Мика 5:1—15
5 «Әнди, қошунлар, қураллиниңлар!
Улар өзлиригә җараһәтләрни йәткүзүватиду,
дүшмән бизни қоршавға алди.
Исраилниң сотчисини таяқ
билән үзигә уруватиду.
2 Сән, Бәйтләһәм Ефрата, Йәһудияда
миңлиғанларниң ичидә шәһәр болуп
атилишқа бәк кичиксән. Лекин сениңдин
Исраилниң Һакимдари болушқа тегиш
бирси чиқиду вә униң келип чиқиши
баштин, қедимий замандиндур.
3 Шуңлашқа У уларни аялниң туғутиғичә
қалдуруп қойиду. Униң қалған бурадәрлири
Исраил оғуллириға қайтип келиду.
4 У көтирилип, Йәһваниң күчидә уларни
отлитиду, өз Рәбби Йәһваниң улуқ
исми билән бақиду. Улар бехәтәрликтә
яшайду, чүнки униң һоқуқи йәр-зиминниң
четигичә тарилиду.
5 У аватлиқ билән течлиқ орнитиду.
Әгәр Ассур дияримизға бесип кирсә
вә қорғанлиримизни бузса, биз уларға
қарши йәттә падичини вә сәккиз бәгни
тикләп қойимиз.
6 Улар Ассур йерини вә Нимродниң вәтининиң
чегарилирини қилич билән бақиду.
Улар бизниң дияримизға қәдәм басқанда
вә бизниң егиликлиримизни
чәйлигәндә у шуңдақ қилип,
бизни ассурлиқлардин қутулдуриду.
7 Яқупниң хәлиқләр ичидә қалған әвлади
Йәһвадин болған шәбнәмдәк, кокатқа
төкүлгән ямғурдәк болиду. Улар инсанға
бағлиқ вә кишиләргә беқинишлиқ болмайду.
8 Яқупниң нурғун халайиқлар арисидики
қалған әвлатлири қәбилиләрниң ичидә шир
җаңгал һайванлири арисида қандақ болса
вә яш йолвас қой отарлири арисида
қандақ болса, уларму шундақ болиду.
Улар һуҗум қилип парчилиғанда,
һечким улардин қутулдуралмайду.
9 Сениң қолуң дүшмәнләргә көтирилиниду
һәм барчә рәқиплириң уҗуқтурулиду».
10 «Мошу күндә,— дәйду Йәһва,—
Мән сениңдики бар атларни йоқ қилип,
җәң һарвулириңни сундуруп ташлаймән,
11 Зиминиңдики шәһәрлириңни қирип,
мустәһкәм қәлъәлириңни бузуветимән.
12 Мән сениңда мәвҗут җодигәрликни
томури билән жулумән һәм башқа
сәндә сехирчилар болмайду.
13 Мән бутлириң, түврүклириң билән
һәйкәллириңни чеқиветимән, сән әнди
қоллириң ясиған нәрсиләргә чоқунмайсән.
14 Мән сениң хасийәтлик түврүклириңни
өрүп, шәһәрлириңни йәксән қилимән.
15 Ғәзәп һәм қәһримдә Мән Мени аңлимиған
хәлиқләрдин интиқам алимән!»