Мика 2:1—13

2  «Орунлирида йетип, яманлиқни ойлап, мәккар нийәтләрни қуруватқанларниң һалиға вай! Улар әтигәнлиги ойлиғинини әмәлгә ашуриду, чүнки қолида күчи бардур.   Етизларни халиса — уларни тартивалиду, өйләрни халиса — ялғанчилиқни қоллинип, адәмни мүлкидин мәһрум қилип, униң мирасиға егә болувалиду.   Шуңлашқа Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән ушбу қәбилигә силәр қечип қутулалмайдиған яманлиқни әкелимән. Әнди бешиңларни егиз көтирип жүрәлмәйсиләр, чүнки бу қайғу-һәсрәтлик вақит болиду.   Мошу күндә силәр һәққидә бир тәмсил тоқулиду һәм аччиқ жиға-зар көтирилиду. Мундақ дәйсиләр: “Қақ-пакиз бизни талавәтти! У хәлқиниң несивини тартивелип, башқа бирлиригә беривәтти! Бизниң етизлиримизни Униңға хизмәт қилмиғанлар тапшурувалди”.   Шуңа Йәһваниң җәмийитидә зиминни ағамча билән өлчәп, уни бөлүп беридиған бирму киши тепилмайду.   “Җакалашни тохтитиңлар!— дәп улар вәз қиливатиду,— бизгә буни ейтмаңлар, чүнки биз шәрмәндигә һәргиз қалмаймиз!”   Яқупниң әвлади аталмишлар, немишкә силәр: “Йәһваниң роһи қисқирап кәттиму? У мундақ иш қиламду?”— дәйсиләр. Мениң сөзлирим дурус йол билән маңғанларға яхшилиқ беғишлайду.   Лекин бирмунчә вақиттин тартип, Мениң хәлқим өзини дүшминимдәк тутуватиду. Силәр өтүватқанлардин сиртқи кийими билән зебу-зенәтлириниму иза тартмай жулуватисиләр. Һәтта уруштин қайтқан әскәрниң олҗисини булаватисиләр.   Силәр хәлқимниң аяллирини тәсәлли тапидиған маканлиридин қоғлидиңлар, уларниң кичик балилирини мирасидин мәһрум қилдиңлар.  10  Туруңлар һәм кетиңлар! Әнди бу йәр силәр үчүн арамлиқ орни болмайду. Напаклиғиңлардин вәйранчилиқ һәм дәһшәтлик уҗуқтуруш келиду.  11  Әгәр қандақту-бир қуруқ сөзмәл яки алдамчи силәргә: “Мән шарап һәм башқа һарақ ичимликлири тоғрилиқ вәз қилимән”,— десә, бундақ вәзичи ушбу хәлиқниң көңлидин чиқатти.  12  Мән җәзмән пүткүл сени, Яқуп, жиғимән, шундақла аман қалған Исраилниң қалдуғини бирләштүримән. Мән уларни қойларни қораға жиққандәк вә яйлақтики падини бирләштүргәндәк биргә қилимән. Шу җайда инсанларниң көпчилигидин ваң-чуң аңлиниду”.  13  Уларниң алдида тамни яридиған бири маңиду, у барлиқ тосқунларни бузуветиду, шуниң билән улар төшүкләрдин өтүп, дәрвазилар арқилиқ кирип-чиқиду. Алдида падишайи маңиду вә уларниң бешида Йәһва Өзи болиду».

Изаһәтләр