Нәһәмия 12:1—47
12 Мана, Шалтийәл оғли Зәрубабил вә Йәшуа билән кәлгән роһанийлар һәм ләвийләр: Серая, Йәрәмия, Әзра,
2 Амария, Маллух, Хаттуш,
3 Шекания, Рехум, Меримот,
4 Иддо, Гиннетой, Абия,
5 Миямин, Маадия, Билгаһ,
6 Шемая, Йоариб, Йидая,
7 Саллу, Амоқ, Хилқия, Йидая. Булар асасий роһанийлар һәм Йәшуаниң заманидики уларниң бурадәрлири.
8 Ләвийләр: Йешуй, Бинуй, Кадмиил, Шеревия, Йәһуда, Маттания — у мәдһийиләштә әң биринчиси, у вә униң қериндашлири.
9 Бақбуқия вә Унний, уларниң қериндашлири, улар шундақла күзәтчиликниму атқуратти.
10 Йешуй Йәһоякимни туғди, Йәһояким Елиашибни, Елиашиб Йоиаддани,
11 Йоиадда Йонатанни, Йонатан Йаддуйни туғди.
12 Йәһоякимниң күнлиридә әвлатларниң башчилири, роһанийлар: Сераяниң өйидин Мерая, Йәрәмия өйидин Ханания,
13 Әзра өйидин Мешуллам, Амария өйидин Йеханан,
14 Мелаху өйидин Йонатан, Шебания өйидин Йүсүп,
15 Харим өйидин Адна, Мирайот өйидин Хилқия,
16 Иддо өйидин Зәкәрия, Гиннетой өйидин Мешуллам,
17 Авия өйидин Зихрий, Миниамин өйидин... Моадия өйидин Пилтай,
18 Билгаһ өйидин Шаммуй, Шемая өйидин Йонатан,
19 Йоариб өйидин Матнай, Йидая өйидин Уззий,
20 Саллай өйидин Қаллай, Амоқ өйидин Евер,
21 Хилқия өйидин Хашавия, Йидая өйидин Натанаил.
22 Әвлатларниң башчилири болған ләвийләр Йаддуй, Йоханан, Йоиадда, Елиашиб вақитлирида тизимға киргүзүлди, роһанийлар болса, парс Дариосниң һөкүмранлиғида тизимланди.
23 Нәсилләрниң башчилири, Ләвийниң оғуллири күндилик язмилар китавиға Елиашибниң оғли Йохананниң дәвригичә йезилди.
24 Ләвийләрниң башчилири: Хашавия, Шеревия вә Кадмиилниң оғли Йешуй һәм униң қериндашлири. Улар һәқиқий Худа адими Давутниң әмри бойичә шүкүрләрни ипадиләйдиған махташларда новәт бойичә қоюлған еди.
25 Маттания, Бақбуқия, Обадия, Мешуллам, Талмон, Аққуб — улар дәрвазиларниң босуғилирида күзәттә туридиған күзәтчи-дәрвазичилар.
26 Улар Йосадокниң оғли, Йәшуаниң оғли Йәһоякимниң вақтида вә өлкә башлиғи Нәһәмия вә роһаний, Тәврат устази Әзраниң күнлиридә шундақ хизмәтни атқурди.
27 Йерусалимниң сепилини муқәддәслигәндә, ләвийләрни уларниң барлиқ маканлиридин чақирип, Йерусалимға йетип келишини буйриди. Улар муқәддәсләш ишида вә зор байрамда мәдһийиләп, чилтар һәм башқа тарлиқ әсвапларда нахшиларни ейтиши лазим еди.
28 Шуниң билән Йерусалим вилайитиниң сазәндилири вә Нетотан йезилириниң,
29 Гилгал, Геба вә Азмабет балилири жиғилди, чүнки нәғмичиләр Йерусалимниң әтрапидики йезиларда өйләрни тутқан еди.
30 Роһанийлар билән ләвийләр тазилинип, хәлиқни вә дәрвазилар билән сепилни паклиди.
