Нәһәмия 1:1—11

1  Хакалияниң оғли Нәһәмияниң сөзлири. Мән 20-жилниң кислев ейида пайтәхт шәһири Сузда болдум.  Қериндашлиримниң бири Хананий вә униң билән бирнәччә киши Йәһудиядин кәлди. Мән улардин тутқундин қайтип кәлгән йәһудийлар һәм Йерусалим тоғрилиқ соридим.  Улар маңа җававән: «Әсирдин қайтип кәлгәнләр өз йеридә зор апәттә вә тәңситмәсликтә болмақта. Йерусалимниң сепили харабилиқта йетип, униң дәрвазилири көйдүрүлгән һаләттә турмақта»,— деди.  Ушбу сөзләрни аңлап, мән жиғлап кәттим вә нәччә күн хапичилиқта болуп, роза тутуп, асман Худаси алдида дуа қилдим.  Мән Униңға: «Аһ, Йәһва, әршниң Падишаси, улуқ һәм қорқунучлуқ Худа! Сән келишимиңни сақлиған, Сени сөйүдиған вә Сениң вәсийәтлириңгә әмәл қилғучиларға шәпқитиңни көрситидиған Тәңридур!  Қулиғиң диққәтчан вә көзлириң очуқ болуп, қулуңниң илтиҗасини аңлиғинә. Мән әнди кечә-күндүз алдиңда Сениң қуллириң, Исраил оғуллири, тоғрилиқ дуа қилип, уларниң гуналирини бойнумға елип, мән һәм атамниң өйи Сениң алдиңда өткүзгән әйиплирини етирап қиливатимән.  Биз Сениң алдиңда әйипкарлардур, чүнки Сән қулуң Муса арқилиқ вәсийәт қилған тохтамлириң билән көрсәтмилириңни сақлимидуқ.  Сән бәндәң Мусаға ейтқан сөзүңни әскә чүшәргинә. Сән мундақ агаһландурған едиң: “Әгәр силәр Қанунимға хиянәт қилсаңлар, Мән силәрни хәлиқләрниң арисиға таритиветимән.  Әгәр силәр Маңа бурулсаңлар вә Мениң вәсийәтлиримни сақлап орунлисаңлар, һәтта асманниң у четигә қоғланди болсаңлар, Мән силәрни әшу җайдинму елип, исмимни маканлаштуруш үчүн таллиған орнумға әкелимән”. 10  Улар Сениң бәндилириң һәм Сән улуқ күчүң һәм қудрәтлик қолуң билән сетивалған хәлқиңғу. 11  Аһ, Йәһва! Сән қулуңниң ялвурушиға һәм қалған бәндилириңниң дуасиға қулақ салғина! Улар улуқ исмиң алдида әйминип, Сени мәдһийиләйду. Хизмәткариңға утуқ беғишлап, уни ушбу инсанниң илтипатиға ериштүргинә!»— дәп ялвурдум. Мән шаһниң һозурида сақий хизмитини атқураттим.

Изаһәтләр