Мика 3:1—12
3 Мән мундақ дедим: «Мәрһәмәт, Яқупниң
башчилири вә Исраил өйиниң сотчилири,
аңлаңлара! Ким, силәр болмисаңлар,
адаләтликни пәриқ қилиши лазим?
2 Силәр болсаңлар, яхшилиқни өч көрисиләр
вә яманлиқни яхши көрисиләр.
Мениң хәлқимдин терисини шилип,
гөшини сүйәклиридин аҗритиватисиләр.
3 Хәлқимниң етини йәп, терисини жулуп,
устиханлирини парчилаватисиләр,
кишиләрни қазанға салидиған гөштәк
бөлүватисиләр.
4 Шу вақитта силәр Йәһвани ярдәмгә чақирисиләр,
амма У силәргә җавап бәрмәйду.
У силәрдин йүзини өрүп, Өзини йошуриду,
чүнки силәрниң әмәллириңлар бәк вәһши.
5 Йәһва Тәңри хәлқимни йолдин чиқириватқан,
ағзида йемәклик барларға течлиқни җакалап,
ағзиға һечнәрсә салмиғанларға уруш елан
қиливатқан пәйғәмбәрләр тоғрилиқ
мундақ дәйду:
6 “Силәр үчүн түн башлиниду — һечбир
вәһий-көрүнүш берилмәйду, зулмәт
силәрни басиду — һечқандақ агаһландуруш
аңлитилмайду. Ушбу пәйғәмбәрләр
үстидин қуяш чиқмайду вә улар
үчүн күн қараңғулушиду.
7 Данишмәнләр уятта қалиду вә алдин-ала
ейтқучилар шәрмәндә болиду!
Уларниң барлиғи ағзини япиду, сәвәви,
Худадин уларға җавап қайтурулмайду”».
8 Мән болсам, күчкә, Йәһваниң роһиға, толдум
һәм мән Яқупқа униң қилмиши һәм
Исраилға униң исияни тоғрисида ейтишқа
пәм-парасәткә вә қәйсәрликкә толдум.
9 Мәрһәмәт, монуни, Яқуп өйиниң башчилири
вә Исраил өйиниң сотчилири, тиңшаңлар!
Силәр, адаләтликтин нәпрәтлинидиғанлар вә
барлиқ тоғра нәрсини бурмилайдиғанлар,
10 Сионни қанда қуруватқанлар вә Йерусалимни
наһәқликтә бәрпа қиливатқанлар.
11 Униң башчилири пара елип, һөкүм чиқириду
вә роһанийлири пулға үгитиду, пәйғәмбәрлири
күмүчкә бәшарәтлик ейтиду. Улар мошу сесиқ
ишларни бәҗирип, техи Йәһваниң
қоллап-қувәтлишигә ишиниду: «Биз билән Йәһва!
Бизни һечбир апәт қорқатмайду»,— дейишиду.
12 Шуңлашқа силәрниң касапитиңлардин Сион
етизлиқтәк һайдилиду, Йерусалим болса,
харабилиққа айлиниду, Худаниң өйи турған
тағ орманлиқ болуп кетиду.