Марк 14:1—72

14  Қутқузулуш мәйрими вә петир нанлар мәйримигичә икки күн қалған еди. Чоң роһанийлар һәм Тәврат устазлири уни қувлуқ билән өлтүрүш үчүн пурсәт издиди,  лекин: «Хәлиқ арисида наразилиқ болмиши үчүн, бу ишни мәйрәмдә қилмайли»,— дейишти.  У Бәйтаниядә мохо дәп атилидиған Симун исимлиқ кишиниң өйидә янпашлинип тамақланғанда, гәнч қутисида қиммәт баһалиқ хушпурақлиқ таза сумбул мейи бар бир аял кәлди. У қутини ечип, Әйсаниң бешиға майни қуюшқа башлиди.  Бәзилири аччиқлинип өз ара: «Хушпурақлиқ майниң мундақ исрапчилиғиниң немә кериги бар?  Уни 300 динардинму артуғирақ сетишқа һәм гадайларға тарқитишқа болаттиғу!»— дәп сөзләшти. Улар аялға бәк нарази еди.  Лекин Әйса: «Униңға тегишмәңлар. Немишкә уни хиҗаләт қиливатисиләр? У мениң үчүн яхши иш қилди.  Чүнки гадайлар дайим силәр билән болиду, вә халиған вақтиңларда уларға яхшилиқ қилалайсиләр, һә мән болсам, силәр билән дайим болмаймән.  У қолидин кәлгинини қилди: дәпин қилинишим алдида у мениң тенимни алдин-ала хушпурақлиқ май билән сүркәп қойди.  Силәргә һәқни ейтиватимәнки: пүткүл дуния бойичә қәйәрдә хуш хәвәр вәзә қилинмисун, бу аялниң хатирисигә қилған иши һәққидиму ейтилиду»,— деди. 10  Шу вақитта Йәһуда Ишқарийот, 12ниң бири, уни сетиветиш үчүн чоң роһанийларға барди. 11  Буни аңлап, улар хошал болушти һәм униңға күмүч тәңгиләрни беришкә вәдә қилди. Һәм у сатқунлуққа қолайлиқ пурсәтни издиди. 12  Петир нанлар мәйриминиң биринчи күни, адәт бойичә Қутқузулуш мәйримигә беғишланған қурванлиқни қиливатқанда, шагиртлар Әйсадин: «Саңа Қутқузулуш мәйриминиң тамиғини тәйярлаш үчүн қәйәргә барайли?»— дәп сориди. 13  Шу чағда у икки шагиртини әвәтип: «Шәһәргә бериңлар. У йәрдә силәр сапал козида су әкетип барған адәмни учритисиләр. Шуниң кәйнидин меңиңлар 14  вә у киргән өйниң егисигә: “Устаз: “Шагиртлирим билән Қутқузулуш мәйриминиң тамиғини йәйдиған меһманлиқ бөлмә қайси җайда тәйярланди?”— дәп сораватиду”, дәңлар. 15  У силәргә һәммә һаҗәтлик нәрсиләр бар үстүнки йоған бөлмини көрситиду, шу йәрдә биз үчүн барлиғини тәйярлаңлар»,— деди. 16  Униң шагиртлири шәһәргә барди һәм у дегинидәк, барлиқ нәрсә шундақ болди. Улар Қутқузулуш мәйримини мәйрәмәш үчүн һәммә нәрсини тәйярлиди. 17  Кәч киргәндә, у шу йәргә 12 шагирти билән кәлди. 18  Һәм улар тамақлинишқа үстәлниң өп-чөрисидә янпашлиғанда, Әйса: «Силәргә һәқни ейтиватимән: мениң билән тамақлиниватқан силәрниң араңлардин бирси мени сетиветиду»,— деди. 19  Улар хапа болуп, биридин кейин бири униңдин: «Мән әмәсқу, һә?»— дәп сорашти. 20  У уларға: «Бу мениң билән биллә бир парчә нанни тәхсигә чилаватқан 12ниң бирсидур. 21  Шундақ екән, инсан Оғли униң тоғрисида Муқәддәс Язмиларда йезилғандәк, кетип бариду, амма инсан Оғлиға сатқунлуқ қиливатқан кишиниң һалиға вай! У адәмниң туғулмиғини яхширақ болатти»,— деди. 22  Улар тамақ йәватқанда, у нанни елип, шүкүр ейтип, ушттидә вә уларға берип: «Елиңлар, бу мениң тенимни билдүриду»,— деди. 23  Андин у бир қәдәһни елип, Худаға шүкүр ейтти вә уларға бәрди, һәммиси униңдин ичти. 24  У уларға: «Бу көплири үчүн төкүлидиған мениң “келишим қенимни” билдүриду. 