Марк 9:1—50

9  Йәнә у уларға: «Силәргә һәқни ейтиватимән: бу йәрдә турғанларниң арисида шулар барки, улар өлмәй туруп, күч-қудритидә кәлгән Худаниң Падишалиғини көриду»,— деди.  Алтә күн өткәндин кейин Әйса пәқәт Петрус, Яқуп вә Йоһаннила елип, егиз бир таққа ачиқти. Шу җайда у уларниң көз алдида өзгирип кәтти  һәм униң кийими пақирақ ақ болди, шунчилик ақки, дуниядики һечбир кийим ақартқучи уни бундақ қилалматти.  Уларниң алдида Әйса билән сөзлишиватқан Илияс һәм Муса пәйғәмбәрләр пәйда болди.  Шу вақитта Петрус Әйсаға: «Устаз, бизгә бу йәрдә болуш қандақ яхши! Биз үч чедир ясайли: бири саңа, бири Муса пәйғәмбәргә һәм йәнә бири Илияс пәйғәмбәргә»,— деди.  Сәвәви Петрус көргинигә немә дейишни билмигән, чүнки улар қаттиқ қорқунучта еди.  Бир булут пәйда болуп уларни қаплиди һәм булуттин мундақ дегән аваз аңланди: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум. Уни тиңшаңлар».  Шуан улар қариса, йенида Әйсадин башқа һечкимни көрмиди.  Улар тағдин чүшүватқанда, Әйса уларға инсан Оғли өлүмдин тирилмигичә, һечкимгә көргәнлири һәққидә ейтмаслиқни буйриди. 10  Улар бу сөзни жүригигә қондурди, лекин өлүмдин тирилиш дегән немини билдүрүдиғанлиғини өз ара муһакимә қилишти. 11  Андин шагиртлар униңдин: «Немишкә Тәврат устазлири авал Илияс пәйғәмбәр келиши керәк дәйду?»— дәп сориди. 12  У уларға: «Һәқиқәтән, авал Илияс пәйғәмбәр келиду вә һәммини тикләйду. Амма, у чағда немишкә инсан Оғли көп азап-оқубәт чекип, шәрмәндичиликни тартиду дәп йезилған? 13  Силәргә ейтимәнки, Илияс келип болди вә униң тоғрисида йезилғинидәк, униң билән халиғинини қилишти»,— деди. 14  Улар қалған шагиртларға кәлгәндә, уларниң өп-чөригә топлишивалған адәмләрни һәм улар билән талаш-тартиш қиливатқан Тәврат устазлирини көрди. 15  Әйсани байқап, барлиқ хәлиқ һәйран болушти вә униң билән саламлишиш үчүн алдиға жүгриди. 16  Әйса улардин: «Улар билән немә һәққидә талишиватисиләр?»— дәп сориди. 17  Топтин бир киши җававән: «Устаз, мән сизгә оғлумни елип кәлдим, чүнки униңда уни кекәч қилип қойған роһ бар. 18  Қәйәрдә уни тутмисун, шу җайда йәргә ташлайду, вә униң ағзидин көвүк чиқип, чишлирини ғучурлитип, һошидин кетиду. Мән сизниң шагиртлириңизға у роһни қоғлап чиқириветишини сориведим, лекин улар қилалмиди»,— деди. 19  Әйса җававән уларға: «Һәй етиқати йоқ әвлат, мән силәр билән йәнә қанчилик болумән? Силәрни техи қанчилик чидаймән? Уни қешимға елип келиңлар»,— деди. 20  Балини униң алдиға әкәлди. Әйсани көрүп, роһ дәрһал балини тартиштурди һәм у йәргә жиқилип, домуланған пети ағзидин көвүк чиқарди. 21  Әйса атисидин: «Бу һаләт қанчә узақ болуду?»— дәп сориди. У җававән: «Кичигидин тартип. 22  Роһ өлтүрүш үчүн уни нәччә қетим һәм отқа, һәм суға ташлиди. Әгәр қолуңиздин кәлсә, бизгә ичиңиз ағрисунчу һәм ярдәм бериңа»,— деди. 23  Әйса униңға: «Сиз “әгәр қолуңиздин кәлсә”,— дәйсиз? Ишәнгәнгә һәммә нәрсә мүмкин»,— деди. 24  Балиниң атиси шу заман: «Мән ишинимән! Немидә етиқатим йетишмисә, ярдәм қилиңа маңа!»— дәп үндиди. 