Нәһәмия 13:1—31

13  Ушбу күни Мусаниң китави хәлиқ алдида үнлүк оқулуп, униңда йезилған мундақ тохтам тепилди: амонлуқ вә моаблиқ кишиләр һечқачан Худаниң җәмийитиниң әзаси болалмайду,  чүнки улар Исраил оғуллирини нан-су билән қарши алмай, әксичә уларға қарши ләнәт оқуш үчүн Балаамни яллиди, амма Худайиңлар ләнәтни бәрикәткә айландурди.  Мәзкүр Қанунни аңлиғандин кейин, улар Исраилдин пүткүл ятларни айриди.  Әң авал Тобияниң йеқин туққини, Худа өйиниң бөлмилиригә қарайдиған роһаний Елиашиб  униң үчүн йоған бир бөлмини ясап бәргән еди. У бөлмигә бурун, Қанун бойичә, ләвийләргә, сазәндиләргә, дәрвазичиларға тәәллуқ һәм роһанийларға һәдийәгә әкелинидиған нан һәдийәсини, хушпурақларни, қачиларни, нан, шарап вә зәйтун мейи онлуқлирини қоятти.  Буниң барлиғи йүз бәргәндә, мән Йерусалимда болмиған едим, чүнки Бабил шаһи Артахшаштниң 32-жили мән шаһқа қайтип келип, бирнәччә вақит өткәндин кейин шаһтин йәнә рухсәт алған едим.  Мән Йерусалимға қайтип келип, Елиашибниң Тобия үчүн һәқ Худаниң ибадәтханисиниң һойлисида бир ханини бөлүп бәргәнлиги һәққидә яман ишни аңлидим.  Шу чағда мән бәк жиркинип, Тобияниң барлиқ өй затлирини бөлмидин нери ачиқип ташлидим.  Мән шундақла ханиларниң барлиғини тазилап, әшу җайларға яңливаштин Худа өйиниң қача-қомучлирини, нан һәдийәни вә хушпурақларни әкелишни буйридим. 10  Йәнә мән шуни билдимки, ләвийләргә тегишлик нәрсиләр берилмәй, ләвийләр билән нахшичилар өз ишини ташлап, һәрқайси өз етизиға таришип кетипту. 11  Буниң үчүн мән назарәтчиләргә тәнбиһ җакалап: «Немишкә һәқиқий Худаниң макани қуруқ қалди?»— дедим. Шуниң билән уларниң барлиғини жиғип, өз орунлириға қойдум. 12  Һәммә йәһудийлар нан, шарап вә зәйтун мейи онлуқлирини әкәлип, амбарларға өткүзди. 13  Мән амбарларни назарәт қилиш үчүн, роһаний Шелемия, Тәврат устази Садок вә ләвийләрдин Пидаяни бәлгүлидим. Уларда ярдәмчи болуп Маттанияниң оғли, Закхурниң оғли Қанан болди, булар барлиғи садиқ кишиләр еди. Уларға шундақла өз қериндашлириға өлчүк йәрләрни бериш ишиму жүкләнди. 14  Мени, Худайим, мошу қилған ишлирим үчүн есиңға алғина вә өйүң үчүн вә униңдики хизмәтни тикләштики пүткүл вуҗудимдин атқурған әмгигимни хатирәңдин йоқитивәтмигинә! 15  Мәзкүр күнләрдә мән шуниму Йәһудида көрдүмки, шәнбиләрдә искәнҗиләрдә шарапни янчип, данлиқ зираәтләрниң бағлирини тошуп, ешәклиригә шарап, үзүм, әнҗир вә һәрқандақ нәрсиләрни жүкләп, уларни шәнбә күни Йерусалимға апириду. Мән уларға әшу күн һәққидә нәсиһәт қилдим. 16  Тирлиқларму шәһәрдә яшап, белиқ вә һәрхил малларни әкелип, шәнбиләрдә Йәһудияниң вә Йерусалимниң аһалисиға дайим сататти. 