25  Силәргә һәқни ейтиватимәнки, Худа Падишилиғида йеңи шарапни ичиш күнигичә үзүм ғолиниң мевиси — шарапни башқа ичмәймән»,— деди. 26  Ахирида улар мәдһийә нахшилирини ейтип, Зәйтун теғиға қарап кәтти. 27  Андин Әйса уларға: «Барлиғиңлар путликашаң болисиләр, чүнки Муқәддәс Язмиларда: “Қойчини уҗуқтуримән һәм қойлири қечип кетиду”, дәп йезилған. 28  Амма мән тирилгәндә, силәрдин авал Җәлилийәгә баримән»,— деди. 29  Петрус униңға: «Һәтта һәммиси путликашаң болсиму, мән путлашмаймән»,— деди. 30  Әйса җававән: «Саңа һәқни ейтиватимән: бүгүнла, мошу түндә, ғораз икки рәт қичқарғичә, сән мәндин үч қетим танисән»,— деди. 31  Лекин Петрус техиму қизип: «Һәтта маңа сениң билән биллә өлүшкә тоғра кәлсиму, мән һечқачан сәндин танмаймән»,— деди. Қалған шагиртларму шундақла дейишти. 32  Кейин улар Гетсиманә дәп атилидиған җайға кәлди вә у шагиртлириға: «Мән дуа қилғичә, мошу җайда олтирип туруңлар»,— деди. 33  Буни ейтип, у өзи билән Петрусни, Яқупни һәм Йоһанни елип нери кәтти. Уни қаттиқ қорқунуч билән күчлүк әндишә басти. 34  Шу чағда у уларға: «Мән өлгидәк чоңқур қайғурушта. Мошу йәрдә қелип, һошияр болуңлар»,— деди. 35  Кичиккинә нери берип, у тизлинип, әгәр мүмкин болса, мошу вақит-саатниң бешиға кәлмәслиги һәққидә дуа қилди. 36  У мундақ деди: «Абба*, Атам, Сән үчүн һәммә нәрсә мүмкин. Бу қәдәһни мәндин нери қилғайсән. Бирақ мән халиғанчә әмәс, бәлки Сән халиғандәк болсун». 37  Андин у шагиртлириниң қешиға келип, уларниң ухлаватқинини көрди. Шунда у Петрусқа: «Симун, сән ухлаватамсән? Һәҗәпла сән бир саатму һошияр болалмапсәнғу? 38  Аздурулуп кәтмәс үчүн һошияр болуп, дуа қилиңлар. Роһ һошияр, бирақ тән аҗиздур»,— деди. 39  Шуниңдин кейин у йәнә нери берип, һелиқи сөзләрни қайтилап дуа қилди. 40  У яңливаштин қайтип келип, уларниң йәнә ухлаватқинини көрди, сәвәви уларниң көзлири илинип кәткән еди. Һәм улар униңға немә дейишини билмиди. 41  Андин у үчинчи қетим қайтип келип, уларға: «Мошундақ вақиттиму силәр ухлап, дәм еливатисиләр! Йетәр! Инсан Оғлиниң гунакарларниң қоллириға тапшурулидиған вақит кәлди. 42  Туруңлар, кәттуқ. Мени сатқучи йеқинлашти»,— деди. 43  У техи сөзләватқанда, 12ниң бирси Йәһуда һәм униң билән чоң роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар әвәткән, қиличлар һәм тохмақлар билән қуралланған, нурғунлиған кишиләр кәлди. 44  Сатқун уларға: «Мән берип кимни сөйсәм, у шу киши. Уни тутуп, ишәшлик күзәт астида елип кетиңлар»,— дәп бәлгү бериш һәққидә келишкәнди. 45  У удул Әйсаға келип: «Устаз!»— дәп, уни интайин назук сөйди. 46  Шу мәзгилдә Әйсани тутуп, күзәт астиға алди. 47  Лекин йенида турған бирси қиличини чиқирип, баш роһанийниң қулиниң қулиғини чепивәтти. 48  Шу чағда Әйса топқа: «Мени тутуш үчүн неманчивала қилич-тохмақлар билән чиқтиңлар, мән қарақчи едимму? 