Марк 13:1—37
13 Әйса мәркизий ибадәтханидин чиқиватқанда, шагиртлириниң бирси униңға: «Устаз, қариғина, немә дегән ташлар һәм немә дегән имарәтләр!»— деди.
2 Әйса униңға: «Мону һашамәтлик имарәтләрни көрүватамсән? Бу җайда таш үстидә таш қалмайду һәммә нәрсә вәйран болиду»,— дәп җавап бәрди.
3 Әйса у йәрдин мәркизий ибадәтхана көрүнидиған Зәйтүн теғида олтарғанда, Петрус, Яқуп, Йоһан вә Әндәр башқилардин алаһидә:
4 «Бизгә ейтқина, бу қачан болиду вә буниң һәммисиниң аяқлишишида немә бәлгү болиду?»— дәп сорашти.
5 Шунда Әйса уларға: «Қараңлар, һечким силәрни аздурмисун.
6 Нурғунлири мениң исмим астида келип: “Бу мән”, дәп көплирини аздуриду.
7 Һәм һәрхил җайларда йүз беридиған урушлар тоғрилиқ аңлиғанда, чөчүмәңлар. Буниң һәммиси йүз бериши керәк, лекин бу техи ахир әмәс.
8 Хәлиқ хәлиқкә, падишалиқ падишалиққа қарши көтүрилиду, бир җайдин кейин йәнә бир җайда йәр тәврәшләр һәм ачарчилиқ болиду. Бу азаплинишниң башлиниши.
9 Силәр болсаңлар, өзәңларға пәхәс болуңлар. Мән үчүн силәрни йәрлик сотларға тапшуриду, ибадәтханиларда уриду вә уларға гувалиқ болуши үчүн һөкүмранлар вә падишалар алдиға турғузиду.
10 Авал барлиқ хәлиқләрдә хуш хәвәр вәзә қилиниши лазим.
11 Силәрни сотқа апарғанда, немә ейтишиңлар тоғрисида алдин-ала әнсиримәңлар. Шу пәйттә немә берилгән болса, шуни дәңлар, чүнки силәр әмәс, муқәддәс роһ сөзләйду.
12 Қериндаш қериндашни, ата балисини өлүмгә тутуп бериду. Пәрзәнтләр ата-аниларға қарши чиқип, уларни өлүмгә тутуп бериду
13 һәм барлиғи мениң исмим үчүн силәрни өч көрүдиған болиду. Лекин ким ахирғичә бәрдашлиқ бәрсә, шу қутқузулиду.
14 Вәйранчилиқ әкелидиған жиркиничлик нәрсә турмайдиған җайда болғанда (оқурмән мәнасини чүшәнсун), шу вақитта Йәһудийәдикиләр таққа қачсун.
15 Өйниң өгүзидә турған киши бир нәрсә елиш үчүн чүшүп, өйгә кирмисун.
16 Һәм етизда болған киши сиртқи кийимини елишқа кәйнигә қайтмисун.
17 Шу күнләрдә һамилдар вә емитидиған аялларниң һалиға вай!
18 Дуа қилиңларки, бу нәрсиләр қишта болмисун,
19 чүнки бу күнләр, Худа яратқандин башлап шу вақитқичә һечқачан болмиған һәм башқа болмайдиған апәтниң күнлири болиду.
20 Һәм әгәр Йәһва шу күнләрни қисқартмиған болса, һечким қутулалматти. Амма Өзи таллиғанлар үчүн, У шу күнләрни қисқартиду.
21 Әгәр шу вақитта бирси силәргә: “Мәсиһ мошу йәрдә!” яки “У әву йәрдә!”— десә, ишәнмәңлар,
22 чүнки сахта мәсиһләр һәм сахта пәйғәмбәрләр пәйда болушиду, улар, мүмкин болса, талланғанларниму чәтнитиш үчүн карамәтләрни вә мөҗүзиләрни көрситиду.
23 Силәр һошияр болуңлар. Мән силәрни алдин-ала һәммә нәрсә һәққидә агаһландурдум.
24 Шу күнләрдә, шу апәттин кейин, қуяш қараңғулушуп кетиду һәм ай йоруқлуқ бәрмәйду,
25 юлтузлар асмандин чүшүп кетиду вә асмандики күчләр силкиниду.
26 Шу чағда булутларда улуқ күч-қүдрәт һәм шөһрәт билән келиватқан инсан Оғлини көриду.
27 У пәриштиләрни әвәтип, өзиниң таллиғанлирини төрт шамалдин, йәрниң четидин асманниң четиғичә жиғивалиду.
28 Мисал ретидә әнҗирни елиңлар. Униң шахлири юмшиғанда вә уларда йопурмақлар чиққанда, силәр яз йеқинлашқанлиғини билисиләр.
29 Шундақла буниң һәммиси йүз бәргәндә, билиңларки, у йеқин, ишик алдида туриду.
30 Силәргә һәқни ейтиватимән: буниң һәммиси әмәлгә ашмай, бу әвлат йоқалмайду.
31 Асман вә йәр-зимин йоқилиду, амма мениң сөзлирим қалиду.
32 У күнни яки саатни һечким билмәйду: йә асмандики пәриштиләр, йә Оғли, лекин буни пәқәт Атам билиду.
33 Қараңлар, һошияр болуңлар, чүнки бәлгүләнгән вақит-саатниң келишини билмәйсиләр.
34 Бу башқа дөләткә кетиватқан бир адәмниң вәзийитигә охшайду. У қуллириниң һәрқайсиға тапшуруқ берип, өйини шулар нәзәритигә өткүзүп, дәрвазичиға һошияр болушни җекиләпту.
35 Демәк, һошияр болуңлар, чүнки өй егисиниң қачан қайтип келишини билмәйсиләр: кәчқурунму, түн йеримидиму, ғоразлар қичқарғандиму яки таң сәһәрдиму.
36 У туюқсиз қайтип келип, силәрни ухлиған һаләттә көрмисун.
37 Силәргә ейтиватқинимни, барлиғиға ейтимән: һошияр болуңлар»,— деди.