Мика 7:1—20

7  Һалимға вай-вай! Мән язлиқ мевиләрни вә үзүмзарлиқни жиққандин кейин бирму сап үзүм йә әтигән пишидиған бирталму әнҗирни тапалмиған кишигә охшидим.   Йәрдә бирму вапа адәм қалмиди, инсанлар арисида бирму һәққаний қалмиди. Һәммиси қан төкүш үчүн марап ятиду, һәрқайси өз бурадиригә қапқан тәйярлаватиду.   Улар яманлиқ қилишта уста боп кәтти, бәглири һәдийәләрни сорайду, сотчиси болса, пара тәләп қилиду. Арисидики мәшһурлар уятмай, өз қәлбиниң хаһишлирини изһар қилип, барлиғи қәстликтә биргә иш тутиду.   Арисидики яхшиси тикәнликкә, диянәтлиги қалқайға охшиди. Бирақ Сениң зиярәт күнүң келиду, униң тоғрилиқ күзәтчилириң әскәрткән еди. Шу чағда, баһа төләш күнидә, улар вәһимигә чүшиду.   Достуңларға ишәнмәңлар, йеқинлириңларға таянмаңлар, һәтта қойнуңда ятқандин еғизиңниң ишиклирини тақиғин.   Сәвәви, оғли атисини тәңситмәйду, қизи болса, анисиға қарши болмақта, келини қейинанисиға қарши чиқмақта вә адәмниң дүшмәнлири өйидикиләр болиду.   Бирақ мән Йәһваға көз тикимән, қутқузулушимниң Худайини чидамлиқ билән, залиқмай күтимән. Мениң Тәңрим мени аңлайду.   Қаршилашқучим, хошал болма! Гәрчә мән жиқилсамму, қайта туримән. Гәрчә мән зулмәттә яшисамму, Йәһва маңа йоруқлуқ болиду!   Мән Йәһваниң ғәзивини тәқабил көтиримән, чүнки мән Униңға қарши гуна өткүздүм. У мениң ишимни қарап чиққичә вә сотини түгәткичә күтимән. Андин у мени нурлуққа ачиқиду һәм мән Униң адиллиғини көримән.  10  Мениң дүшминимму буни көриду вә маңа: «Қени сениң Худайиң Йәһва?»— дегәнни уят басиду. Мениң көзлирим униң кочидики патқақтәк чәйләнгинини көриду.  11  Ушбу күндә сениң ташлиқ сепиллириң қурулиду вә чегарилириң кәңийиду.  12  Ушбу күндә саңа Асcурдин вә Мисир шәһәрлиридин, Мисирдин тартип улуқ Фират дәриясиғичә созулған диярлардин кишиләр келиду. Улар шундақла деңиздин-деңизғичә вә тағдин-таққичә ятқан дөләтләрдин келишиду.  13  Йәр турғунлириниң, уларниң паалийәтлири касапитидин чөлдәрәп, баяванға айлиниду.  14  Сән болсаң, өз хәлқиңни, мирасиңниң падисини, калтәк билән баққин. Бу халайиқ Кармилниң ичидики орманда айрим яшаватқан топ болиду. Улар авалқи вақитлардәк Башан билән Гилиатта отлансун.  15  «Мән силәргә Мисир зиминидин чиққан дәвиргә қияс мөҗүзилик ишларни намайиш қилимән.  16  Хәлиқләр буни көрүп, өз қудритидин иза тартиду. Улар ағзини қоли билән йепип, паңқай болуп қалиду.  17  Улар йәр беғирлап маңидиған иланлардәк топини ялайду, қорққанлиғидин өз қорғанлиридин өмүләп чиқиду. Улар титришип, бизниң Рәббимиз Йәһваға келип, Униңдин қорқудиған болиду».  18  Саңа қияс қилғидәк Худа барму?! Сән қалған мирасиңниң қанунсизлиғини кәчүрисән вә уларниң қилмишлирини дақимайсән. Сән мәңгү ғәзәпләнмәйсән, чүнки меһир-муһәббитиңдә вападар болушни яритисән!  19  Сән яңливаштин бизгә рәһимдил болуп, қилмишлиримизни чәйләветисән һәм деңиз һеңиға гуналиримизни чөктүриветисән.  20  Яқупқа садақәтмән болуп, Ибраһимға меһрибанлиғиңни намайән қилисән, чүнки Сән қедимда әҗдатлиримизға шундақ қәсәм бәргәндиң!

Изаһәтләр