31 Шу чағда мән Йәһудани башқуруватқан кишиләргә сепилниң үстигә чиқишни буйридим. Уларда чоң икки мәдһийә хорини қоюп, уларниң тәнтәнә жүриши күтүләтти. Уларниң бири Қиға дәрвазилири йенидики тамниң оң тәрипидә турди.
32 Уларниң кәйнидин Һошая вә Йәһуданиң башлиқлириниң йерими маңди:
33 Азария, Әзра, Мешуллам,
34 Йәһуда вә Бениамин оғуллири, Шемая вә Йәрәмия.
35 Роһанийлар әвладидин карнәйләр билән: Асафниң оғли, Закхурниң оғли, Миканиң оғли, Маттанияниң оғли, Шемаяниң оғли, Йонатанниң оғли Зәкәрия
36 вә униң бурадәрлири Шемая, Азарел, Милалай, Гилалай, Маай, Натанаил, Йәһуда һәм Хананий. Улар Худаниң адими Давутниң саз әсваплирини тутуп маңғанди, тәвратчи Әзра уларниң алдида жүрди.
37 Уларға қарши турған Булақ дәрвазилири йенида улар Давут шәһириниң пәләмпәйлири бойичә сепилға апиридиған һәм андин Давутниң өйигичә, кейин шәриқкә қарайдиған Су дәрвазилириға йол тутти.
38 Башқа хор уларға қариму-қарши тәрәптә маңди, уларниң кәйнидин мән вә хәлиқниң йерими маңдуқ. Улар сепилда Пәч мунаридин башлап Кәң тамғичә,
39 Әпрайим дәрвазилиридин меңип, Кона дәрвазиларни, Белиқ дәрвазиларни, Хананелниң мунарини, Меа мунарини өтүп, Қойлар дәрвазилириға йәтти. Зиндан дәрвазилириниң қешида тохтиди.
40 Андин икки мәдһийиә хори һәқиқий Худаниң өйи йенида турди, мән һәм мениң билән башлиқларниң йерими,
41 роһанийлар Әлиаким, Маасея, Миниамин, Мика, Әлионай, Зәкәрия, Ханания карнәйләр билән,
42 Маасея, Шемая, Елиазар, Уззий, Йеханан, Малхея, Елам вә Езер тохтиди. Нахшичилар жуқури авазда күйләрни яңратти. Уларни башқурған Израхия еди.
43 Шу күндә мол қурбанлиқлар әкелинди вә һәммиси шатланди, чүнки һәқ Рәбб уларға зор хошаллиқ һәдийә қилди. Аялларму, балиларму чоқуришип хошал болди вә Йерусалимниң шатлиғи жираққа аңлинатти.
44 Ушбу күндә кишиләр амбар ханиларға қоюлған еди. Улар шәһәрләрниң четидики етизлардин һәдийәләрни, баш үнүмләрни вә онлуқларни роһанийлар билән ләвийләрниң Қанун бойичә тәләп қилинған тәминати үчүн жиғиши керәк еди. Чүнки йәһудийларға хизмитини өз орунлирида атқуруватқан роһанийлар билән ләвийләрни көрүш хурсәнлик беғишлатти.
45 Улар Худаниң хизмитини, паклиниш ишлирини вә Давутниң һәм униң оғли Сулайманниң тохтамлири бойичә сазәндиләр вә дәрвазичилар хизмитини қиливататти.
46 Сәвәви, қедимий заманда, Давут падиша вә Асафниң күнлиридә сазәндә-күйчиләрниң башчилири болуп, Худаға махташ вә разилиқ билдүрүш нахшилири яңратти.
47 Барлиқ исраиллиқлар Зәрубабил вә Нәһәмия күнлиридә һәр күни нәғмичиләр вә дәрвазичилар үчүн бәлгүлүк тәминатни йәткүзүп турди. Шундақла улар муқәддәсликләрни ләвийләргә, ләвийләр болса, муқәддәсликләрдин онинчи қисимлирини Һарунниң оғуллириға берип турди.