Наһум 3:1—19
3 Еһ, қан төкүватқан шәһәрниң һалиға вай!
Униңда алдамчилиқ, садиқсизлиқ вә қарақчилиқ.
Шәһәр түрлүк-түмән олҗиға толди!
2 Қамчиниң урушини вә чақларниң ваң-чуңини
аңлаватамсиләр? Атлар топурлап, төмүр
һарвулар дараңлаватиду.
3 Чавандазлар учмақта, қиличлар вә нәйзиләр
пақиримақта, өлгәнләрниң көпчилиги вә
җәсәтләрниң догилири...
Җәсәтләр һәммә йәрдә!
Кишиләр өлүкләргә путлашмақта.
4 Буниң һәммиси зор бузуқчилиқ үчүндур!
Сәвәви, өз гөзәллиги билән сехиргәрлик
қиливатқан вә әхлақсизлиғида хәлиқләрни
алдаватқан һәм қәбилиләрни сетиватқан
паһишәниң жүрүш-туруши мошундақ еди.
5 «Мана, Мән саңа қарши, Ниневия, чиқтим,—
дәйду Йәһва, қошунларниң Худайи,—
Мән етигиңни көтирип, үзүңгә япимән вә
хәлиқләргә һәм шаһлиқларға ялиңачлиғиңни
һәм шәрмәндәңни намайиш қилимән!
6 Сени өзәңниң паскиничилиқлириң билән уруп,
аброюңни чүширип, тамаша-мәсхиригә қойимән.
7 Сени көргән һәрким сениңдин қечип:
“Ниневия һалак бопту! Ким әнди уни айисун?”—
дәйду. Саңа тәсәлли беридиған һечким чиқмайду.
8 Сән Фивлардин артуқму? У Нилниң өстәңлиридә
туратти вә сулар һәммә тәрәптин уни қаплатти.
Деңиз болса, униң байлиғи һәм һимайиси еди.
9 Ефиопия вә Мисир униң үчүн қудритиниң
пүтмәс-түгимәс мәнбәси болғанди.
Пут һәм Ливия униңға ярдәмлишәтти.
10 Шуңдақ болсиму, у сәргәрдан болуп, әсиргә
чүшти. Униң бовақлири кочиларниң
дохмушлирида рәһимсиз йәргә урулди,
мәшһурлири һәққидә чәк ташлинип,
атақлиқлирини зәнҗир билән бағлиди.
11 Сәнму мәстәк тәмтирәкләп маңисән.
Дүшмәндин мөкүнисән вә пана издәйсән.
12 Сениң барчә қорғанлириң дәсләп пишқан
мевилири бар әнҗирни әслитиду: уни бир
силкисәң — улар ағизға чүшиду.
13 Өзәңниң ләшкәрлириңгә қарап баққина,
улар аялларға охшиди. Зиминиңниң
дәрвазилири дүшмәнниң алдида ечилиду
вә өрт тақақлириңни ялмайду.
14 Қоршав вақтида ичидиған сүйиңни топла,
тамлириңни чиңайт, лайиқ топа тепип, хиш
тәйярла. Хишлар үчүн очақлириңни җөңдә.
15 Бирақ шундақ болсиму, сени бәрибир өрт йәйду
вә қилич уҗуқтуриду. Улар сени яш чекәткә кәби
һалак қилиду, һәтта өзәң чекәткидәк вә қурттәк
көпийип кәтсәңму.
16 Сәндә содигәрләр сани асмандики
юлтузларниң санидин ешип кәтти.
Лекин ушбу чекәткә йоғирип, учуп кәткәндәк,
17 Сениң бәглириңму чекәткидәк вә һәрбий
башчилириң чекәткиниң уюшмисидәк болди.
Соғ вақтида у тамларниң йочуқлирида
йошурунуп, күн чиққанда учуп кетиду.
Һечким униң қәйәргә барғинини билмәйду.
18 Сениң падичилириң, Ассур шаһи, ухлап қалди,
әмәлдарлириң өйлиридә ятиду.
Хәлқиң болса, тағларда тарилип кәтти
вә һечким йоқ уларни жиғидиған.
19 Апәт күнидә һечнәрсә саңа ярдәм қилмайду,
чүнки яраң сақаймасқа айланди.
Сениң жиқилишиңни аңлиған һәрким
чавақ чалиду, чүнки ким сениң берәһим
вәһшилигиңдин азапланмиди?»