Мика 6:1—16

6  Өтүнимән, тиңшаңлара, Йәһва немә дәватиду. Туруңлара, ечилған сотта тағларниң алдида өз һимайәңларға үн қетиңлар вә дөңләр авазиңларни аңлисун.   Тағлар, Йәһва Худаниң давасини аңлаңлар вә йәр-зиминниң бузулмас асаслири, буниңға қулақ селиңлар! Чүнки Йәһва Өз хәлқи билән сотлишип, Исраилға қарши әйип қоюватиду:   «Хәлқим, Мән саңа немә қилдим? Немә билән Мән сени еғирлаштурдим? Кәл, Маңа қарши гувалиқ бәр.   Мән сени Мисир йеридин, қуллуқ өйидин азат қилғандим, саңа Муса, Һарун вә Мариамни бәргән едим.   Мениң хәлқим, есиңға алғина, Моабниң шаһи Балак немә ойлиған еди вә униңға Беорниң оғли Балаам қандақ җавап бәргәнди. Шундақла есиңға чүшәргинә, Ситимдин Гилгалғичә болған йолда немә ишлар йүз бәргәнлигини. Шу вақитта сән Йәһваниң қилған яхшилиқлирини билип-йетисән».   Немә билән мән Йәһваниң алдиға келәй вә йүксәктә истиқамәт қилидиған Худаға тазим қилай? Униң алдида көйдүрмиләр, бир яшлиқ мозайлар билән турайму?   Йәһва миңлиған қойларға, он миңлиған қача зәйтун мейиға рази боламду? Яки мән өз қилмишим үчүн тунҗамни, қарнимниң мевиси — баламни, гунайим үчүн бериветәйму?   У саңа, инсан, немидин яхшилиқ ибарәт екәнлигини көрсәтти вә немини Йәһва сениңдин күтүдиғанлиғини: пәқәт сениң адил болушиңни, вапа муһәббәтни сөйүшиңни вә мулайимлиқта Рәббиң алдида жүрүшиңни!   Йәһва шәһәргә мураҗиәт қилмақта вә данишмәнләр Униң исмидин әтийәт қилиду. Җазани қобул қилиңлар вә уни Бәлгүлигәнни рәт қилмаңлар.  10  Рәзилниң өйидә қанунсиз жиғилған ғәзниләр техи барму? Униң маканида кемийған, жиркиничлик ефа моҗутму?  11  Мән қандақларчә хата таразим вә халтамдики натоғра таш гирлирим билән пак болалаймән?  12  Чүнки байвәччиләр зорлуққа петип қалди вә турғунлар ялғанчилиқни ейтип, қув-һейлигәр.  13  «Шуниң үчүн Мән саңа қаттиқ җараһәтләрни тәккүзимән һәм гуналириң үчүн чөлдәритимән.  14  Сән йәйсән, лекин тоймайсән, ачарчилиқ өз ичиңдә болиду. Затлириңни тиқисән, амма уларни сақлалмайсән. Һәтта сақлавалған нәрсәңни Мән дүшмәнгә бериветимән.  15  Сән һосул терийсән, лекин ома жиғмайсән, зәйтунларни искәнҗидә сиқисән, лекин мейини көрмәйсән. Шарапни ясайсән, амма уни ичмәйсән.  16  Силәр Омриниң қаидилирини орунлайсиләр вә Ахаб өйиниң барлиқ ишлирини тутисиләр. Силәр уларни дориғанлиқтин, Мән шундақ иш қилимәнки, силәр дәһшәттә қалисиләр. Шәһәрниң аһалисини шәрмәндигә һәм әйранға қалдуримән вә әтраптики хәлиқләр үстүңлардин күлиду».

Изаһәтләр