һәм арқисида маңғанлар тохтимай: «Саңа ялвуримиз, қутқазғина! Йәһваниң исмини дәп маңғучи мубарәк болсун!
10 Әҗдадимиз Давутниң йеқинлишиватқан Падишалиғи мубарәк болсун! Әрштики Саңа ялвуримиз, уни қутқазғина!»— дәп вақирашти.
11 Әйса Йерусалимға келип, мәркизий ибадәтханиға кирди. У әтрапиға көз жүгәртти вә вақит кәч болғанлиқтин, у 12 шагирти билән Бәйтаниягә кәтти.
12 Әтиси Бәйтаниядин чиққанда униң қосиғи ачти.
13 Жирақтин йопурмақлири бар әнҗирни байқап, у униңда мевә бармекин дәп, униң йениға барди. Бирақ йеқинлашқанда, униңда йопурмақлардин башқа һечнәрсә тапалмиди, сәвәви техи әнҗир мевилирини жиғидиған вақит әмәс еди.
14 Шу чағда у әнҗиргә: «Әнди сениңдин һечким мевә йемигәй»,— деди. Шагиртлири буни аңлиди.
15 Андин улар Йерусалимға йетип кәлди. Мәркизий ибадәтханиға кирип, у шу җайдин елим-сетим қиливатқанларни қоғлашқа башлиди. У пул алмаштурғучиларниң үстәллирини һәм кәптәрләрни сатқучиларниң бәлдиңлирини өрүп ташлиди
16 вә һечкимгә һечнәрсини мәркизий ибадәтхана арқилиқ елип өтүшкә рухсәт қилмиди.
17 У шундақла хәлиққә тәлим берип: «Муқәддәс Язмиларда: “Мениң өйүмни барлиқ хәлиқләр үчүн дуа өйи дәп атайду”, дейилмигәнму? Силәр болсаңлар уни қарақчиларниң маканиға айландурупсиләр»,— деди.
18 Буни чоң роһанийлар һәм Тәврат устазлири аңлиди вә Әйсани өлтүрүшниң пурситини издәшкә башлиди. Улар униңдин қорқушатти, чүнки барлиқ хәлиқ униң тәлиматиға һәйран болушуп кизиқатти.
19 Кәчқурунлуғи улар, адәттикидәк, шәһәрдин чиқип кәтти.
20 Әтиси таң сәһәрдә әнҗирниң йенидин өтүветип, униң һәтта йилтизиғичә қуруп кәткәнлигини көрди.
21 Шуниң билән Петрус есиға елип, Әйсаға: «Һәй Устаз, қариғина! Сән қарғиған әнҗир қуруп кетипту»,— деди.
22 Әйса җававән: «Худаға етиқатиңлар болсун.
23 Силәргә һәқни ейтиватимәнки, әгәр кимду-ким мону таққа: “Қозғилип, деңизға ташлан”, дәп ейтқиниға жүригидә гуман қилмай ишәнсә, шундақ болиду.
24 Шуңлашка силәргә ейтиватимәнки, немә тоғрисида сорисаңлар һәм дуа қилсаңлар, шуни алдим дәп ишиниңларки,— һәм у силәрдә болиду.
25 Вә силәр орнуңлардин туруп дуа қилғанда, асмандики Атаңлар силәрниң қилмишлириңларни кәчүрүши үчүн, силәрму башқиларға наразилиқлириңлар болса һәммисини кәчүрүңлар»,— деди.
26 *——
27 Буниңдин кейин улар яңливаштин Йерусалимға кәлди. У мәркизий ибадәтханида жүргәндә, униң қешиға чоң роһанийлар билән Тәврат устазлири һәм ақсақаллар келишип,
28 униңдин: «Қандақ һоқуқ билән сән бу ишларни қиливатисән? Һәм ким саңа бу һоқуқни бәрди?»— дәп сориди.
29 Әйса уларға: «Мәнму силәргә бир соал қояй. Әгәр җавап бәрсәңлар, мәнму силәргә буларни қандақ һоқуқ билән қиливатқанлиғимни ейтип беримән.
30 Йәһияниң чөмдүрүш һоқуқи асмандин болдиму яки адәмләрдинму? Ейтиңларчу маңа»,— деди.
31 Улар өз ара муназирә қилишип: «Әгәр “Асмандин”, десәк, у: “Немишкә униңға ишәнмидиңлар?” — дәйду.
32 Әгәр: “Адәмләрдин” десәкчу?...» Амма улар хәлиқтин қорқатти, чүнки барлиғи Йәһияни һәқиқий пәйғәмбәр дәп санатти.
33 Буниң билән улар Әйсаға: «Билмәймиз»,— деди. Әйса уларға җававән: «Ундақ болса, мәнму силәргә бу ишларни қандақ һоқуқ билән қиливатқинимни ейтмаймән»,— деди.
Изаһәтләр
^ Мт 17:21 қараң.