49  Мәркизий ибадәтханида мән күндин-күнгә силәр билән болуп, силәргә тәлим бәргәндә мени тутмидиңлар. Шундақ болсиму, Муқәддәс Язмилар орунлиниши үчүн, буниң һәммиси йүз бериватиду»,— деди. 50  Шу вақитта барлиқ шагиртлар уни ташлап, қечип кәтти. 51  Униң кәйнидин ялиңач тениға әң есил зиғирдин кийим артқан пәқәт бир яш жигит маңди. Уни тутувелишқа урунди, 52  лекин у кийимини ташлап, ялиңач қечип кәтти. 53  Әйсани баш роһанийниң алдиға апарди. У җайда барлиқ чоң роһанийлар, ақсақаллар һәм Тәврат устазлири жиғилип турупту. 54  Петрус болса бирмунчә арилиқ сақлап, баш роһанийниң һойлисиғичә барди. У йәрдә хизмәткарлар билән биргә ярқин гүлхан алдида олтирип иссинди. 55  Бу арида Әйсани өлүмгә мәһкүм қилиш үчүн, чоң роһанийлар вә барлиқ Алий кеңәш униңға қарши гувалиқларни издисиму, тапалмиди. 56  Көплигән сахта гувачилар қарши сөзлисиму, уларниң гувалиқлири бир-биригә маслашматти. 57  Бәзилири униңға қарши мундақ дәп, сахта гуваларни бәрди: 58  «Биз униң: “Мән инсанлар қоли билән селинған мошу мәркизий ибадәтханини бузуп, үч күн ичидә инсанларниң қоли тәгмигән башқа мәркизий ибадәтханини салимән», дегинини аңлидуқ”». 59  Амма бу һәққидики гуваларму бир-биригә мас кәлмәтти. 60  Ахирида баш роһаний орнидин туруп, Әйсадин: «Сән һечқандақ җавап қайтурмайсәнғу? Аңлаватамсән, улар саңа қарши қандақ гуваларни бериватиду?»— дәп сориди. 61  Бирақ Әйса җим туруп, һечқандақ җавап бәрмиди. Баш роһаний йәнә униңдин: «Мубарәк Худаниң Оғли — Мәсиһмусән?»— дәп сориди. 62  Шунда Әйса җававән: «Һә, мән. Силәр Һәммигә Қадирниң оң тәрипидә олтарған вә асман булутлири билән келиватқан инсан Оғлини көрисиләр»,— деди. 63  Шу чағда баш роһаний кийимини жиртип: «Бизгә башқа гувачиларниң немә кериги бар? 64  Силәр Худани һақарәтләйдиған күпүрлүк сөзләрни аңлидиңлар. Немә дәп ойлайсиләр?»— деди. Һәм уларниң һәммиси Әйсани әйиплигәч, у өлүмгә лайиқ дәп қарар чиқарди. 65  Шу чағда бәзилири униңға түкәрди, үзини йепип, муштумлиғач мундақ деди: «Пәйғәмбәр екәнлигиңни бизгә дәлиллә, ким сени урғанлиғини ейтип бәр!» Һөкүм иҗрачилириму уни качатлириға урғач, әкәтти. 66  Шу вақитта Петрус төвәндә һойлида еди, вә шу йәргә баш роһанийниң аял хизмәткарлиридин бири кәлди. 67  Отниң йенида иссиниватқан Петрусни көрүп, у униңға синчилап қарап: «Сәнму әву насирәлик Әйса билән биллә болған»,— деди. 68  Бирақ у буни инкар қилип: «Мән уни тонумаймән, сениң немә дәватқиниңни чүшәнмәйватимән»,— дедидә, ташқи һойлиға чиқип кәтти. 69  Шу йәрдә бир хизмәткар аял уни көрүп қелип, уму йенида турғанларға: «Бу уларниң бирси»,— деди. 70  У йәнә буни рәт қилди. Бираз вақит өткәндин кейин йенида турған кишиләр Петрусқа: «Сән нәқ шуларниң бирси, чүнки сән Җәлилийәдинғу»,— дейишти. 71  Лекин у өзини қарғап һәм қәсәм ичип: «Силәр дәватқан кишини мән тонумаймән»,— деди. 72  Дәл шу чағда ғораз иккинчи қетим қичқарди. Петрус Әйсаниң униңға: «Ғораз икки қетим қичқарғичә, сән мениңдин үч қетим танисән», дегән сөзлирини әскә елип, чидимай жиғлавәтти.

Изаһәтләр

Арамий тилида «атам» дегәнни билдүриду.