Наһум 1:1—15

  1  Ниневия һәққидики бәшарәт. Ушбу китапта елкошитлиқ Наһумниң вәһийи йезилди.   Йәһва — қизғинидиған һәм өч алидиған Худадур. У мутләқ вапани тәләп қилиду. Йәһва — интиқам Алғучи, У қәһәргә толған. Йәһва дүшмәнлиридин өч елишқа тәйярдур вә ғәзивини қаршилашқучиларға төкиду.   Йәһва бәк чидамлиқ вә Униң қудрити улуқтур. Йәһва әйипкарларни җазасиз қоймайду. У боран билән шувурғанда маңиду вә униң аяқлири астидики чаң — булутлардур.   У сүрлүк деңизға қариғанда, уни қурутуветиду, барчә дәрияларниң сүйини тартиветиду. Шуниң билән һәм Башан, һәм Кармил қуруп кетип, Либанниң гүл-гиялири солишиду.   Униң алдида тағлар титришип, дөңләр ерип кетиду. Униң алдида йәр-зимин силкинип, каинат вә униңда яшиғучилар һәйвәттә болиду.   Ким Униң нәприти алдида туралисун? Ким Униң ғәзивиниң күчини көтирәлисун? Униң қәһри өрттәк қайнап, ғарташлар алдида гумран болиду.   Йәһва меһрибан, У — апәт күнидә панагаһтур. У Униңға үмүт артқанларни билиду.   Күчлүк сәл билән У Ниневияни вәйран қилиду вә Униң дүшмәнлирини қараңғулуқ басиду.   Силәр Йәһваға қарши немә қилалайсиләр? У силәрни пүтүнләй йоқ қилиду вә бир қетимдила пүтүнләй қирип ташлайду.  10  Гәрчә Ниневияниң аһалиси тикән қашадәк бириктүрүлгән болуп вә өз қудритидин мәс болған болсиму, улар ялқунда қуруқ саман көйгәндәк, йоқ болиду.  11  Сениңдин Йәһваға қарши нийәт қиливатқан бирси чиқиду, у яман һәм пайдисиз мәслиһәтчидур.  12  Йәһва шуңлашқа мундақ дәйду: «Һәтта ассурлиқлар паравәнликтә яшап, көп болсиму, улар чөп чепилғандәк, чепилиду. Мән сени, Йәһудия, қистиған болсамму, кәлгүсидә қистимаймән.  13  Сениңда ятқан боюнтуруқни сундуруп, бағланған ағамчилириңни үзүветимән!  14  Сән һәққидә, Ниневия, Йәһва мундақ дәйду: «Сениң исмиңдин өсүмлүк чиқмай, сән, Ассур, унтулисән. Мән өйүңдики бутлириңни һәм һәйкәллириңни йоқ қилимән. Худалириңға һәм саңа пәсәйгән, көрүмсиз тавутни тәйярлаватимән”.  15  Қараңлар, мана! Тағларда хәвәрчиниң аяқлири жүрмәктә. У хуш хәвәр, течлиқ һәққидә хәвәрни җакалаватиду. Йәһуда, байрамлириңни мәйрәмлигин вә вәдилириңни орунлиғин. Чүнки әнди сениң йериңдә һечбир зулум маңмайду, сәвәви, уларниң барлиғи өлтүрүлди!»

Изаһәтләр