Нәһәмия 2:1—20

2  Артахшаштниң 20-жилиниң нисан ейида униң алдида шарап туратти. Мән шарапни елип, шаһқа тәғдим қилдим вә униң алдида чирайим хапа әмәстәк еди.  Лекин шаһ маңа: «Немә үчүн чирайиң җүдәң? Сән ағрип қалмиғансән? Тайлиқ, жүригиңдә қайғу бар»,— деди. Мән қаттиқ чөчүдим.  Мән шаһқа: «Әбәдий яшаң, шаһим! Қандақларчә мениң чирайим җүдәң болмайду, әгәр атилиримниң қәбирлири ятқан шәһәр вәйранчилиқта һәм униң дәрвазилири көйдүрүлгән болса?»— дәп җавап қайтурдум.  Буниңға шаһ: «Унда сән немини халайсән?»— дәп сориди. Мән асман Худайиға дуа қилип,  шаһқа җававән: «Әгәр һөкүмранимға лайиқ болуп, қули униң йүзи алдида илтипат тапқан болса, мени Йәһудияға, атилиримниң қәбирлири болған шәһәргә, мән уни ясишим үчүн, қоюп бәрсила»,— дедим.  Шуниң билән шаһ һәм униң йенида олтарған мәликә маңа: «Қанчә вақит саңа һаҗәт болиду һәм қачан қайтип келисән?»— дәп сориди. Шаһ мени қоюп беришни иҗазәт қилди, мән униңға һаҗәтлик муддәтни ейттим.  Мән шаһқа: «Әгәр шаһим дурус көрсә, мән Йәһудияға йетип барғичә, маңа йол көрсәткүчиләрни берип, дәрияниң у тәрипидики өлкиләрниң башлиқлириға хәтләрни бәрсила,  шундақла шаһниң орманлиғиниң күзәтчиси Асафқа хәт йоллисила. У маңа Худа өйи қорғининиң дәрвазилири үчүн яғачларни, шәһәр сепили вә мән яшайдиған өй үчүн лимларни аҗритип бәрсә»,— дәп илтимас қилдим. Илтипат көрситиватқан Рәббимниң қоллап-қувәтлишидә шаһ маңа буниң барлиғини қилип бәрди.  Мән ушбу өлкиләрниң башлиқлириға келип, уларға шаһниң хәтлирини тапшурдум. Униңдин ташқири, шаһ мениң билән чавандазларни башчилири билән әвәтти. 10  Бу һәққидә хоронлуқ Санбаллат, амонлуқ Тобия аңлап, уларға Исраил оғуллирниң яхшилиғи тоғрилиқ ойлаватқан адәмниң кәлгини бәк яқмиди. 11  Мән Йерусалимға йетип кәлдим. У йәрдә үч күн болғанда, 12  мениңда болған азла кишиләр билән кечидә туруп, һечкимгә Рәббим Йерусалим һәққидә қәлбимгә салған нәрсә тоғрилиқ бөлүшмәй, өзәм билән, мингән аттин башқа һечқандақ атларни алмай, 13  түндә Әҗдиһа булиғиниң йенидин өтүп, Қиға дәрвазилириғичә берип, Йерусалим сепилиниң бузулған темини вә униң көйдүрүлгән дәрвазилирини қарап чиқтим. 14  Мән булақниң дәрвазилириға вә падишаниң көлчигигә бардим, бирақ у йәрдә астимдики етимға өтүш мүмкин болмиди. 15  Мән кәйнимгә сай билән меңип, тамни қараштурғач, яңливаштин вадиниң дәрвазилири арқилиқ өтүп, өйүмгә қайтип кәлдим. 16  Шәһәр башчилири мениң нәгә берип, немә қиливатқинимни билмәтти. Йә йәһудийларға, йә роһанийларға, йә байларға, йә шәһәр башчилири вә қандақту-бир мәнсәп егилигүчиләргә мән мошу вақитқичә һечнәрсини ечип ейтмидим. 17  Мән уларға: «Силәр көрүватамсиләр, қандақ апәттә болуватимиз? Йерусалим вәйранчилиқта вә униң дәрвазилири көйдүрүлгән. Келиңлар, Йерусалим сепилини җөндәп-ясап, әнди мошундақ тәсликтә болмайли!»— дәп мураҗиәт қилдим. 18  Шу вақитта мән уларға маңа қалқан болуватқан Худаниң қолини вә маңа қилған шаһниң сөзлирини ейтип бәрдим. Улар: «Һәммини ясаймиз!»— дәп, қәтъий вәдә бәрди вә қоллирида яхши ишни қилишқа күч-қувәт һис қилди. 19  Буни аңлиған хоронлуқ Санбаллат, амонлуқ Тобия вә әрәп Гәшәм уларниң үстидин күлүп, тәңситмәслик билән бизгә қарап: «Силәр ойлаватқан нәрсә немигә әкеләр? Шаһқа қарши исиян көтәрмәкчиму силәр?»— дәп гәп қилишти. 20  Мән уларға җавап берип, мундақ дедим: «Әршниң асман Пәрвардигари бизгә муваппәқийәт бериду һәм биз, униң қуллири, тиклинип һәммә нәрсини ясаймиз! Силәргә болса, Йерусалимда һечбир несип, һоқуқ вә хатирә йоқтур».

Изаһәтләр