Мика 4:1—13

4  Ахирқи күнләрдә Йәһваниң ибадәтханиси туридиған тағ башқа барлиқ тағлардин йүксилиду вә өзи мәккәм туриду. У дөңләрдин егиз көтирилиду һәм униңға һәммә хәлиқләр бариду.   Нурғунлиған хәлиқләр келип: «Йәһваниң теғиға чиқайли вә Яқуп Худайиниң өйигә барайли. У бизни Өз йоллириға үгитиду һәм биз Униң йоллири билән жүримиз»,— дәйду. Чүнки Сиондин қанун-нәсиһәт чиқиду вә Йәһваниң сөзи — Йерусалимдин.   У көплигән хәлиқләрни сотлайду вә жирақтики күчлүк хәлиқләрниң өз ара келишмәсликлирини йешиду. Улар өз қиличлиридин соқиларни вә нәйзилиридин оғақларни ясайду. Халайиқ халайиққа қилич көтәрмәйду һәм әнди урушушқа үгәнмәйду.   Һәрқайси өзиниң үзүмзарлиғи вә әнҗири астида олтириду һәм һечким уларни қорқатмайду, чүнки Йәһва Сәрдарниң еғизлири буни ейтти.   Барлиқ хәлиқләр өз худалириға хизмәт қилиду, һә, биз болсақ, Тәңримиз Йәһваниң намиға мәңгү хизмәт қилимиз.   «Ушбу күндә,— дәйду Йәһва,— Мән асқаватқан хәлиқни жиғимән, ким билән қәтъий иш тутқандим вә улар тарап кәткәнди, мана, шуларни бирләштуримән.   Мән шуңдақ иш қилимәнки, токулаватқанлар аман қелип, чечилип кәткәнләр қудрәтлик хәлиқ болиду. Йәһва уларниң үстидин Сион теғида мәзкүр дәвирдин тартип әбәдий һөкүмранлиқ қилиду.   Саңа, падиниң күзәт мунариси, Сион қизиниң дөңи, чоқум авалқи һакимийәт қайтиду. У болса, Йерусалим қизиға мәнсүп падишалиқтур.   Немидин сән шунчә қаттиқ товлайсән? Сениңда падиша йоқму? Яки сениң мәслиһәтчиң һалак болуп, сени туғуттики аял кәби азап-ағриқ туттиму?  10  Сион қизи, туғуттики аялдәк азаплан һәм қийналғин, сәвәви, сән шәһәрдин чиқип, әнди далада яшайсән. Сән һәтта Бабилғичә барисән һәм шу йәрдә қутқузулисән. Әшу җайда Йәһва сени дүшмәнлириңниң қоллиридин сетивалиду.  11  Һазирчә саңа қарши бүйүк хәлиқләр жиғилип: “У дәпсәндә қилинсун! Көзлиримиз Сионниң вәйранчилиғини көрсун!”— дәйду.  12  Лекин улар Йәһваниң ойлирини билмәйду вә Униң нийитини чүшәнмәйду. У уларни хаманға бағларни жиққандәк жиғиду.  13  Тур һәм данни янчиғин, Сион қизи, чүнки Мән мүңгүзлириңни төмүрдин вә туяқлириңни мистин ясидим. Сән нурғун хәлиқләрни топиға айландурисән, улардин алған олҗиларни Йәһваға берисән. Уларниң байлиқлирини пүткүл йәр-зиминниң һәқиқий Пәрвәрдигариға беғишлайсән».

Изаһәтләр