Мика 1:1—16
1 Йәһудия падишалири Йофам, Ахаз вә Хизқия дәвридә, Йәһва Худа Морешеттин болған Микайәгә берилгән хәвәр. Микайә уни Самарийә һәм Йерусалим һәққидә болған аянда алди.
2 «Барчә хәлиқләр, қулақ селиңлар!
Йәр-зимин һәм униңдики һәммә нәрсә, аңла!
Әң Алий Һөкүмран Йәһва силәргә қарши
Гувачиңлар болсун. Йәһва силәрни муқәддәс
ибадәтханисидин әйиплисун.
3 Мана, Йәһва Өз маканидин чиқти вә
У чүшкәч, йәр чоққилирини чәйлимәктә.
4 Тағлар Униң астида ерип кәтти вә вадилар
еқип кәтти. Улар сулар кәби ярлардин
чүшүп вә өрттин ерип кәткән шамдәк ақти.
5 Буниң һәммиси Яқупниң қилмиши вә Исраил
өйиниң гуналири үчүндур.
Ким Яқупниң исиянида әйипкар?
Самарийә әмәсму? Ким Йәһуданиң
бутханилирини ясиди? Йерусалим әмәсму?
6 Шуңа Мән Самарийәни харап догисиға,
үзүмзарлиқ орниға айландуримән,
униң ташлирини сайға ташлап,
асаслирини ялиңачландуримән.
7 Униң һәммәйлән һәйкәллири чеқилиду,
вә бузуқчилиқ үчүн төләнгән соғилири
көйдүрүлиду. Униң барлиқ бутлирини
Мән йоқитимән, чүнки у уларни
паһишивазлиғи билән тапқан еди.
Буниң һәммисини еливелип,
башқа бир паһишигә бериду».
8 Шуңлашқа мән бу тоғрилиқ налә ейтип
жиғлаймән, ялиңач һәм аяқкийимсиз
жүримән, чил бөридәк һувлаймән
вә төгәқуштәк иңраймән.
9 Чүнки униң ярилири сақайғусиз,
һәтта улар Йәһудағиму йетип барди.
Апәт хәлқимниң дәрвазилири,
Йерусалим шәһиригиму кәлди.
10 «Бу һәққидә Гатта елан қилмаңлар вә
һөкүрәп жиғлимаңлар. Бәйт-Апрада
өзәңларға топа чечиңлар.
11 Шатирниң турғунлири, ялиңач вә
шәрмәндидә тутқунға меңиңлар.
Заандин һечким чиқмиди.
Бәйт-Езәл қаттиқ жиға қилди,
лекин буму ярдәм қилалмайду.
12 Маротниң аһалиси яхши келәчәкни күткәнди,
амма Йерусалим дәрвазилириға
Йәһвадин бала-қаза кәлди.
13 Атлириңларни җәң һарвуларға четиңлар,
Лакишниң турғунлири! Силәрдин гуна дәсләп
Сион қизиға кәлгәнди, чүнки силәр Исраил
қилмишлирини өзәңларға сиңдүргән едиңлар.
14 Демәк, сән Морешет-Гатқа хошлишиш
соғилириңни әвәтисән.
Акзибниң өйлири Исраил
падишалириға садиқ болмиди.
15 Мән силәргә, Марәшаниң аһалиси,
мирасиңларға егә болудиғанни әкелимән.
У Исраил махтинидиған Адулламғичә бариду.
16 Башлириңларни сөйүмлүк пәрзәнтлириңларға
қайғуруп, қирип чүшириңлар. Таз бүркүтниң
тақиридәк өзәңларни тақир баш қилиңлар,
сәвәви балилириңларни силәрдин әкәтти».