Марк 4:1—41

4  Әйса деңиз бойида йәнә адәмләргә тәлим беришкә башлиди. Униң алдиға интайин нурғун халайиқ жиғилди, шуңлашқа у қолваққа олтирип, қирғақтин сәл нерарақ үзди, пүткүл хәлиқ болса деңиз бойида турушти.  У мисаллардин пайдилинип, уларни көп нәрсиләргә үгәтти. Үгәткәч, у мундақ деди:  «Қулақ селиңлар, уруқ тәргүчи етизға чиқипту.  У уруқ сепиватқанда, бәзи уруқлар йолниң бойиға чүшүпту. Қушлар учуп келип, уларни йәветипту.  Бәзилири тописи кам ташлиқ йәргә чүшүпту, у йәрдә топа қелин болмиғанлиқтин, дәрру үнүп чиқипту.  Лекин күн чиққанда, уларниң шуңлирини көйдүрүпту вә уларниң йилтизи болмиғанлиқтин, улар қуруп кетипту.  Бәзилири тикән өсүмлүкләр арисиға чүшүпту. Тикән өсүп, уларни бесивапту, шундақ қилип улар һосул бәрмәпту.  Бәзилири болса яхши йәргә чүшүпту вә көтүрүлгәч һәм өскәч мевә елип кәпту. Уларниң бирлири тәргәнгә қариғанда 30 һәссә, йәнә бирлири 60 һәссә, башқилири 100 һәссә артуқ һосул берипту.—  Андин у қошумчә: «Аңлайдиған қулиғи бар киши, аңлисун»,— деди. 10  У ялғуз қалғанда, 12 шагирти билән биллә йенида болғанлар мошу тәмсил һәққидә сорашти. 11  У уларға мундақ деди: «Силәргә Худа Падишалиғиниң муқәддәс сирини чүшиниш берилгән, қалғанлири үчүн бу пәқәт мисаллардур, 12  чүнки улар қариғанлар қарисун һәм көрмисун вә тиңшиғанлар тиңшисун һәм мәнасиға чөкмисун, вә һечқачан қайтип кәлмисун һәм уларға кәчүрүм болмисун». 13  Андин у уларға: «Әгәр силәр бу тәмсилни чүшәнмисәңлар, қалғанлирини қандақму чүшинәләйсиләр? 14  Уруқ чачқучи сөзни териду. 15  Мана булар, сөз терилгәндә, йол бойиға чүшкәнләр. Улар сөзни аңлиғандила, Шәйтан келип уларда терилған сөзни елип кетиду. 16  Шуларға охшашла ташлиқ җайларға терилгәнләр: улар сөзни аңлиғанда, хошаллиқ билән уни қобул қилиду. 17  Бирақ улар бирмунчә вақит қалсиму, улар өзидә йилтиз чиқармиғанлар. Кейин сөз үчүн балаю-апәтләр яки тәқипләр башланғанда, улар путликашаңлиққа учрайду. 18  Тикәнлик өсүмлүкләр арисида терилип қалған башқиларму бар. Улар сөзни аңлиғанлар, 19  лекин мошу дунияниң ғәм-тәшвишлири, алдамчи байлиқ һәм башқиму нәрсиләрни халиши қәлбигә бесип кирип сөзни боғуветидудә һәм уруқ мевисиз болиду. 20  Ахирида, яхши йәргә терилди дегәнләр, сөзни тиңшайдиған вә уни хуш қобул қилидиған, вә 30, 60 һәм 100 һәссә көпирәк мевиләрни елип келидиғанлардур»,— деди. 21  У давамлаштуруп: «Шамни өлчәм қачиниң яки каривәтниң астиға қоюш үчүн әкеләмду? Уни шамдан үстигә қоюшқа әкәлмәмду? 22  Чүнки йошурулған һәммә нәрсә, пәқәт ахирида ашкарә болуши үчүнла йошурулиду һәм тиқилған һәммә нәрсә, пәқәт ахирида очуқ болуши үчүнла тиқилиду. 23  Аңлайдиған қулиғи бар киши, аңлисун»,— деди. 24  Кейин у уларға: «Аңлиғанлириңларға диққәтлик болуңлар. Қандақ өлчәм билән өлчисәңлар, силәргиму шундақ өлчиниду, вә һәтта қошулиду. 25  Кимдә бар болса, техиму көпирәк берилиду, һә кимдә йоқ болса, униңдин һәтта бар болғиниму тартилип кетиду»,— деди. 26  У давамлаштуруп: «Худа Падишалиғи адәм йәргә уруқ чачқиниға охшайду. 27  У кечиси ухлайду, күндүзи туриду, уруқ болса үниду һәм өсиду, бирақ адәм униң қандақ өсүдиғинини билмәйду. 28  Йәр өзи пәйдин-пәй мевә бериду: дәсләп көкни, кейин башақни һәм ахирида башақтики пишқан данни. 29  Амма дан пишқандила, адәм оғақни ишқа салиду, чүнки ома вақти кәлди»,— деди. 30  Андин у: «Худа Падишалиғини немигә охшитайли, яки қандақ мисалниң ярдими арқилиқ уни тәсвирләйли? 31  У қича уруғиға охшайду. Уни топиға чачқанда, йәр-зиминда болған барлиқ уруқлардин у әң кичиги, 32  лекин терилгәндин кейин, у қалған барлиқ бағдики өсүмлүкләрдин йоғирип шундақ шахарайдуки, һәтта униң сайисида асман қушлири угилайду»,— деди. 33  Әйса уларға нурғунлиған мошуниңдәк мисалларни кәлтүрүп, улар чүшинәлигидәк көләмдә ейтип берәтти. 34  Мисалларсиз улар билән сөзләшмәтти, бирақ өз шагиртлириға қалғанлардин хали җайда һәммә нәрсини чүшәндүрүп берәтти. 35  Шу күни кәчқурунлуғи у уларға: «Әву қирға үзәйли»,— деди. 36  Шунда улар хәлиқни маңғузуветип, дәрру уни қолваққа олтарғузди. Шу йәрдә башқиму қолвақлар бар еди. 37  Бир дәмдила наһайити қаттиқ боран чиқип кәтти вә долқунлар қолваққа урулуп, уни суға тоштурай деди. 38  У болса қолвақниң аяқ тәрипидә тәһийигә баш қоюп, ухлавататти. Шагиртлар: «Устаз, биз һалак болушниң алдида, һәҗәп чаттиғиң йоққу?»— дәп уни охатти. 39  У турдидә һәм боранни беқиндурди, деңизға: «Тохта! Теч бол!»— дәп буйриди. Шуниң билән боран тиничланди һәм толуқ җим-җитлиқ һөкүм сүрди. 40  У улардин: «Неманчила силәр шунчилик қорқуп кәттиңлар? Мошу кәмгичә силәрдә етиқат йоқму?»— дәп сориди. 41  Бирақ уларни күчлүк қорқунуч чирмавалди, вә улар бир-бирсигә: «Бу зади кимду? Һәтта боран һәм деңиз буниңға беқинидукәнғу?»— дейишти.

Изаһәтләр