25  Әйса өз тәрәпкә нурғунлиған инсанларниң жүгригинини байқап, напак роһни әйипләп: «Кекәчликниң һәм паңлиқниң роһи, саңа буйримән: балидин чиқ вә униңға башқа кирмә»,— деди. 26  Җин чеқирап һәм балини тартиштуруп чиқип кәтти, бала болса өлүктәк йетип қалди, шуңлашқа кишиләрниң көпинчиси: «У өлди!»— дейишти. 27  Бирақ Әйса уни қолидин тутуп турғузуведи, у турди. 28  Әйса өйгә киргәндә, шагиртлири башқилардин хали җайда: «Немә үчүн биз уни қоғлалмидуқ?»— дәп униңдин сорашти. 29  У уларға: «Бундақ роһларни дуадин башқа һечнәрсә билән чиқиралмайсән»,— деди. 30  У йәрдин кетип, улар Җәлилийәдин өтти, лекин Әйса бу тоғрисида бирсиниң билгинини халимиди, 31  чүнки у шагиртлириға тәлим берип мундақ деди: «Инсан Оғли адәмләрниң қолиға берилиду һәм улар уни өлтүриду. Амма у өлтүрүлсиму, үч күндин кейин тирилиду». 32  Лекин улар униң сөзлирини чүшәнмәтти, бирақ сорашқиму әйминәтти. 33  Андин улар Кәпәрнаһум шәһиригә кәлди. Өйгә киргәндә, Әйса улардин: «Немә тоғрилиқ силәр йолда талаштиңлар?»— дәп сориди. 34  Улар җавап қайтурмиди, чүнки йол бойи улар бир-бирси билән ким бүйүк екәнлиги тоғрисида талашқан еди. 35  Шу чағда у олтардидә, йениға 12 шагиртини чақирип, уларға мундақ деди: «Ким биринчи болғуси кәлсә, араңларда әң ахирқиси, барлиғи үчүн чакар болуши лазим». 36  Униңдин кейин у кичик балини уларниң оттуриға қоюп, уни қучақлиғач: 37  «Ким мени дәп, мошундақ кичик балиларниң бирсини қобул қилса, мениму қобул қилған болиду; мени қобул қилған болса, пәқәт мени қобул қилғанла әмәс, бәлки мени Әвәткүчиниму қобул қилған болиду»,— деди. 38  Йоһан униңға: «Устаз, биз сениң исмиң билән җинларни һайдаватқан бир кишини көрдуқ һәм уни тохтатмақчи болдуқ, чүнки у биз билән биллә маңмайду»,— деди. 39  Лекин Әйса: «Уни тохтатмаңлар, чүнки мениң исмим билән қудрәтлик ишларни қиливатқан киши, шуниңдин кейин дәрру мени һақарәтлимәйду. 40  Сәвәви, бизгә қарши әмәсләр биз тәрәптур. 41  Һәм ким силәрни Мәсиһкә мәнсүп дәп, бир чинә су бәргән болса, силәргә һәқни ейтиватимән: у өз мукапитини жүтәрмәйду. 42  Ким маңа ишәнгән мошундақ әрзимәсләрдин биригә путликашаң теши болуп аздурса, бойниға түгмән тешини бағлап, деңизға ташланғини шу киши үчүн әвзәл болатти. 43  Әгәр қолуң сән үчүн путликашаң болуватса, уни чепип ташла. Икки қолуң билән җәһәннәмгә*, өчмәйдиған отқа, киргичә, чолақ болуп һаятқа киргиниң яхширақ. 44  *—— 45  Һәм әгәр путуң сән үчүн путликашаң болуватса, уни чепип ташла. Икки путуң билән җәһәннәмгә ташланғичә, чолақ болуп һаятқа киргиниң яхширақ. 46  *—— 47  Һәм әгәр көзүң сән үчүн путликашаң болуватса, уни оюп ташла. Икки көзүң билән җәһәннәмгә ташланғичә, бир көзүң билән Худа Падишалиғиға киргиниң яхширақ. 48  Җәһәннәмдә қурутлар өлмәйду һәм от өчмәйду. 49  Чүнки һәркимниң от билән тузлиниши лазим. 50  Туз убдан нәрсә, бирақ туз күчини йоқатса, униңға қандақ тәм берисән? Өзәңлардики тузни сақлаңлар һәм бир-бириңлар билән инақлиқта болуңлар»,— деди.

Изаһәтләр

Мт 5:22 қараң.
Мт 17:21 қараң.
Мт 17:21 қараң.