Наһум 2:1—13
2 Саңа қарши, Ниневия, сениң қорғанлириңни
гумран қилип, аһалиңни чечиветидиған
күчлүк бирси туриду. Йолуңни күзәткин
қәлъәлириңни сақлиғин, бәллириңни мәккәм
бағлап, җәңгә тәйярланғин.
2 Йәһва Яқупниң алийҗанаплиғини тикләйду,
Исраилға бүйүклигини қайтуриду, чүнки
дүшмәнлири уни чөлдәритип, униң үзүм
ғоллирини сундурувәткәнди.
3 Җәңчилириниң қалқанлири қизилдур вә униң
қудрәтлик кишилири қизил кийимләргә кийинди.
Җәң һарвулириниң төмүр оғақлири оттәк
валилдимақта. Улар қатарға тизилғанда,
әскәрлири қариғай нәйзилирини көтәрмәктә.
4 Кочиларда һәм мәйданларда қуюнтаздәк җәң
һарвулар учмақта. Улар көйүватқан мәшъәлләрни
һәм парлиған чақмақларни әслитиду.
5 Ассурниң шаһи өз ләшкәрлирини чақириду,
улар путлишип жүгрәйду. Шәһәр сепилигә
алдирисиму, лекин қоршав қалқини
уларға қарши ясалди.
6 Дәрияниң дәрвазилири ечилди вә
һашамәтлик сарай вәйран болди.
7 Шундақ қарар чиқирилди! Уни ялиңачлап,
сүргүнгә елип маңди вә хизмәткар аяллири
кәптәрләрдәк товлимақта, улар ушбу
һәсрәттин көксигә урмақта.
8 Ниневия бәрпа болушидин башлап,
суға толған көл еди. Әнди болса,
униң сулири ямримақта, уларға:
«Тохтаңлар! Тохтаңлар!»,— дәп вақирисиму,
һечким кәйнигә қаримайду.
9 Күмүчни булаңлар һәм алтунни елиңлар!
Бу җайда байлиқниң чеки йоқ,
есил ғәзниләрни һесаплашқа болмас.
10 Шәһәр чөлдәриди, булаң-талаң қилинди
һәм ташланди. Жүрәкләр қорқунучтин
соқуп, тизлар титрәп, бәлләр қоюветилди.
Һәмминиң үзлири татиришип кәтти.
11 Қени ширларниң угиси? Заман бойи бу йәрдә
яш ширларниң ойнайдиған мәйдани еди.
Шу йәргә шир өз аслинини апиратти
вә һечким уларға тегишмәтти.
12 Шир өз күчүклири үчүн олҗини парчилатти,
һайванларни чишилири үчүн сиқип өлтүрәтти,
угисини жиртилған җаниварларға тоштуратти.
13 «Мана, Мән саңа қарши маңдим,— дәйду
Сәрдар Йәһва,— сениң һәрбий төмүр
һарвулириңни пүтүнләй көйдүримән вә
сениң яш ширлириңни қилич йоқ қилиду.
Сән башқа йәр-зиминда һечбир олҗа
алмайсән һәм хәвәрчилириңниң
зувани аңланмайду!»