17  Мән йәһудийларниң башчилирини сөкүп, уларға: «Немә үчүн силәр мошундақ яманлиқни қилип, шәнбә күнини напаклаштуруватисиләр? 18  Атилириңларму мошундақ иш тутуп, шуниң үчүн Худа бизгә ушбу шәһәргә апәт кәлтурмидиму? Силәр болсаңлар, шәнбини напаклаштуруп, Униң ғәзивини пүткүл Исраилға һәссиләп кәлтүрүватисиләр!»— дедим. 19  Андин Йерусалим дәрвазилириниң шәнбиниң алдида күн петиштин авал ишиклирини йепиветишни буйридим вә уларни шәнбә өтүп болғандин кейин әтигәнлигичә ачмаслиқни әмир қилдим. Шундақла мән хизмәткарлиримни шәнбә күни һечқандақ жүк өтмәслиги үчүн, дәрвазиларниң қешида күзәткә қойдум. 20  Сатармәнләр вә содигәрләр Йерусалимниң қешида нәччә рәт қонди. 21  Мән уларға: «Немишкә силәр сепилниң қешида қонуватисиләр? Әгәр буни йәнә бир рәт қилсаңлар, мән силәргә чарә қоллинимән!»— дәп әскәрттим. Шу вақиттин башлап, улар шәнбиликләрдә кәлмәйдиған болди. 22  Мән ләвийләргә улар тазилинип, шәнбә күнини муқәддәсләш үчүн, дәрвазиларда күзәткә келишини ейттим. Мошу ишим үчүн, Пәрвәрдигарим, мени есиңға елип, улуқ меһир-шәпқитиң бойичә айиғина! 23  Йәнә мәзкүр күнләрдә мениң көргиним, йәһудийлар азотлиқлардин, амонлуқлардин вә моаблиқлардин өзлиригә хотунларни алатти. 24  Шуңлашқа уларниң оғуллири азотлиқчә сөзләп, йәһудийчә сөзләлмәтти. Шуниңдәкла қалғанлири башқа хәлиқләрниң тиллирида сөзләтти. 25  Мән уларға бу әһвал тоғрилиқ тәнбиһ берип, уларни қарғидим вә бәзилирини уруп, уларниң чачлирини жулдум. Андин мән Худаниң исми билән қәсәм ичип, улар қизлирини ятларниң оғуллириға бәрмәсликни вә уларниң қизлирини өзлиригә һәм оғуллириға алмаслиқни әмир қилдим. 26  Мән уларға: «Мошу ятлар үчүн Исраилниң падишаси Сулайман гуна өткүзмидиму? Көплигән хәлиқләрниң униңдәк падишаси болмиған еди. Уни Егимиз сөйүп, пүткүл Исраил үстидин һөкүмран қилип қойғанди, амма чәтәллик аяллири уни гунаға патқузди. 27  Һазир болса, бизму силәргә мунасивәтлик мошундақ зор бир вәһшиликни көрүп, Худайимизниң алдида чәтәл аялларни дедәкликкә елип, гунаға йол бериватқанлиғинларни аңлаватимиз»,— дәп нәсиһәт қилдим. 28  Йоиадданиң оғуллиридин, баш роһаний Елиашибниң оғлиниң бири хоронлуқ Санбаллатниң күйоғли еди. Мән уни өзәмдин қоғлавәттим. 29  Пәрвәрдигарим, уларниң роһанийлиқни напаклаштуруп, роһанийлиқ һәм ләвийлик келишимни бузғанлиғини есиға салғина! 30  Шундақ қилип, мән уларни барлиқ ят нәрсиләрдин тазилидим. Роһанийлар билән ләвийләрни өз ишини тоғра қилиш күзитигә қойдум. 31  Шундақла мән отунларниң һәм һосулниң дәсләпки мевилириниң бәлгүләнгән вақитларда йәткүзүлүши тоғрисида көрсәтмиләрни бәрдим. Худайим, буниң һәммисини мениң яхшилиғимға әстә тутқина!

Изаһәтләр